Архип
2009-08-10
Нөвәттә америка һөкүмити африқа базири һәм латин америкисидики дөләтләр билән болған мунасивәткә әһмийәт бериватқан болуп, өткән һәптә америка ташқи ишлар министири һиллари клинтонниң африқа сәпири һәм 9 - авғуст күни америка презинти барак обаманиң мексикиға болған 2 - қетимлиқ зиярити хәлқараниң диққитини қозғимақта.
2009-08-10
Уйғур аптонум районлуқ хәлқара көргәзмә мәркизидә 5" - июл үрүмчи вәқәси" гә аит 400 парчидин артуқ сүрәт көрүнүшләр көргәзмә қилинған болуп, хитай мәркизи һөкүмитиниң уйғур дияриға тәйинлигән секритари ваң лечүән, сүрәттә әкс әттүрүлгән вәқәликләрниң, чегра ичи - сиртидики дүшмән күчләрниң пиланлиқ орунлаштуруши нәтиҗисидә мәйданға кәлгән вә бу кәң хәлқ аммиси үчүн еғир зиянкәшликләрни пәйда қилған 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий маһийити икәнликини билдүргән.
2009-08-10
Финландийә шималий яврупадики 360 миң квадират километирлиқ земинға игә гүзәл бир дөләт . Филандийиниң нопуси 5 милйон 256 миң болуп, буларниң 94% ни финлан тилидики хәлқләр тәшкил қилса, 6% ни шивет тилидики хәлқләр тәшкил қилиду.
2009-08-10
Түркийә 2009 - йиллиқ учур ахбарати вә ахбарат вастилири йиғиниға қатнишиш үчүн истанбулға кәлгән түркийә дөләт министири вә муавин баш министир бүләнт аринч йиғин арисида мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.
2009-08-10
Қазақистандики уйғурлардин атақлиқ язғучи, дирамторг әхмәтҗан һашир әпәнди ихтияри мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, 5 - июл үрүмчи қанлиқ вәқәси тоғрисида, шундақла, алмутада шу қанлиқ қирғинчилиқта һаятидин айрилғанлар үчүн елип беилған матәм мурасими тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойиду.
2009-08-08
Мелбурн хәлқара филим фестивалға қатнаштурулған “муһәббәтниң он шәрти” намлиқ һөҗҗәтлик филимни қоюш мурасими, шәнбә күни кәчқурун мелбурнда ғәлибилик ечилди.
2009-08-07
Ейҗиңлиқ кишилик һоқуқ адвокати шу җиюң өткән һәптә баҗ оғрилаш җинайити билән қолға елинди. Униң қолға елиниши бейҗиң даирилири адвокатларни 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар делоларни қобул қилмаслиқ һәққидә агаһландурғандин кейин мәйданға кәлди.
2009-08-07
6 - Авғуст күни японийиниң хирошима арилидики тинчлиқ хатириси бағчисида, хирошиманиң атом бомбиси зәрбисигә учриғанлиқиниң 64 йиллиқини хатириләш, атом бомбисиниң зиянкәшликигә учрап һаятидин айрилғанларға тәзийә билдүрүш вә шуниңдәк дуняни тинчлиққа чақириш паалийити өткүзүлди.
2009-08-07
Б б с агентлиқиниң 8 - айниң 6 - күнидики хәвиридә, хитайдики мустәқил язғучи ваң лишйүңниң "хитай һәққидә сөһбәт" журнилиниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң милләтләр сияситини тәнқидлигәнлики һәққидики сөһбәт хатириси берилди.
2009-08-07
Рабийә қадир ханим австралийидики филим фестивалиға қатниш үчүн мелборн шәһиригә йетип кәлгәндин кейин, австралийидики уйғурларниң паалийәтлири техиму җанлинип кәтти.
2009-08-07
Хитай хәлқ җумһурийитиниң истанбулда турушлуқ консолханисии `5 - июл үрүмчи вәқәсиниң һәқиқий йүзи` намлиқ CD пиластинкиси тарқатмақта. CD Пиластикисиниң муқависиға түрк тилида` 5 тәммуз үрүмчи олайинин ич йүзү` дәп йезилған болуп, астиға көйдүриветилгән аптомобиллар вә таяқ йегән хитайларниң сүрити чүшүрүлгән.
2009-08-07
Җәнвәдики б д т бинасида хитайниң ирқий мәсилилири музакирә қилиниватқан бир пәйттә, яврупаниң һәр қайси дөләтлиридин йиғилған уйғурлар вә түркләр җәнвәдики б д т бинаси алдида намайиш өткүзди.
2009-08-07
Түркийиниң вақит гезити идариси хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси тәрипидин бир парчә хәт тапшурувалған болуп, у хәттә, вақит гезити анти чин йәни хитайға қарши ахбарат тарқитиш билән әйибләнгән, у хәттә йәнә, түркийиниң саадәт партийисини әйибләп хитайға қарши қанунсиз йиғин уюштурди дәп тәнқид қилған.
2009-08-06
Хитай һөкүмити дипломатик бесим вә байқут қилиш вастилирини қоллинип, мелбориндики авситралийә хәлқара филим фестивалида рабийә қадир ханим һәққидики һөҗҗәтлик филимниң көрситилишини тосимақчи болған иди. Лекин хәвәрләрдин мәлум болушичә, хитайниң тиришчанлиқи әкс тәсир қозғап, австиралийә филим фестивали вә рабийә ханим һәққидики филимниң даңқини чиқарған.
2009-08-06
" 5 - Июл үрүмчи вәқәси" дин кейинки уйғур ели вәзийити җиддийлишип кәткән болуп, хитай һөкүмити бу районда һәрбий һаләт йүргүзүватқиниға һазир бир ай болди. Бу бир ай ичидә уйғур ели вәзийити дуня мәтбуатлиридики қизиқ нуқтиға айланди, уйғур мәсилисиму дуняға тонулди.