Архип
2010-05-17
Б б с торидики мәлуматларға асасланғанда, хитай һөкүмитиниң йеқинда тор бәтлиригә қарита йолға қойған йеңи сиясәтлиридә, һәрқандақ киши торға кириш үчүн рәсмий исим вә салаһийәт гуваһнамиси номурини тизимлитиш бәлгиләнгән болуп, илгирикидәк халиғанчә ялған исим яки тәхәллус қоллинип торға кириш мәни қилинған.
2010-05-17
Йеқинда алматадики мир нәшрияти атақлиқ әдип абдуреһим өткүрниң шеирлар топлимини крил йезиқида нәшир қилди. Бу шеирлар топлимини доктор руслан азийоф нәширгә тәйярлиған болуп, китабниң нәшир қилинишиға қазақистандики бир қисим сахавәтчиләр иқтисадий җәһәттин күч чиқарған.
2010-05-14
Хитайда йүз бәргән балилар бағчиси яки башланғуч мәктәпләргә һуҗум қилип, өсмүрләрни чанайдиған қәбиһ қирғинчилиқ һәққидә, тәйвәндә туруватқан мустәқил тәтқиқатчи лин бавхуа мулаһизә елан қилди.
2010-05-14
14 - Май хитай даирилири уйғур районида интернет учур - алақисиниң омумйүзлүк әслигә кәлтүрүлгәнликини елан қилди. Улар буни "партийә вә һөкүмәтниң хәлққә қилған ғәмхорлуқи" дәп көрсәтти. Америка пайтәхти вашингтонда кишилик һоқуқ сөһбити давам қиливатқан мушундақ бир пәйттә интернетниң ечиветилиши диққәтни тартмақта.
2010-05-14
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, 7 - апрелдин кейин үзлүксиз давалғуш һалитидә турған қирғизистан вәзийити, қирғизистан иқтисадиниң йәниму яманлишишини кәлтүрүп чиқарған.
2010-05-14
Японийидики даңлиқ милләтшунас коучи маряма язған "милләтләр мәдәнийитигә болған көз қараш" намлиқ әсәр японийә киюшию университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.
2010-05-14
Б д т 14 - нөвәтлик кишилик һоқуқ кеңиши йиғини 5 - айниң 30 - күнидин етибарән б д т баш шитабида башлинидиған болуп, д у қ бу қетимқи йиғинда уйғурлар мәсилисини йәнә бир қетим күнтәртипкә киргүзүш хизмитини һазирдин башлап қанат яйдурған.
2010-05-13
Хитай һөкүмити 5" - июл вәқәси"дин кейин уйғур аптоном райони тәвәсидә кәң - көләмлик тутқун қилиш һәрикити қозғап, "йошурун тәһдит" дәп қаралған уйғурларни қолға елишқа башлиған иди. Ғулҗа шәһириниң булақдадамту кәнтидики турған полат аилисиниң 4 пәрзәнти шу қатарда қолға елинғанлар болуп, даириләр бу 4 қериндашни әдлийә органлириниң сот қарарисиз һазирға қәдәр тутуп турмақта.
2010-05-13
"5 - Июл үрүмчи" вәқәсидин кейин, тақилип қалған уйғур тор бәтлири һәм униң тор башқурғучилириниң нөвәттики тәқдириниң қандақ болуш мәсилиси, дуня җамаәтчилики көз тикиватқан муһим нуқтиларниң бири болмақта.
2010-05-13
Русийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, бүгүн русийә ташқи ишлар министири лавроф далай лама билән хитайниң мунасивәтлири һәққидә тохтилип, икки тәрәпниң яришишиға ярдәм беришкә тәйярлиқини билдүрди.
2010-05-13
Германийидә яшаватқан уйғур рәссами мәрвайит һапиз ханим йеқинда түркийидә өткүзүлидиған " түрк дуняси рәссамлар учришиши" намлиқ бир паалийәткә тәклип қилинған.
2010-05-13
Шинхуа ториниң 5 - айниң 11 - күнидики хәвиригә асасланғанда, 28 - нөвәтлик милләтләр иттипақлиқи тәлим - тәрбийә паалийитини қанат яйдуруш мунасивити билән, уйғур аптоном районлуқ партком тәшвиқат бөлүми 4 түрлүк нәзәрийивий оқушлуқни түзүп чиқип, уйғурларға һәқсиз тарқитип өгинишни йолға қойған.
2010-05-13
Қирғизистанда яшаватқан пешқәдәм уйғур җәңчисисулайман исмаил кесәл сәвәбидин аләмдин өтти. Униң җиназа намизиға 200 дин артуқ адәм қатнашти. У бешкәк әтрапиға йәрликкә қоюлди.
2010-05-13
Муһәммәд иқбал пакистанниң миллий шаири вә пүтүн ислам дунясида бирдәк тонулған ислам шаири болуп, пүтүн шеирлирида вәтәнпәрвәрлик вә һәқиқий мөмин мусулманлиқ роһи ипадилинип туриду. Униң нурғун шеирлири вә әсәрлири ислам дунясида көплигән тилларға тәрҗимә қилинған.
2010-05-12
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" һәм "6 - июл қәшқәр һейтгаһ намайиши" дин кейин, қәшқәр йәрлик даирилири қәшқәр вилайити тәвәсидә муқимлиқни сақлаш баһанисидә, уйғурларға қарита бир йүрүш бастуруш тәдбирлирини түзүп чиққан һәм қәшқәр вилайитигә қарашлиқ наһийиләрдә буни әмәлийләштүргән.