Архип
2010-07-22
Хәлқара адаләт мәһкимиси бүгүн косова мустәқиллиқ еланиниң қанунийлиқи һәққидә һөкүм чиқарди. Һөкүмнамидә билдүрүшичә, косова мустәқиллиқ елани хәлқара қанунларға тамамән уйғун. Косова 2008 - йили 2 - айниң 17 - күни мустәқиллиқ елан елан қилған. Косова мустәқиллиқ елани сербийиниң шиддәтлик қаршилиқиға учриған вә б д т әзалириму косова мустәқиллиқини етирап қилишта иккигә бөлүнгән. Ахирида сербийә хәлқара адаләт мәһкимисигә әрз сунуп, косова мустәқиллиқиниң қанунийлиқи һәққидә йол көрситишини тәләп қилған.
2010-07-22
Хитай һөкүмити 60 йилдин бери "ғәрбий шимал районни ечиш", "шинҗяңни ечиш" шинҗяңни гүлләндүрүш" дегәнгә охшаш шуарлар билән уйғур дияриға қарита бир йүрүш сиясәтләрни түзгән болсиму, мутәхәссисләрниң дейишичә, бу сиясәтниң уйғурларға һечқандақ пайдиси болмиған. 5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай мәркизи һөкүмити арқа - арқидин йиғин чақирип "шинҗяңни тәрәққий қилдуруш" нами астида бир йүрүш сиясәтләр бәлгилимәктә. Һәтта, уйғурлар яшаватқан дөләтләргә тохтимай һәйәт әвәтип, уларни хитай үчүн ишләшкә чақирмақта. Хитайниң 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейинки сиясити бурунқи сиясити билән охшашму?
2010-07-22
Уйғурларниң дости шундақла шәрқий түркистан мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан, түркийә парламент әзаси, профессор доктур җалал әрбай әпәнди билән, уйғурларниң һәқ - һоқуқлири вә 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән сөһбәт елип бардуқ. Түркийә парламент әзаси җалал әрбай әпәндиниң әсли кәспи қануншунаслиқ болуп, у илгири мармара университетиниң қанун факолтетида оқутқучи болған.
2010-07-21
Бүгүн уйғурбиз ториниң саһиби, мәркизи милләтләр университетниң дотсенти илһам тохти әпәнди, хитайниң уйғур аптоном райони қанун органлири тәрипидин, "дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән" дегән җинайәт билән әйиблинип, бүгүн сот ечилмақчи болған, шинҗаң иқтисад гезитиниң мухбири ғәйрәт нияз делоси һәққидә зияритимизни қобул қилди. Илһам тохти әпәнди ғәйрәт нияз һәққидә өз қарашлирини оттуриға қоюп, ғәйрәт ниязниң гунаһсиз икәнликини, һөкүмәт даирилириниң ғәйрәт нияз үстидин адил һөкүм чиқиришини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
2010-07-21
5 - Июл вәқәсидин кейин, үрүмчидә йүз бәргән уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәлилиләрни чеқиш долқуни қаримайға йетип кәлгән. Новәттә қаримай шәһириниң дашиго вә шидаго дәп атилидиған икки җайидики уйғурлар мәһәллиси чеқилмақта. Бу икки мәһәллидики уйғурлар қаримай шәһиридә яймичилиқ қилип, йемәк - ичмәк тиҗарити билән күн кәчүрүватқан уйғурлар иди.
2010-07-21
Алдинқи қетимлиқ программимизда уйғур зиялийлар шундақла һәр саһәдә көзгә көрүнгән уйғур ихтисас игилириниң чәтәлләргә еқишниң уйғур җәмийитигә көрситидиған иҗабий һәмдә сәлбий тәсирлири һәққидә уйғур зиялийлири билән мулаһизә уюштуруп уларниң охшимиған пикирлирини аңлиған идуқ.
2010-07-21
Хитай компартийиси вә мәркизи һөкүмити бу йил 5 - айда "шинҗаң" хизмәт йиғини чақирип, уйғур илини тәрәққи қилдурушниң йеңи истратегийисини елан қилған иди. Шуниңдин буян хитайниң йеңи истратегийиси уйғур илиниң буниңдин кейинки һалитигә қандақ тәсир көрситиду дигән мәсилә, чәтәллик мутәхәссис вә тәтқиқатчилар диққәт қилидиған мәсилә болупла қалмай, америкиниңму диққәт қилидиған мәсилиси болуп қалди. Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлар бирләшмә комитети йеқинда чақирған юмулақ үстәл йиғини мәхсус бу мәсилигә беғишланған иди.
