Архип
2009-09-04
Бүгүн 4 - сентәбир күни чүштин кейин,голландийидики уйғурлар голландийә шәрқий түркистан уйғур бирликиниң тәшкиллиши билән голландийиниң пайтәхти амистердам шәһәр мәркизигә йиғилип хитай пуқралириниң 2 - сентәбирдин буян үрүмчидә елип бериватқан намайишиға инкас билдүрүш, уйғурларниң өз ана юртида тартиватқан дәрдини голландийә хәлқигә вә дуняға аңлитиш учун намайиш елип барди.
2009-09-04
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң һаяти вә уйғурларниң әркинлики йолидики паалийәтлирини мәзмун қилған һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң 10 шәрти" бугун 9 - айниң 4 - куни кәч саәт 8 дин 45 уткәндә авистралийиниң седний шәһиридики һәйдин офийом киноханисида рәсмий қоюлушқа башлиди.
2009-09-04
1970 - Йилларда әксил инқилабчи, 1990 - йилларда бөлгүнчи дәп әйиблинип, 16 йил хитай түрмисидә ятқан абдул езиз әпәнди бизгә хитайдики "аталмиш сиясий җинайәтчи" ләрниң түрмә һаяти, болупму өзиниң 16 йиллиқ түрмә һаятида бешидин өткүзгәнлирини сөзләп бәрди.
2009-09-04
Түркий қәвмләр ичидә уйғурлар билән татарларниң әң мәдәнийәтлик һәм илғар милләтләр икәнлики һәммә бирдәк етирап қилидиған бир һәқиқәт. "Ана юрт" намлиқ романниң аптори мәрһум зордун сабирниң "сталин мәдәнийәтлик милләтләрни яқтурмайтти, шуңа у татарлар билән уйғурларға республика қуруп бәрмигән" дейишигә сәвәб болған амилму шу иди.
2009-09-03
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, 9 - айниң 2 - вә 3 - күнлири үрүмчидики хитай пуқралири үрүмчи шәһиридә "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейинки вәзийәтниң әнсизлики вә хитайниң уйғур елидики һөкүмитиниң һәм хитайниң уйғур елигә тәйинлигән партком секретари ваң лечүәнниң бу йилларда йүргүзгән бир қатар сиясәтлиригә нарази болуп үрүмчидә намайиш елип барған.
2009-09-03
1970 - Йилларда әксил инқилабчи, 1990 - йилларда бөлгүнчи дәп әйиблинип, 16 йил хитай түрмисидә ятқан абдул езиз әпәнди бизгә хитайдики "аталмиш сиясий җинайәтчи" ләрниң түрмә һаяти, болупму өзиниң 16 йиллиқ түрмә һаятида бешидин өткүзгәнлирини сөзләп бәрди.
2009-09-03
Түркийиниң ташқи сода вә тиҗарәткә мәсул дөләт министири зафәр чағлиян вә 14 кишилик һәйәт үрүмчи зияритини ахирлаштуруп түркмәнистанға кетиш үчүн үрүмчи айродромиға кәлгәндә хитай сақчилириниң қаттиқ қопаллиқ қилишиға учриди вә қоғдиғучилири билән хитай сақчилири оттурисида муш етиш вә иттириш вәқәси йүз бәрди.
2009-09-03
Әйни вақиттики шәрқий түркистан армийисиниң сабиқ офитсери вә пешқәдәм язғучи мәсумҗан зулпиқароф, мухбиримизниң зияритини қобул қилди. У, зиярәт җәрянида "5- июл үрүмчи вәқәси" һәққидә, һәмдә шундин кейин үрүмчидә йүз бәргән қирғинчилиқлар һәққидә өз қарашлирини баян қилди.
2009-09-03
Қирғизистандиму бир қәдәр көп санда уйғурлар яшайду. Сентәбир кириши билән, қирғизистандики уйғур өсмүрләрму йеңи оқуш мәвсүмни күтүвалди.
2009-09-03
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийиниң вәкиллири, пәйшәнбә күни белгийиниң пайтәхти берюселдики яврупа комитетиниң мәсуллири билән учришип, яврупа иттипақи билән яврупа комитетини уйғур мәсилисигә ортақ йосунда көңүл бөлүшкә чақирған.
2009-09-02
9 - Айниң 1 - күни, д у қ рәиси рабийә қадир ханим йитәкчиликидики қурултай рәһбәрлири яврупа парламентиниң һәшәмәтлик залида 26 - июн шавгуән вәқәси вә 5 - июл үрүмчи қанлиқ қирғинчилиқи һәққидә гуваһлиқ бериш йиғиниға қатнашти.
2009-09-02
Үрүмчидики бир уйғурниң истансимизға йәткүзгән ениқсиз мәлуматиға асасланғанда,гуманлиқ бир орунниң үрүмчидики бир мәктәп оқуғучилириға зукам ваксиниси уруши билән, оқуғучиларда ваксинидин реиаксийәлиниш һадисиси йүз берип уйғурлар арисида ғулғула һәм сарасим пәйда қилған.
2009-09-02
Хитай ахбарат вастилирида, уйғур елидин йәнә бир түркүм уйғур қизлириниң хитай өлкилиригә ишқа орунлаштуруш үчүн елип меңилғанлиқи хәвәр қилинған болуп, мәзкүр вәқә чәтәлләрдики уйғурлар арисида ғулғула пәйда қилмақта.
2009-09-02
5 - Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин бир күн кейин чәтәллик бәзи мухбирлар үрүмчигә йетип барған болғачқа үрүмчи вәқәси бир һәптигичә дуня мәтбуатлириниң күнтәртипидин орун алди.
2009-09-02
Алматадики мәсум яқуп намидики 101 - уйғур оттура мәктипи гимназийә дәриҗисигә көтүрүлди. Гимназийиниң мудири хуршидә абдулла бу һәқтә бизниң қазақистандики ихтиярий мухбиримиз абдулланиң зияритини қобул қилип алматадики уйғур мәктәплириниң йеңи оқуш йилидики оқутуш ишлири һәққидә тохталди.