Архип
2009-08-12
26 Дөләтниң әлчихана вәкиллиридин тәшкилләнгән зиярәт өмики үрүмчидики зиярити давамида, хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән уйғур аптонум райони җамаәт хәвпсизлик назарити тәрипидин һазирланған " террорчилиққа зәрбә бериш көргәзмиси", 5 " - июл үрүмчи вәқәсигә аит көгәзмә" ләрни көздин кәчүргән шуниңдәк шинҗаң ислам иниститутини зиярәт қилған.
2009-08-12
Хитай һөкүмитиниң рабийә қадир ханимниң балилири һәм туғқанлирини очуқ хәт яздуруш һәм телевизорда сөзлитиш арқилиқ, рабийә ханимни әйиблиши чәтәлләрдики хитай демократчилириниңму әйиблишигә учримақта.
2009-08-12
Хитай нопусиниң шәһәрлишиш сүрити күнсайин ешип бармақта, әгәр хитайдики йеза нопусиниң шәһәрләргә қарап еқиши мушу сүрәттә давамлашса, келәр йилида хитай шәһәр нопуси йеза нопусидин ешип кетиштәк тарихни яритиду.
2009-08-12
14 - Нөвәтлик түрк дуняси яшлири қурултийи украинийиниң ялта шәһиридә давамлиқ ечилмақта. Қурултайниң күн тәртипигә бинаән бүгүн қирим татар аптоном райониниң ақ мәсчит шәһиридә кәң көләмлик намайиш өткүзүлгән.
2009-08-12
5 - Июл үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәдин кейин чәтәлгә туққан йоқлашқа чиққан вә исмини ашкарилашни халимиған бир нәпәр пишқәдәм уйғур зиялийси қазақистандики мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип, өзиниң көргән - аңлиғанлирини баян қилип бәрди.
2009-08-12
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, 10 күн давамлашқан австралийә зияритини бүгүн ғәлибилик ахирлаштурди. Қайтиш сәпири алдида мухбиримизниң зияритини қобул қилған рабийә қадир ханим, 10 күнлүк зияритиниң муһим нуқтилири һәққидә тәсиратини сөзләп бәрди вә вәтән ичидики хәлққә салам йоллиди.
2009-08-11
Биңтуәнниң мәвҗутлуқи йеқинқи йиллардин бери талаш - тартиш қилиниватқан мәсилә бопқалған болуп, биңтуәнниң хитайниң миллий территорийилик аптономийә қануниға шундақла йәнә хитай өзи қол қойған бәзи хәлқара келишимләргиму хилап икәнлики илгири сүрүлгән иди.
2009-08-11
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи йеқинда пүтүн мәмликәт бойичә, бала вә аялларни алдап сетишқа даир җинайәтчиләргә қаттиқ зәрбә бериш һәққидә уқтуруш чиқарған.
2009-08-11
Сабиқ америка презенти билл клинтон откән һәптә шималий корейә рәиси кимҗоңин билән көрүшти.Билл клинтонниң бу сәпири сиясий көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған.
2009-08-11
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити ғәрб әллиридә уйғур мәсилисидики тарих тәшвиқатини күчәйтишкә башлиди.
2009-08-11
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай уйғур елидә һәрбий мәвҗутлуқини күчәйткән иди. Буниңға әгишип хитай армийиси сәйшәнбә күни узун мусапилик вә бир қәдәр зор көләмлик һәрбий маневир башлиди.
2009-08-11
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, авистралийиниң Canberra шәһиридики дөләтлик ахбарат кулубида мухбирларни күтивилиш йиғиниға қатнашти. Рабийә қадир ханимниң ахбарат кулубида қилған сөзлири бүгүн австралийә гезитидә елан қилинған.
2009-08-10
Хитай һөкүмити 5 - июлдики үрүмчи вәқәсигә җавабән уйғур көчмә нопусиниң үрүмчи шәһиригә келип олтурақлишишини чәкләйдиған бир қатар тәдбирләрни йолға қойди.
2009-08-10
14 - Новәтлик турк дуняси яшлири қурултийи 8 - айниң 10 - куни украйнийәниң қара деңиз бойиға җайлашқан ялта шәһридә рәсми башланди. ялта мәһманханисида башланған бу қурултайға 36 доләт вә райондин кәлгән 220 әтрапида туркий милләт яшлири қатнашмақта.
2009-08-10
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитайниң аз санлиқ милләтләр сиясити, хәлқарада йәнә бир қетим муһим диққәт нуқтисиға айланди. Нөвәттә хәлқарадики бир қисим даңлиқ көзәткүчиләр, сиясәтчиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хитайниң аз санлиқ милләтләр сиясиситигә қарита қарашлирини баян қилмақта.