2010-07-21
6 - Айниң 11 - кунидин 14 - кунлириғичә болған арилиқта қирғизистан җәнубидики, йәни пәрғанә вадисидики әң чоң шәһәр һесаблинидиған ошта һәмдә җалалабадта йүз бәргән өзбекләр билән қирғизлар арисидики етник тоқунуш нәтиҗисидә 100 миң әтрапида өзбекниң қошна өзбекистанға қечип өтүп панаһлиниши, омуми 400 миң әтрапида адәмниң мусапирлиқ йолиға меңишидәк еғир вәқә келип чиққан иди. Русийә, оттура асия вә хәлқара мәтбуатлар бу тоқунуш җәрянида асаслиқ өзбекләрниң қирғинчилиққа учриғанлиқи, гәрчә һөкүмәт 300 дин артуқ адәмниң өлгәнликини мәлум қилсиму, бирақ өлгәнләрниң әмәлий саниниң 2000 дин артуқ икәнлики, нурғун адәмниң яриланғанлиқи, өзбек мәһәллириниң көйдүрүлгәнлики қатарлиқларни язди. Шуниң билән бир вақитта йәнә, таки һазирғичә немә үчүн өзбекистан һөкүмитиниң қошна җумһурийәттики өзбек аһалиси мундақ паҗиәгә йолуққанда җиддий һәрбий вә яки қаттиқ тәдбир қолланмиғанлиқи һәққидики муназириләрму давамлашмақта.
2010-07-21
Хитай һөкүмити йеқиндин бери арқа - арқидин уйғурлар яшаватқан дөләтләргә һәйәт әвәтип, уйғурлар билән учришип, уларға уйғур дияриниң тәрәққи қиливатқанлиқини, бундин кейин техиму тәрәққи қилдурилидиғанлиқини ейтқан.
2010-07-21
Қазақистандики дәм елишқа чиққан уйғур зиялийси рушәнгүл ханим уйғур елини зиярәт қилип қайтип кәлгәндин кейин, мухбиримизниң зияритини қобул қилип, уйғур елидики қош тил маарипи сиясити, хитай өлкилиригә уйғур қизлирини йөткәш, йеңи тәрәққият пилани арқилиқ хитай көчмәнлирини йөткәшни күчәйтиш қатарлиқ мәсилиләрни баян қилди.
2010-07-20
Дуня уйғур қурултйиниң рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһилә ханим, мушу айниң 18 - күнидин буян тәйвәндә зиярәттә болмақта. Раһилә ханим, тәйвәндики" ай туғди" кишилик һоқуқ тәшкилатиниң, рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән " муһәббәтниң 10 шәрти "намлиқ һөҗҗәтлик филим вә шуниңдәк 5 - июл наразилиқ намайишиниң бир йиллиқи мунасивити билән уюштурулған паалийәтләргә қатнишиш үчүн алаһидә тәклип билән тәйвәнгә барған.
2010-07-20
Тәйвәндә турушлуқ мустәқил мулаһизичи лин бавхуаниң ханими, дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһиләниң тәйвән зиярити һәққидики һессятини вә тәйвәнликләрниң инкасини баян қилди.
2010-07-20
Бир дөләт вә яки милләтниң даңдар кишилириниң, зиялийлириниң чәтәлләргә йүзлиниши әслидила мурәккәп бир мәсилә,гәрчә уйғурларниң чәтәлләргә йүзлиниши техи унчә көләм һасил қилалмиған нисбәтән йеңи бир һадисә һесаблансиму, һалбуки, йеқинқи йиллардин буян, болупму бултурқи - 5 июл вәқәсидин кейин чәтәлләргә қечип чиқиватқан уйғурларниң бир қәдәр көпийиши муназирә тәқәззасиға игә бир мәсилигә айланди. Бу мунасивәт билән "уйғур җәмийити вә мән" темисида радиомиздиму муназирә мәйдани һазирлидуқ.
2010-07-20
Бултурдин башлап хитай ширкәтлири ғулҗа наһийә тәвәсигә йәрлишишкә башлиғандин буян, наһийидики асаслиқ су мәнбәлирини мәхсус өстәң чепип, хитай ширкәтлири ғулҗа наһийә тәвәсидин сетивалған кан районлири һәм йеңидин бина қилиниватқан бағвәнчилик районлириға башлиған. Җирғилаң һәм дамбуни асас қилған су мәнбәлириниң хитай ширкәтлири игилигән районларға башлиниши һәм хитай ширкәтлири районда қурған бағвәнчилик мәйданлириға қарита деһқанларниң инкаси қандақ?
2010-07-20
Америка вә җәнубий корийә даирилири җәнубий японийә деңизида бирләшмә һәрбий маневир елип баридиғанлиқини елан қилди. Мәзкур дөләтләрниң мудапиә министирлири маневирниң шималий корийигә сигнал йәткүзүш учун пиланланғанлиқини билдүрди. Мутәхәссисләрниң қаришичә, бу маневир мәлум җәһәттин елип ейтқанда йәнә хитайғиму тәһдит шәкилләндүридикән.