Архип
2009-08-17
Қирғизистанда яшаватқан уйғурлар арисида өзиниң сиясий паалийәтлири шундақла мақалә, нутуқлири билән йоқири абройға еришкән ибраһим басит әпәнди бу йил 11 - авғуст күни бешкәктә аләмдин өтти.
2009-08-14
Үрүмчи әмгәк вә иҗтимаий капаләт идариси, үрүмчигә кәлгән деһқан ишчиларға бир қатар етибар бериш сиясәтлирини елан қилған болуп, бу һәқтики мәхсус сиясәтләрдә, деһқан ишчиларниң пәрзәнтлириниң мәктәпкә кириш, уларниң үрүмчидә турушлуқ рәсмийәтлирини беҗириш, сақлиқ суғурта вә банка һесабати ечишқа қәдәр турмуш ишлирини орунлаштурушқа асанлиқ яритип берилидиғанлиқи бәлгиләнгән икән.
2009-08-14
Дуняда мәйданға келиватқан нопус артиши, өзгириватқан келимат, муһит булғиниши қатарлиқ мәсилиләр кишиләрдә ихтиярсиз һалда кәлгүси әвладларға қандақ бир дуняни аманәт қалдуруватимиз дәйдиған соални пәйда қилмақта.
2009-08-14
14 - Новәтлик түрк дуняси яшлири қурултийи окраинийә җумһурийитиниң қирим татар аптоном җумһурийитиниң ялта шәһридики ялта меһманханисида 8 - айниң 14 - куни ғәлибилик ахирлашти. 5 Кун давам қилған бу қурултайда 36 доләт вә райондин кәлгән 220 әтрапида түркий милләт яшлиридин тәркип тапқан вәкилләр 4 гуруппа бойичә музакирә елип берип, наһайити муһим қарарларни мақуллиди.
2009-08-14
Хитайдики уйғур мәдәнийитиниң йоқап кетиш гирдабиға берип қеливатқанлиқиға йеқиндин диққәт қиливатқан яш фото журналист райен пайел йеқинда торонтода " ғайип болған йипәк йоли - хитайниң түркистани" дегән мавзуда уйғур турмуши әкс әттүрүлгән рәсимләр кургәзмиси өткүзди.
2009-08-14
5 - Июл үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәдин кейин чәтәлгә туғқан йоқлашқа чиққан вә исмини ашкарилашни халимиған бир нәпәр пишқәдәм уйғур зиялийси қазақистандики мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, өзиниң көргән - аңлиғанлирини баян қилип бәрди.
2009-08-13
Хитай нөвәттики уйғур ели вәзийитини тенч вә нормал көрситишкә тиришмақта; әмма хәлқарадики тәрәпсиз тәшкилат вә шәхсләр хитайниң тәсвирлигининиң әксини баян қилмақта. Түнүгүн мәшһур мутәхәссис Manfred Nowak бүйүк ира гезитидә пикир баян қилип, нөвәттә уйғур елиниң омумйүзлүк бесим вә еғир зулум астида икәнликини билдүрди.
2009-08-13
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" дә қолға елинған уйғурларниң тәқдири һәм улар түрмиләрдә сорақ җәрянида учраватқан түрлүк қийин - қистақлар, һазир уйғурлар һәм дуня җамаәтчилики көңүл болуватқан һәм әнсирәватқан мәсилә болуп қалди.
2009-08-13
2007 - Йили априлда, америка қошма штатлири, нәшр һоқуқи оғрилиқи вә қанунсиз нәшр қилинған DVD вә сахта ясалған алий сүпәтлик таварлар мәсилисни оттуриға қоюп дуня сода тәшкилати (WTO) ға рәсмий һалда, хитай үстидин әрз сунған иди.
2009-08-13
14 - Нөвәтлик түрк дуняси яшлири қурултийи 8 - айниң 10 - күнидин 15 - күнигичә украинийә җумһурийитиниң қирим татар аптономийисиниң ялта шәһиридики ялта меһманханисида давам қилмақта.
2009-08-13
Далай лама шиветсарийидики мәтбуатларниң зияритини қобул қилғанда, алди билән будда динида тәрғип қилинған яхшилиқлар һәққидә алаһидә тохталғандин кейин": биз немә үчүн яшаймиз, мән давамлиқ кишиләргә мәйли сиз динға етиқад қилиң яки қилмаң, чоқум һаятиңизни мәнилик өткүзүшиңиз керәк дәп тәвсийә қилимән. Инсан, ярдәм сөйәр, растчил, миһир - шәпқәтлик вә сәмимий болғанда, башқиларниң көңлигә азар бәрмигәндә пушаймансиз һаят кәчүриду, буниң әксичә яшиған кишиләр болса ахири пушайман ичидә қалиду," дегән.
2009-08-13
Йеқиндин боян түркийидики иҗтимаий тәшкилатлар уйғурларға көңүл бөлүшни техиму күчәйтти вә шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири билән мунасивитини қоюқлаштурушқа башлиди.
2009-08-13
Йеқинда торонтода чиқидиған бүйүк җуңхуа гезитидә "уйғурларниң авазиғиму қулақ селип бақайли" дегән мавзуда бир парчә мақалә елан қилинди. Бу мақалә уйғурларниң нөвәттики сияси, иқтисади, маарип, мәдәнйәт вә диний саһәләрдә дуч келиватқан еғир мәсилилирини хитай апторлириниң қәлими арқилиқ бирқәдәр яхши йорутуп бәргән.
2009-08-13
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим австралийидики зияритини аяғлаштуруш алдида, радиомизниң австралийидики ихтияри мухбири бәхтиярниң зиярити қобул қилди вә бу нөвәтлик австралийә зиярити һәққидә тохталди.
2009-08-12
3 - Авғуст күни б д т ирқий айримичилиққа қарши туруш комитети тәрипидин җәнвәдики баш шитабида " ирқий мәсилиләрни көздин көчүрүш йиғини" башланған болуп, бу йиғинға уйғурларға вәкалитән д у қ вәкиллириму тәклипкә бинаән иштирак қилған.