Архип
2010-12-10
Бүгүн дуня кишилик һоқуқ күни. Шундақла хитай һөкүмити тәрипидин дөләтни парчилаш вә җасуслуқ җинайити билән әйиблинип 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада әпәндиниң җаза муддити тошқан күн. Чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлири дуняниң һәрқайси җайлирида моңғул кишилик һоқуқ паалийәтчиси хада вә униң аилисигә әркинлик тәләп қилип намайиш қилди.
2010-12-10
Шаирә гөһәр мәмәт миллий кәмситишкә учраш мәсилисини хитайниң өз қанунлириға асасән һөкүмәт органлириға әрз қилған, болупму хитайниң ичидә туруп, ахбарат васитиси билән дуняға ашкарилиған
2010-12-10
2010-Йили 10-декабир “дуня кишилик һоқуқ” күни мунасивити билән голландийидики хитай консулханисиниң алдида уйғур, тибәт, моңғул вә йәрликләрниң бирләшмә намайиши өткүзүлди.
2010-12-10
12 - Айниң 10 - күни дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән түркийиниң нәвшәһир шәһиридә түрк дунясида инсан һәқлири темилиқ йиғин ечилмақта.
2010-12-10
10 - Декабир күни бишкәк шәһиридә бирләшкән дөләтләр тәшкилати ишханисиниң йиғин залида " тәшкиллик җинайәткә қарши кишилик һоқуқни қоғдаш мәркизи " ниң уюштуруши билән кишилик һоқуқ илмий муһакимә йиғини ечилди.
2010-12-09
Нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасиминиң шәрәп меһмини, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим 8 - декабир күни норвегийиниң пайтәхти ослоға йетип кәлди. Норвегийә уйғур комитетиниң рәһбәрлири вә әзалири рабийә қадир ханим вә ярдәмчиси алим сейитоф әпәндини айродромға чиқип қизғин күтүвалди.
2010-12-09
Тоқсун наһийилик маарип идарисиниң наһийидики барлиқ башланғуч вә оттура мәктәп оқутқучилиридин 25 - ноябир бир туташ сәвийә синаш имтиһани алидиғанлиқи вә бу арқилиқ 518 нәпәр уйғур оқутқучиниң штатини қисқартишни пиланлаватқанлиқи вә буниң наһийидики маарип саһәсидә зор ғулғула вә наразилиқ пәйда қиливатқанлиқи дәлилләнгән
2010-12-09
Йеқинда радио аңлиғучилиримиздин бириниң инкас қилишичә, үрүмчиниң нефит химийә завути вә полат завутидики сақал - бурут қойған вә яғлиқ артқан уйғур ишчи - хизмәтчиләрниң завут қоруси вә олтурақ районидики аптобусларға чиқиши чәкләнгән. Әһвални инкас қилғучиниң билдүрүшичә, бу түзүм, бултурқи 5 - июл вәқәсидин кейин, мәзкур завуттики хитай ишчи-хизмәтчиләрниң тәлипигә бинаән йолға қоюлған.
2010-12-09
Лю шавбо мәсилиси нөвәттики хәлқара җәмийәтниң, болупму ғәрб дуняси билән хитай арисидики талаш-тартишниң негизлик темилиридин бири болуп қалди; җүмлидин америка һөкүмитиму баянат елан қилип, хитай һөкүмитини лю шавбони дәрһал қоюп беришкә чақирди. Нобел комитети болса лю шавбоға берилгән мукапат"универсал өлчәм" ни асас қилғанлиқини елан қилди.
2010-12-09
Хитай түрмисидики мәһбус лю шавбо нобел тинчлиқ мукапатиға еришкәндин кейин, хитай буниң тәсирини йоқитишқа урунди. Әмма, хитай бу һәқтә қанчә қаттиқ тәдбир қолланғансери, хитайда шунчә җиддий өзгириш пәйда болуватиду.
2010-12-09
Хитай һөкүмитиниң норвегийигә қилған барлиқ бесимлири мәғлубийәт билән нәтиҗиләнгән болуп, 10 - декабирдики мукапат мурасими илгирики һәрқандақ йилға қариғанда көп дағдуғилиқ өткүзүлидикән.
2010-12-09
Қазақистандики уйғуршунаслиқ пени көплигән иқтисадий қийинчилиқларға һәмдә мутәхәссисләр кәмчилликигә қаримастин, узун йиллардин бери өз тәрәққиятини сақлап кәлмәктә.
2010-12-08
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим башчилиқида, дуня уйғур қурултийи вә америка уйғур бирләшмисиниң бир қисим вәкиллири шуниңдәк америкидики уйғур зиялийлири бирликтә, америка дөләт мәҗлиси әзаси бил делихант әпәнди билән көрүшүп, униң уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүп көрсәткән хизмәтлиригә алаһидә рәһмәт ейтти.
2010-12-08
Америка дөләт мәҗлисиниң күчлүк әзалиридин бир қисим кишиләр ахбарат елан қилиш йиғини чақирип, хитай даирилириниң бу қетим нобел тинчлиқ мукапати мурасимиға ембарго қоюшиға күчлүк наразилиқ билдүрүп, кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашни вә түрмидики нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбони қоюп беришни тәләп қилди.
2010-12-08
Миллий кәмситишкә қарши әрз билән өткән айниң оттурилирида бейҗиңға йетип кәлгән шаирә гөһәр мәмәт нөвәттә шаңхәйгә йетип кәлгәндин кейин мухбиримиз билән телефон алақиси үзүлүп қалған вә шаңхәйдики нерва кесәлликләр дохтурханисида кирип қалғанлиқи ениқланған.