Архип
2010-12-06
Моңғул паалийәтчиси хада 1996-йили хитай һөкүмити тәрипидин бөлгүнчилик һәм җасуслуқ җинайити билән әйиблинип, 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Мушу айниң 10-күни униң җаза муддити тошуп қоюп берилиш алдида, сақчи даирилири униң аяли шинани тутуп кәткән. Нөвәттә хитайниң бу қилмиши чәтәлләрдики моңғул демократлириниң әйиблишигә учримақта.
2010-12-06
12-Айниң 2-күнидин 5-күнигичә шималий сипруста "21-әсирдики түрк дуняси" намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини чақирилған иди. Бу йиғинға түркийә, шималий сипрус, әзәрбәйҗан, қирғизистан, қазақистан, түркмәнистан, афғанистан қатарлиқ дөләтләрдин шуниңдә йәнә қирим татарлири, уйғур қатарлиқ түркий милләтләрдин 61 киши қатнашти.
2010-12-03
Мухбиримиз ақсу шәһири 5 -башланғуч мәктәптә йүз бәргән қистаңчилиқтин дәссилиш вәқәсини ениқлаш җәрянида мәлум болушичә, бу мәктәпни әслидә, 15 йилниң алдида сәуди әрәбистандики мәрһум вәтәнпәр уйғур байлиридин абдураһман һаҗи әпәнди салдурған.
2010-12-03
Хитай даирилири йеқиндин буян хитайдики кишилик һоқуқ актиплириға болған назарәтни йәниму күчәйткән.
2010-12-03
Истанбул шәһәрлик һөкүмәткә қарашлиқ мәдәнийәт идариси тәрипидин 2010 _ йили 12 _ айниң 3 - күни истанбул фатиһ райониға җайлашқан әли әмри мәдәнийәт мәркизидә `өтүкәндин истанбулға түрк тилиниң 1290 йили ' намлиқ йиғин уюштурулди.
2010-12-03
ярип зәһәр чәкләш вә әйдиздин мәслиһәт сораш хизмәт понкитиниң мәсули вә мәзкур понкитиниң тор мәсуллири өзлириниң игилигән мәлуматлириға асасән уйғур әйдиз бимарлириниң нөвәттики вәзийити һәм учраватқан қийинчилиқлири һәққидә мухбиримиз гүлчеһрәниң соаллириға җаваб бәрди.
2010-12-03
Явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң астанида ечилған нөвәттики омумий йиғини 2-декабир күни өз ишини давамлаштурди. Хабар агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, униң биринчи йеримида қазақистан президенти нурсултан назарбайеф йиғин қатнашқучилири билән учрашқан.
2010-12-03
Викиликс ашкарилиған мәхпий хәт - чәкләрдики мәзмунлар дуня миқясида зор тәсир қозғиди.
2010-12-02
Ақсу шәһәрлик 5 -башланғуч мәктәп оқуғучилириниң қистаңчилиқтин дәссилип ярилиниш вәқәси ахбаратқа ашкариланғандин буян; хитай һөкүмити вәқәниң һәқиқий сәвәбини тилға алмай йошуруп кәлгән иди. Мухбиримизниң бүгүн игилишичә, вәқәниң һәқиқий сәвәби ашкариланди.
2010-12-02
Әнгилийидики уйғур, тибәт вә хитай аммиви гуруһлири хитай түрмисидики виҗдан мәһбуслирини қутқузуш һәрикити қозғиған.
2010-12-02
26 яшлиқ саламәт уйғурларниң әличи әйдизниң алдини елиш тәшкилати болған ярип зәһәр чәкләш вә әйдизниң алдини елиш понкитиниң бирдин - бир пидаийлириниң бири.
2010-12-02
Хитайда һөкүмәт вә сәһийә тармақлириниң әйдиз мәсилисигә җиддий позитсийә тутуватқанлиқи, болупму әйдиз бимарлириға алаһидә көңүл бөлүватқанлиқи илгири сүрүлмәктә . Бирақ әйдиз бимарлириниң һәқ - һоқуқини қоғдиғучилар вә мүтәхәссисләрниң қариши әксичә болуфан.
2010-12-02
Уйғур аптоном районлуқ ихтисас игилири ишханисиниң статистика қилишичә, 2010- йили уйғур аптоном райони тәвәсидә алий мәктәпләрни түгәткән хитай оқуғучилар 67.8% Кә өрлигән, миллий оқуғучилар 32.2% Кә чүшүп қалған.
2010-12-02
"21-Әсирдики түрк дуняси" намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини шималий сипрус түрк җумһурийитиниң ләфкә шәһиридә рәсмий башланди.
2010-12-02
Норвегийидики хитай тәшкилатлири хитай әлчиханиси тәрипидин нобел тинчлиқ мукапатиниң тарқитилишиға қарши болған һәр хил наразилиқ паалийәтлирини өткүзүшкә мәҗбурланмақта