Архип
2010-01-06
Хитай кино саһәсидикиләр 2009 - йили 8 - айда австиралийиниң мелборин хәлқара кино фестивалини байқут қилип, уйғур рәһбири рабийә қадир ханим һәққидики "муһәббәтниң 10 шәрти" филиминиң мәзкур фестивалға қатнаштурулғанлиқиға аччиғланған иди.
2010-01-06
Йеқинда чақирилған хитай мәмликәтлик сияси - қанун хизмити йиғинида, қанун тармақлириниң 2010 - йиллиқ хизмәт пилани түзүп чиқилған болуп, мәзкур пиланниң биринчи маддисида көрситилишичә, 2010 - йилиму һәр дәриҗилик қанун тармақлириниң асаси күчи, өзлириниң инсани һәқ - һоқоқлирини тәләп қилиштин башқа гунаһи болмиған вә хитай һакимийити тәрипидин аталмиш "3 хил күчләр" дәп аталған уйғурларға қаритилиду.
2010-01-05
Хитайда йеридин айрилған деһқанлар мәсилиси хитай җәмийитидики еғир иҗтимаий мәсилиләрниң биригә айланған болуп, түрлүк сәвәбләр түпәйлидин терилғу йәрлиридин айрилип, яқа юртларда сәрсанлиқта яшаватқан намрат ишләмчиләр көпәймәктә.
2010-01-05
Д у қ тәтқиқат мәркизи йеқинда, хитайниң милләтләр иттипақлиқиға бузғунчилиқ селишни мәқсәт қилған "йиңнә санҗиш" вәқәси тоғрисида дәсләпки тәкшүрүшләрни елип берип, бу һәқтә һәқиқий пакитни йорутуп бериш үчүн көп тиришчанлиқларни көрсәткән.
2010-01-05
Америкиниң бир йолучилар айропиланини партлитишқа урунғанда, айропиландики йолучилар тәрипидин байқилип қелип қолға чүшкән кишиниң йәмәндики әлқаидә тәшкилатлири билән мунасивәтлик икәнлики оттуриға чиқиши билән дуняниң диққити йәмәнгә буралди.
2010-01-05
'Хитайға нәзәр тор гезити'дә чәтәлләрдә туруватқан хитай көчмәнлири арисидики аң қалаймиқанлиқи һәққидә йеңи йиллиқ нәсиһәт елан қилинди. Бу нәсиһәттә, болупму хитайда қизил байрақни яқтурмай чәтәлләргә кәлгәндин кейин қизил байрақ көтүрүвалған ғәлитә адәмләр топиға қарита қилинған сәмимий дәвәтләр бар.
2010-01-05
Түркийидә болупму қәйсәридә паалийәт елип бериватқан 60 әтрапида аммивий тәшкилат вәкиллири қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ тәшкилатини зиярәт қилди.
2010-01-05
"Шаһнамә" дастани бизгичә йетип кәлгән қәдимқи әсәрләр ичидә, һәҗими чоң, мәзмуни мол, ғайәт зор илмий қиммәткә игә надир әсәрдур.
2010-01-04
Хитайниң уйғур аптоном райони йеқинда йәрлик қанун чиқирип, "бөлгүнчилик" кә күшкүртидиған гәп - сөзләрни қилғучиларниң қануни җавабкарлиқи сүрүштүрүлидиғанлиқини бекитипла қалмай, милләтләр иттипақлиқиға пайдисиз гәп - сөзләрни қилғучи, бу һәқтики учурларни йиғқучилар вә тарқатқучиларниң җавабкарлиққа тартилидиғанлиқини җакарлиған иди.
2010-01-04
Вашингтон почтиси гезити бүгүн, 4 - январ, профессор илһам тохти вә униң йеқинқи паалийәтлири һәққидә бир парчә мақала елан қилди. Мақалидә баян қилинишичә, илһам тохти нөвәттә уйғурларниң қануний һоқуқ мәнпәәти һәққидә һәптилик ликсийә уюштурмақта.
2010-01-04
Америкида 2010 - йили , айрупилан партлитишқа урунуш вәқәсини тәкшүрүшкә киришиш билән башланди. С н н ниң баян қилишичә, негирийилик бир әр --- 23 яшлиқ умар фаруқ абдулмуталлап 2009- йили 25- декабир күни, америкида кристимис байрими күни айрупилан партлитишқа урунди.
2010-01-04
Мәтбуат хәвәрлиридин мәлум болушичә, һазир хәлқарада хитай таварлири үстидин әрзләр көпийип, хитай маллириға болған чәкләш садалириниң күчийиши, хитай таварлириниң хәлқара базарларда инавитиниң барғанчә чүшүп кетишини кәлтүрүп чиқириватқан болуп, бу хил әһвал хитай һөкүмитини биарам қилмақта икән.
2010-01-04
Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди өткән һәптә ахирида йәни 12 - айниң 31 - күни түркийә парламентидики әң чоң өктичи партийиләрдин бири болған милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи сабиқ баш министир муавини дәвләт бағчәли әпәнди билән көрүшти.
2010-01-04
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати канада шөбиси билән қисқартилған исми "каир канада" дәп атилидиған бир ислам тәшкилати бирликтә, 2006 - йилидин етибарән хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелилни қутулдуруш үчүн почта карти бесип тарқатмақта.
2010-01-04
Йеқинда қазақистан президенти нурсултан назарбайев чәтәллик мәбләғ салғучилар қатнашқан бир қетимлиқ йиғинда, "хитай һөкүмити көктат териш үчүн қазақистандин бир милйон гектар йәр сориди," дегән мәлуматни ашкарилиған иди.