Архип
2010-01-14
Нөвәттә тинч окян районидики папуа йеңи гевинийәси, австралийә вә йеңи зилландийәләрдә зиярәттики америка дөләт ишлар министири һелари клинтон, алдинқи күни америкиниң һавай штатидики тәтқиқат орни шәрқ-ғәрб мәркизидә сөз қилип, америкиниң асия - тинч окян сияситини шәрһилигән иди.
2010-01-14
Хитай һөкүмитиниң қәшқәрни чеқип өзгәртип қуруш пилани оттуриға қоюлғандин буян, гәрчә бу пилан уйғурлар тәрипидин қаршилиқларға учрап келиватқан болсиму, әмма хитай һөкүмити бу қаршилиқларни нәзәргә алмастин, қәшқәр кона шәһәр районини чеқиш ишини давамлаштурмақта.
2010-01-14
Гогул интернет ширкити алдинқи күни хитайдин чекиниш пиланини елан қилғандин кейин, мәзкур пилан пәйда қилидиған сиясий, иқтисадий вә әхлақий тәсирләр хәлқара җамаәт пикриниң муһим темисиға айланди.
2010-01-14
Хитай билән тиҗарәт елип бериватқан әқлий мүлүк ширкәтлиридин хәлқара интернет ширкәтлири болупму, әң мәшһур интернет ширкәтлиридин һесабланған гогул ширкитиниң херидарлири, хитай һакимийитигә қарши сиясий өктичиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай интернет хаккерлири тәрипидин һуҗумға учрап кәлмәктә.
2010-01-14
Түркийә парламентиниң муавин башлиқи нәвзат пақдил әпәнди д у қ муавин рәиси, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди билән д у қ тәптиш һәйити әзаси һайрулла әфәндигил әпәндини парламент бинасидики ишханисида қобул қилди.
2010-01-14
2010 - Йили 1 - айниң 14 - күни, түркийиниң измит шәһиригә җайлашқан гәбзә али техника институтиниң уюштуруши билән "илим тарихиға төһпә қошқан түрк алимлири" намлиқ йиғин ечилди.
2010-01-13
Хитай, америкиниң гүәнтанамо түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурларни қоюп беришигә наразилиқ билдүргән болуп, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җяң йү, гүәнтанамо түрмисидики уйғурларниң террорчи икәнликини вә уларниң хитайға қайтурулуп берилиши керәкликини билдүрди.
2010-01-13
Хитай һөкүмити 5" - июл вәқәси" йүз бәргәндин буян уйғур илида бихәтәрликни күчәйтидиған түрлүк тәдбирләрни йолға қоюшни давамлаштурмақта. Хитайниң бу җәһәттики йолға қойған әң йеңи тәдбири болса 2010 - йили районниң аммиви бихәтәрлик ишлириға аҗритидиған хам чотни көпәйтиш болди.
2010-01-13
Хитай билән тиҗарәт қиливатқан америка ширкәтлири, болупму әқлий мүлк ширкәтлири мәнпәәт билән әхлақ арисида җиддий бир таллашқа дуч кәлмәктә. Хитай һөкүмитиниң бәлгилимиси бойичә, интернет қолланғучилириниң шәхсий учурлирини тәкшүрүшкә, паалийитини көзитишкә болиду.
2010-01-13
5 - январ күни хитайниң хубей өлкисидә нәшр қилинидиған "чаңҗяң гезити" дә, вухән университетниң дотсенти шен яңпо елан қилған, "вухән университетиниң бир илим адими шәмширини илмий мақалә содисини кәсип қиливалғанларға тәңләйду" намлиқ тәкшүрүш доклатида, хитайда бир қисим кишиләрниң башқиларға илмий мақалә йезип бериш арқилиқ қилған тапавитиниң 1 милярд йүән хәлқ пули қиммитигә йәткәнлики ашкариланғандин кейин, бу хәвәр хитай җәмийитини зилзилигә салған.
2010-01-13
5 - Июл вәқәси түркийидә наһайити зор тәсир қозғиған болуп, түрк хәлқи кәйни - кәйнидин зор көләмлик намайишларни уюштуруп уйғур хәлқигә қиливатқан қирғинчилиқини тохтитишни тәләп қилған һәтта хитай әлчиханисиға һуҗум қилған иди.
2010-01-13
Қазақистанниң "ана юрт" нәшрияти 85 яшлиқ қазақ язғучиси һаҗиқумар шайданиниң "қилмиш" намлиқ 6 томлуқ романини нәшр қилди.
2010-01-13
Йеқинқи бир қанчә күндин буян германийә ахбарат вастилири, хитай зиялийси лю шавбониң 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи мунасивити билән омумйүзлүк рай синаш елип барған.
2010-01-13
"Қабуснамә" намлиқ бу қәдими әсәр миладийиниң 11 - әсиридә, қәдимқи оттура асияниң җурҗан дегән йеридә, шәмсулмәали қабус дегән киши тәрипидин йезилған нәсиһәт характерлик қиммәтлик әсәр болуп, һазирғичә көплигән тилларға тәрҗимә қилинип кәлмәктә.
2010-01-12
Америкидики уйғур зиялйиси елшат һәсәнниң "бизниң ахирқи нишанимиз -- әркин шәрқий түркистан!" намлиқ мақалиси бошүн тор бетидә елан қилинғандин кейин, бошүн тор бетиниң мухбири җаң чиңяң елшат әпәндини зиярәт қилип, мақалида оттуриға қоюлған "уйғурларниң мустәқиллиқ тәләп қилишидики тарихи вә реал иҗтимаий асаслар" һәққидики сөһбәт хатирисини елан қилди.