Архип
2010-12-01
1-Декабир күни қазақистанниң пайтәхти астана шәһиридә явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң 11 йилдин кейинки биринчи қетимлиқ йиғини рәсмий башланди. Йиғинға 68 дөләттин кәлгән вәкилләр қатнашти.
2010-12-01
Йеза толуқ оттура мәктәп синиплири тақалғандин буян ғулҗа шәһәр әтрапидики дадамту йезилиқ оттура мәктипидә қош тиллиқ синиплар ечилған болсиму, әмма йеза хәлқиниң қаттиқ наразилиқи сәвәбидин әслидики уйғур тилидики оқутуш системиси йәнила сақлинип қалғанлиқини игилидуқ.
2010-12-01
Уйғур елидики бирдин бир әличи әйдизниң алдини елиш тәшкилати болған "ярип зәһәр чәкләш вә әйдизниң алдини елиш понкити" ниң мәсули вә пидаийлирини дуня әйдиз күни мунасивити билән зиярәт қилинди.
2010-12-01
Манҗу миллитиниң хитайдики әң ахирқи падишаһлиқ болған чиң сулалисини қуруп, хитай дөлитини қанчә әсирләп мустәмликисидә тутқан бир милләт болушиға қаримай, бүгүн тарих сәһнисидин пүтүнләй йоқилиш гирдавиға йәткәнлики тарихчилар тәрипидин оттуриға қоюлмақта.
2010-12-01
Дуняниң һәрқайси җайлирида 1 - декабир дуня әйдиз күни хатирилиниватқан пәйтләрдә, хитайда әйдиз бимарлири үчүн күрәш қиливатқан бейҗиң" әй җишиң" тәтқиқат мәркизи, һөкүмәт тәрипидин қәстән тосқунлуқ қилиш һуҗумиға учриди.
2010-12-01
11-Айниң 30-күни түркийә парламентиниң муавин рәиси садиқ яқут әпәнди хитай коммунист партийиси сиясәт тәтқиқат мәркизи башлиқи соң чуяңни қобул қилип, түркийә билән хитай оттурисидики мунасивәт һәққидә тохталғанда нуқтилиқ һалда уйғур мәсилиси һәққидә тохталған.