Архип
2009-09-11
Бүгүн 11 - сентәбир күни америка буниңдин 8 йил бурун уштумтут йүз бәгән дәһшәтлик террорлуқ вәқәни әслиди. Америка президенти барәк обама, муавин президент байдин қаатарлиқ дөләт әрбаблири ақ сарайниң чимәнзарлиқида өткүзүлгән әсләш паалийитидә, тереррорчилар һаятидин айриған миңлиған бигуна адәм үчүн тәзийә билдүрүп сүкүттә турди.
2009-09-11
Өткәнки программимизда `түркийә гүнлүгү` йәни түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ журналниң 5 - июл үрүмчи вәқәси мәхсус сани вә у журналда елан қилинған мақалиләрни чөридигән һалда проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди билән сөһбәт елип барған идуқ. Бу сөһбәтниң давами төвәндикичә.
2009-09-11
Үрүмчидә зәһәрлик окул уруш вәқәси йүз бәргәндин кейин хитай тәрәп бу вәқәни изчил һалда уйғур миллий бөлгүнчилириниң пәйда қилғанлиқини илгири сүрүшкә тиришип кәлмәктә.
2009-09-10
Хитайчини җаңсуда үгинивалған әнгилийилик журналист, баш тәһрир җозип макиртич 5 - ийол үрүмчи вәқәсидин кейин шаңхәйдә, чирайи уйғурға охшиғанлиқи үчүн кәмситишкә учриған. Униң 'мән уйғур болған күнләрдә' дегән мақалиси әнгилийә 'т в хәвәрлири' ниң 'йеңи дөләт сиясәтчилири' сәһиписидә елан қилинғандин кейин, бу мақалә ғәрбтә чоңқур тәсир қозғиди.
2009-09-10
Германийидә өткүзүлидиған бу йиллиқ нахша чолпанлири мусабиқисигә, мийонхенда яшаватқан талантлиқ уйғур қизи диларә долқун қатнишип, гәрчә у мусабиқидә үзүп чиқалмиған болсиму, тамашибинларда чоңқур тәсир қалдурған.
2009-09-10
Үрүмчидики хитайлар 4 вә 5 - синтәбир күнлиридә намайиш қилип, ваң лечүәнниң истипа беришини тәләп қилип, һөкүмәтниң хитай пуқралириниң бихәтәрликини қоғдиялмиғанлиқини илгири сүргән иди.
2009-09-10
"Түркийә гүнлүгү" йәни, түркийиниң күнлүк хатириси намлиқ журнал 5 - июл үрүмчи вәқәси мәхсус сани нәшир қилди. Журналниң муқависиға чоң хәт билән "гүзәл түркистан саңа немә болди?" дегән җүмлә, униң астиға болса "үрүмчи қәтлиамини унтумаймиз" дегән җүмлә йезилған.
2009-09-10
Шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң қурбан болғиниға бу йил сентәбирдә 60 йил толди. Әхмәтҗан қасими қатарлиқларниң сирлиқ өлүми тоғрисида пешқәдәм офитсер вә зиялийлар көплигән мулаһизә мақалилирини язған.
2009-09-10
5 - Июл қанлиқ қирғинчилиқи йүз берип йәттә һәптидин кейин, йәни 8 - айниң 22 - күнидин 25 - күнигичә, хитай рәиси ху җинтав уйғур вәтининиң үрүмчи, ақсу, қарамай, шихәнзә, санҗи қатарлиқ хитайлар мәркәзлишип олтурақлашқан районлирини үч күн зиярәт қилди.
2009-09-10
Инсан роһи дунясини гүзәл әдәп - әхлақ билән зиннәтлигәндила җәмийәттә иш - һәрикити гүзәл, сөз - ипадиси гүзәл, муһити гүзәл болалайду, аллаһниң вә инсанларниң нәзиридә һөрмәтлик, қәдир - қиммәтлик болалайду, һәмдә ибадәт қилғанниң савабини тапалайду.
2009-09-09
Америкида чиқидиған вол стрит журнили гезитидә "шинҗаң әнсизчиликтә" намлиқ бир парчә мулаһизә мақалиси елан қилинди. Мақалидә уйғур елидә нөвәттики вәзийәтни кәлтүрүп чиқарған амиллар үстидә тәһлил елип берилған вә үрүмчидики "дил яриси" ни сақайтишниң, һәрбий қошун топлаштин башқа йәнә көпрәк сиясий ислаһат тәләп қилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
2009-09-09
Хитай һөкүмәт даирилириниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинла, рабийә қадирни мәзкур вәқәниң пиланлиғучиси дәп көрситип, арқидинла рабийә қадир сода сарийини амминиң наразилиқиға қаримай чақмақчи болуватқанлиқи, һәр бир уйғурда "бу хитайниң өч елиш һәрикити" дәп гуман һәм наразилиқ қозғимақта иди.
2009-09-09
Үрүмчидә йүз бәргән "йиңнә санҗиш вәқәси"һәм үрүмчидә "5 - июл вәқәси" дин кейин йүз бәргән, бир қисим хитай зораванлириниң уйғур пуқралирини уруп яриландурулуш һәтта өлүм һадисилириниң келип чиқиши қатарлиқ һадисиләргә қарита, хитай демократлиридин ху пиң әпәнди әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, "үрүмчидики йиңнә санҗиш вәқәси һәм хитайларниң намайишиға хитай коммунист һөкүмити җавабкар болуши керәк!" деди.
2009-09-09
Йеқиндин бери хитай - һиндистан мунасивити туюқсиз җиддилишип қалди. Икки дөләт даирилириниң йеқиндин бери чегра қошун топлаватқанлиқиға даир хәвәрләр елан қилинмақта. Икки дөләт мунасвити көңүлсиз әһвалда туриватқан бир мәзгилдә тибәт сәргәрдан һөкүмити тибәт роһани даһиси длай ламаниң һинди - тибәт чигрисидики һиндистанға тәвә таваң районини зиярәт қилидиғанлиқини елан қилди.
2009-09-09
Йеқинқи йиллардин бери чәтәлләрдә уйғурлар һәққидә нәшр қилиниватқан китабларниң сани барғансери көпәймәктә. Йеқинда, тонулған язғучи вә журналист алимҗан бавудун әпәнди язған `мәһбус` намлиқ роман қазақистанниң алмата шәһиридә нәшр қилинди.