Архип
2010-05-12
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решитниң билдүрүшичә, қәшқәр вә йәкәндики уйғур яшлири, 5 - июл үрүмчи вәқәсидә хитай әскәрлири тәрипидин ярилинип давалинишқа мәҗбур болған. Дохтурха хадимлириниң сақчи вә әскәрләргә маслишиши нәтиҗисидә бу яшлар қолға елинған.
2010-05-12
Үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин хитай даирилири қанчилик кишини қолға алғанлиқи, уларни немә сәвәбтин тутуп туруватқанлиқи һәққидә ахбаратларға ениқ учур бәрмәй кәлмәктә.
2010-05-12
Русийә - түркийә мунасивити йеқинқи вақитларғичә тарихий вә җуғрапийиви истратегийилик ихтилаплар билән толған мунасивәт болуп кәлгән иди. Лекин йеқиндин бери түркийә - русийә мунасивәтлиридә бурулуш йүз берип, икки дөләтниң түрлүк саһәләрдики һәмкарлиқи күчийишкә башлиди.
2010-05-12
5 - Айниң 11 - күни, уйғур академийисиниң башқуруш комитетиниң әзалири түркийидики бәзи тәтқиқат мәркәзлириниң мәсуллири билән учришип, түркийидин оқуш ярдәм пули елиш һәққидә музакирә елип барди.
2010-05-12
"Уйғур пән - маарипиниң бүгүни вә кәлгүси тәрәққияти" дегән темида истанбулда ечилған илмий муһакимә йиғинда сөз қилған, түркийә һаҗәттәпә университети тарих бөлүминиң оқутқучиси, дотсент доктор әркин әкрәм әпәнди, тарих вә истратегийиниң әһмийити һәққидә тохталди.
2010-05-11
Хитай һөкүмити "5 - июл үрүмчи вәқәси"дин кейин, район тәвәсидә қанчилик адәмниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә ахбарат саһәсидә ениқ бир мәлумат бәрмәй кәлгән иди. Бу хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хитайдин ашкарилашни тәләп қилип келиватқан мәсилиләрниң бири иди.
2010-05-11
Америка - хитай кишилик һоқуқ диалоги вашингтонда елип берилиду. Хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәзкур диалогни йеқиндин көзитишкә башлиди. Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати бу хилдики тәшкилатларниң биридур.
2010-05-11
"Пәләк шаһи" дәп нам алған мәшһур уйғур дарваз адил һошурниң, бейҗиңдики "қуш чаңгиси" тәнтәрбийә зали үстигә бағланған симда 60 күн маһарәт көрситиш паалийити давамлашмақта.
2010-05-11
Шаңхәй дуня йәрмәнкисиниң дағдуғисини кишиләр униң қандақ лайиһиләнгәнлики вә ечилиш мурасимида 100 миң салют етилғанлиқи арқилиқ көрди. Униңда хитайниң бәш миң йиллиқ парлақ мәдәнийити көргәзмә қилинғанлиқини шинхуа агентлиқиниң тунуштуруши арқилиқ билди.
2010-05-11
2010 - Йили, 5 - айниң 9 - күни мәркизи истанбулға җайлашқан хәлқара уйғур академийисиниң уюштуруши билән "уйғур пән - маарипиниң бүгүни вә кәлгүси тәрәққияти" дегән темида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2010-05-11
Уйғур академийисиниң пәхри рәиси доктор әркин сидиқ башчилиқидики бир қисим уйғур зиялийлири 5 - айниң 10 -11 - күнлири түркийидики бәзи пән - техника тәтқиқат орунлирини зиярәт қилди.
2010-05-11
Ғәрб демократик әллири хәлқлириниң хитайға болған сәлбий көз қаришиға ялғуз хитайдики кишилик һоқуқ, демократийиниң дәпсәндә қилиниши сәвәб болупла қалмастин, хитайниң миллий бастуруш сияситиниңму муһим бир сәвәб болуватқанлиқи ғәрб мәтбуатлирида тилға елинмақта.
2010-05-10
'Бошүн тор гезити'дә елан қилинған хитайниң рәһбәрлик қатлимида болуватқан һоқуқ күрәшлирини ашкарилайдиған мақалидә баян қилинишичә, 1989 - йили 3 - айда, ху җинтав өзигә берилгән сиясий пурсәтни ғәнимәт билип, тибәттә йүз бәргән 'сәккиз бурҗәк коча' қозғилиңини бастурушта, бешиға полат каска кийип қоманданлиқ қилғандила дең шавпиңға ярап қалған.
2010-05-10
Мәркизи түркийиниң истанбул шәһиригә җайлашқан хәлқаралиқ уйғур академийисиниң тунҗи қетимлиқ омумий йиғини 5 - айниң 8 - күни истанбул баби - аләм хәлқаралиқ оқуғучилар уюшмисиниң залида өткүзүлди.
2010-05-10
9 - Май күни 2 - дуня уруши аяқлашқанлиқиға 65 йил толған хатирә күнидур. Сабиқ совет иттипақиниң гетлир фашизми үстидин ғәлибә қилиши билән аяғлашқан бу урушта әйни вақитта қазақистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ оттура асия түркий җумһурийәтлиридинму нурғун кишиләр урушқа қатнишип қәһриманларчә җәң қилған иди.