Архип
2010-12-20
12-Айниң 18-күни чүштин кейин германийиниң шималиға җайлашқан боһум шәһириниң мәдәнийәт мәркизидә `қәшқәрдики әтигәнлик нашта` темисида уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечилики өткүзүлди.
2010-12-20
Алмата шәһиридики йеза игилик университетиниң тәнтәрбийә мәйданида 10- декабирдин 15 -декабир күнлиригичә қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән тренери меңгерей хайрутдинофниң хатирисигә беғишланған бокс бойичә 9- нөвәтлик хәлқара мусабиқә болуп өтти.
2010-12-20
Мушу йәкшәнбә күни норвегийә уйғур комитети йиллиқ хизмәтләрни хуласиләш йиғини чақирди. Йиғинға тәшкилатниң асаслиқ рәһбәрлири, һәйәт әзалири вә тәшкилат үчүн йеқиндин ярдәмдә болуп күч чиқириватқан актип шәхсләр қатнашти.
2010-12-20
Канадада чиқидиған хитайчә хәвәр мәнбәлириниң учуриға асасланғанда, канадада турушлуқ хитай консулханисиниң йеқиндин көңүл бөлүши нәтиҗисидә йеқинда торонтода, "шинҗаң туңшяңхүй" йәни "шинҗаңлиқлар достлуқ җәмийити"намлиқ бир җәмийәт қурулған.
2010-12-17
Хитай һөкүмити йеқинда 12 - бәш йиллиқ иқтисадий тәрәққият пиланини елан қилди, нөвәттә хитай һөкүмити бу һәқтики сиясәтлирини йүргүзүш алдида турмақта. Бу һәқтә ашкариланған учурларға қариғанда, хитай һөкүмити кейинки бәш йилда уйғур елидә йүргүзмәкчи болған иқтисадий сияситидә, уйғур ели йезилиридин сиртларға йөткәп ишқа орунлаштуридиған ешинча әмгәк күчлириниң санини 11 милйон адәм қетимға йәткүзидикән.
2010-12-17
Хитай мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти, “уйғурбиз тори” ниң саһиби илһам тохти әпәнди, 9-декабирдин 15-декабирғичә нәзәрбәнд қилинған иди. Бүгүн илһам тохти әпәнди радиомиз мухбириға әйни чағда өзиниң бир һәптә нәзәрбәнд қилинишиға, униң нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбо билән болған достлуқ мунасивитидин башқа 2010- йили 3- декабир күни сөзләнгән “ шинҗаңдики миллий сиясәт ” намлиқ лексийиниң сәвәб болғанлиқини билдүрди. Шундақла әйни чағдики лексийә аргиналини мухбиримизға әвәтип бәрди.
2010-12-17
Гази университети мимар кәмаләттин залида, әйса йүсүп алптикинниң вапат болғанлиқиниң 15 йиллиқи мунасивити билән шәрқий түркистан лидири әйса йүсүп алптикинни хатириләймиз темисида йиғин чақирилди.
2010-12-17
Бу йил авғуст ейида нобел комитети тәрипидин хитай демократчиси лю шавбоға нобел тинчлиқ мукапати бериш қарар қилинғандин тартип 10-декабир мукапат тарқитиш мурасими өткүзүлгичә, хитай һөкүмити норвегийә һөкүмити вә нобел комитетиға түрлүк дипломатийә йоллири билән қарши туруп, бу мукапатниң тарқитилмаслиқи үчүн барлиқ козурини ишқа салди.
2010-12-17
12-Декабир күни алмата шәһириниң достлуқ мәһәллисигә орунлашқан "нурли" кафеханисида мәшһур маарипчи, пешқәдәм устаз һенипахун баратофниң вапат болғиниға он йил толуш мунасивити билән мәрһумни хатириләш мурасими өткүзүлди.
2010-12-16
Хитай даирилири бу йил киргәндин буян уйғур илиниң һәр қайси җайлирида диний зат вә диний гуруһларға қарши бастурушни күчәйтип, нурғун уйғурни қолға алған. Бәзи мәлуматларда даириләрниң бу йил киргәндин буян ғулҗа наһийисидин 140 кишини қолға алғанлиқи илгири сүрүлгән. Уйғур илиниң йәнә бир қисим җайлирида болса диний зат вә гуруһларға қарши мәдәнийәт инқилаби истилидики аммиви тәнқид қилиш һәрикити елип берилған.
2010-12-16
2010 - Йили 12 - айниң 13 - күнидин 15 - күнигичә б д т ниң җәнвәдики мәркизидә б д т кишилик һоқуқ кеңиши азсанлиқ милләтләр мунбириниң 3 - нөвәтлик йиғини чақирилди. Бу йиғинға уйғурларға вакалитән д у қ баш катипи долқун әйса әпәнди вә д у қ ниң б д т дики мәхсус вәкили кәтий ханимлар қатнашти.
2010-12-16
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси өткән һәптә “хитайниң 2010- йиллиқ иқтисадий әһвали һәм 2011- йилдики иқтисади вәзийити һәққидә пәрәз” намлиқ көк ташлиқ китабини елан қилди. Көк ташлиқ китабта хитайниң 2010- йили гәрчә дөләт иқтисади өрләш һалитини сақлап қалған болсиму, әмма авам пуқралириниң истемал сәвийисиниң йәнила төвән икәнлики тәкитләнгән.
2010-12-16
Йеқинда алмутадики уйғур тиятири бинасидики уйғур рәссамлириниң көргәзмә залида, йеңидин тонулған 63 яшлиқ рәссам мәхсут тивамоф сизған 100 парчидин артуқ рәсим көргәзмә қилинған. Рәссамлар вә бу саһәниң мутәхәссислири бу әсәрләргә алаһидә баһа бәргән.
2010-12-16
Хитайниң бу қетимлиқ нобел мукапат ишлириға қарита қилмишлири канада мәтбуатлирида қәләм тәвритиватқан обзорчи вә мухбирларниң хитайниң әқәллий кишилик һоқуқ вә демократийә вәзийити һәққидә көплигән мақалиләрни елан қилишиға сәвәб болди.
2010-12-15
Радиомиз игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәнди вә униң аилиси бүгүн 15-декабир күни бейҗиң вақти кәч саәт 9 әтрапида бейҗиңдики өйигә қайтип кәлгән. Илһам тохти әпәнди бүгүн вашингтон вақти әтигән саәт 10:30 да радиомиз мухбири меһрибанниң зияритини қобул қилип, өзи вә аилисиниң 10- декабир күни хәйнән арилиға “саяһәт” кә елип кетилип, бүгүн бейҗиңдики өйигә қайтурулғанлиқини билдүрди.