Архип
2009-09-22
Бизгә 5 - июл вәқәси һәққидә мәлумат бәргән ханим, хитай һөкүмитиниң вәқәдин кейин тутқун қилинғанлардин бәзилирини башқа уйғурларға ибрәт қилиш үчүн аталмиш "нәқ мәйдан" ға әкилип, өз җинайитини иқрар қилдуруватқанлиқини сөзләп бәрди.
2009-09-22
Б д т ниң 2009 - йиллиқ омуми йиғини сәйшәнбә күни америкиниң ню йорк шәһиридики баш штабида башланди. Қурултайға қатнишидиған һәр қайси дөләт вә һөкүмәт рәһбәрлириниң ичидә хитай рәһбири ху җинтавму бар.
2009-09-21
Хитай һөкүмәт даирилири 21 - сентәбир, дүшәнбә күни, уйғурлар һәққидә "шинҗаң ақ ташлиқ китаби" елан қилип, уйғур елиниң тәрәққи қилалмаслиқидики сәвәбни ш. Түркистан күчлиригә артқан. "Ақ ташлиқ китап"та шәрқий түркистан һәрикити уйғур елиниң тәрәққияти вә муқимлиқиға "еғир тәһдит " пәйда қиливатқанлиқи, һәтта мәбләғ селишни ақситип қойғанлиқини илгири сүргән.
2009-09-21
20 - Сентәбир күни улуқ роза һейт байрими. Дуня мусулманлири роза һейтни тәбрикләватқан мушундақ хасийәтлик байрам күнидә уйғурларму дуня мусулманлири билән бирликтә роза һейт байримини күтүвалди.
2009-09-21
Бүгүн пүтүн дунядики бир йерим милярт мусулман, "12 айниң султани" дәп аталған муқәддәс рамазан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтни тәнтәнә билән күтүвалди.
2009-09-21
Қирғизистандики уйғур җамаити пүтүн дуня мусулманлири җүмлидин қирғизистан мусулманлири билән бирликтә қутлуқ роза һейтни күтүвалди. Уйғурлар роза һейт намизини бишкәкниң уйғурлар зич олтурақлашқан төкүлташ мәһәллисидики ақ мәсчиттә оқуди.
2009-09-21
Америкиниң афғанистанда турушлуқ қисимлириниң қомандани станли меккиристал "америка әгәр афғанистанға бир йил ичидә техиму көп әскәр әвәтмисә, урушта мәғлуп болиду," дәп агаһландурди.
2009-09-21
Тәйвән филим фестивали рабийә қадир һәққидики һөҗҗәтлик филимни, хитай коммунист һөкүмитиниң қарши турғанлиқи билән әмәлдин қалдурмайдиғанлиқини җакарлиди. Тәйвәндә һазир бу филим һәққидә чоң дағдуға қозғалди, тәйвән даирилиригә қаритилған тәнқитму күчлүк.
2009-09-21
Хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини дағдуғилиқ хатириләш үчүн канададики хитай әлчиханисиниң орунлаштуруши билән, хитайдики даңлиқ күлдүргә артистлири, серикчилар вә даңлиқ нахшичилардин тәркип тапқан бир өмәк өткән һәптә канадаға йетип келип, канаданиң нуқтилиқ шәһәрлиридә оюн қоюшни башлиған.
2009-09-21
5 - Июл гумандарлиридин шөһрәт турсун 6 - июл күни үрүмчиниң ат бәйгә мәһәллисидики киралиқ өйидин тутуп кетилгән иди. Аридин 73 күн өткәндә, йәни 19 - сентәбир күни униң җәсити аилисигә тапшурулған.
2009-09-20
19 - Сентәбир күни, 5 - июл гумандарлиридин шөһрәт турсунниң түрмидә хитай сақчилири тәрипидин уруп өлтүрүветилгәнлики һәққидә қисқа хәвәр бәргән идуқ. Бүгүн бу һәқтә тәпсилий хәвәр беримиз.
2009-09-18
Җәнубий корийә даирилири дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсани сеул айродромида тутуп қелип, униң җәну бий корийидә өткүзүлидиған хәлқаралиқ йиғинға қатнишишини чәклигән иди. Вәқәдин кейин германийә һөкүмитиниң арилишиши билән җәнубий корийә һөкүмити долқун әйсани қоюп беришкә мәҗбур болди.
2009-09-18
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, сәйшәнбә күни җәнубий корийә айродромида тутуп қелинғандин кейин, хәлқара җамаәт тез инкас қайтурди вә долқун әйсаниң қоюп берилишидә муһим рол ойниди.
2009-09-18
Чәтәл агентлиқлири хитай һөкүмити тәкитләватқан "милләтләр иттипақлиқи мәсилиси"гә нисбәтән охшимиған инкасларни қайтурмақта. Хитайниң шинхуа агентлиқиниң 18 - сентәбир күни бейҗиңдин бәргән хәвиридә, 4 - омумйиғининиң роһини йәткүзгән, хитайниң миллий ишлар комитети мудири яң җиңниң хитайда милләтләр иттипақлиқиниң хитай хәлқи үчүн һавадинму муһимлиқини тәкитлигәнлики хәвәр қилинди.
2009-09-18
"Уйғурларниң аниси рабийә қадирниң тәрҗимиһали" намлиқ китаб япон тилиға тәрҗимә қилинип нәширдин чиқиш алдида турмақта. Германийилик язғучи александир ханим тәрипидин йезилған "әҗдирһа билән елишқан аял" намлиқ немисчә китапқа асасән тәрҗимә қилинған мәзкур китап 15 - өктәбир нәширдин чиқиду.