Архип
2010-07-16
Бу йил июлдин башлап биңтуәндә хитай коммунистик партийисиниң он иккинчи нөвәтлик партийә истили тәрбийә ейи һәрикитини башлиған иди. " Улуғ вәтәнни қизғин сөйүп гүзәл юрт макан бәрпа қилиш" дегән нам астида елип бериливатқан бу һәрикәттә уйғур елиниң муқимлиқини ишқа ашуруштин башқа биңтуәнниң өз ичидә муқимлиқни илгири сүрүшниң, биңтуәнниң узун муддәтлик мәвҗутлуқи һәм тәрәққиятниң капалити икәнлики техиму күчлүк тәкитләнмәктә. Көзәткүчиләр болса һәр җәһәттин тәң зорийиватқан, һәрбий һәм иқтисадий күчкә игә бу алаһидә органниң өз ичидики муқимсизлиқниң йәни хитай коммунистик партийисиниң уйғур елидә муқимлиқни ишқа ашуруштики әң зор күчи болған биңтуәнниң муқимлиқ мәсилисиниңму хитайға зор тәһдит икәнликини оттуриға қоймақта.
2010-07-15
Ғулҗа наһийиси һөкүмәт тор бетиниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 2009 - йили хитай өлкилиридики ширкәтләр ғулҗа наһийиси билән райондики кан байлиқлирини ечиш келишими имзалиған иди. Нөвәттә бу ширкәтләрдин"бейҗиң чиңхуа гуруһи", "хенән көмүрчилик гуруһи" қатарлиқ хитай ширкәтлири дәсләпки қурулуш ишлирини тамамлап, ғулҗа наһийисидә йәрлишишкә башлиған. Бүгүн ғулҗа наһийисидики деһқанларму зияритимизни қобул қилип, ғулҗа наһийисигә йәрләшкән"бейҗиң чиңхуа гуруһи"ниң, деһқанлардин сетивалған җайларда бултур башлиған бир қисим қурулушлириниң тамамлинип ишқа кириштүрүлүш алдида турғанлиқини баян қилди.
2010-07-15
Әнгилийә ташқи ишлар министири веллиам хейг хитайни зиярәт қилип, хитай баш министири вен җябав, ташқи ишлар министири яң җиечи вә муавин ташқи ишлар министири дәй биңголар билән сөһбәт елип барди. Сөһбәт мәзмуни әнгилийә - хитай сода мунасивити, афғанистан вә иран мәсилиси қатарлиқ хәлқара мәсилиләргә четилғандин сирт, әнгилийә тәрәп сөһбәттә йәнә тибәт мәсилисини оттуриға қойған.
2010-07-15
Бәш бүрҗәк бина түнүгүн, америка билән җәнубий корийиниң сериқ деңизда вә япон деңизида елип баридиған бирләшмә һәрбий мәшқи һәққидә йәнә бир баянат елан қилған иди. Хитай бүгүн буниңға қарита өзиниң қайғусини ипадилиди. Шуниңдин кейин хәлқарада йәнә бир қетим қизғин бәс - муназирә пәйда болди.
2010-07-15
Түркийидә түрк тарихида өткән мәшһур шәхисләрни унтумаслиқ үчүн уларниң исми түркийидики коча, мәһәллә, бағча вә мәйданларға берилиду. Түркийиниң һәр қайси җайлирида уйғур тарихида өткән мәшһур шәхисләрниң исминиңму бағчиларға, кочиларға берилгәнликини көрәләйсиз. Буларниң ичидә әң көп учрайдиғанлар мәһмут қәшқири, йүсүп хас һаҗип вә әйса йүсүп алптикинләрниң исмидур.
2010-07-15
Һәдисләр топлими намлиқ 9 қисимлиқ китаб истанбулдики сутуқ буғрахан маарип нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди. Бу китабни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан атавулланиң тәшкиллиши билән сутуқ буғрахан маарип нәшриятиниң тәрҗимә бөлүми уйғурчиға тәрҗимә қилип нәшргә тәйярлиған. Бу китабни мараккәшлиқ муһәммәд ибни сулайман мәғриби дегән киши әрәб тилида язған болуп, бу китаб сәһиһул бухари вә сәһиһ муслим қатарлиқ ислам дунясида мәшһур болған 15 һәдис китабидин талланма икән.
2010-07-15
Йеқинда уйғур илини зиярәт қилип юртиға қайтқан қазақистанлиқ уйғур зиялийси өзиниң көргән вә аңлиғанлири асасида, уйғурларниң иҗтимаи һаятидики тәңсиз һадисләрни баян қилди.
2010-07-15
Қирғизистанда яшаватқан уйғур җамаити, әл ичидә юқири абройға игә болған, көпчилик вә милләт үчүн җан көйдүрүп ишлигән ақсақаллирини алаһидә һөрмәтләйду.
2010-07-15
Йеқинқи вақитларда қазақистан аммивий ахбарат васитилиридә қазақистан вә қирғизистан мунасивәтлириниң һәр хил саһәлиригә бағлиқ мәлуматлар көпләп елан қилинмақта. Қирғизистанда өткән айда йүз бәргән вәқәләрдин кейин, әлниң һәр хил җайлирида бихәтәрлик чарилирини көрүш йөнилишидә ишлар қилинмақта. Болупму, қазақистан - қирғизистан дөләт чегрисини мустәһкәмләш җиддий мәсилиләрниң бири сүпитидә оттуриға қоюлған иди. Шундақтиму икки дөләт чегрисида ахирқи вақитларда бәзи вәқәләрниң йүз бериватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-07-14
Хитайниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмити йеқинда " шинҗаңниң йеңи шәкилдики шәһәр қурулушини тәрәққи қилдуруш лайиһииси" намида уйғур шәһәрлириниң миллий қияпитини өзгәртиш истратегийисини елан қилған болуп, хитайниң уйғур илигә қойған рәиси нур бәкри бу лайиһини "йеңи дәвиргә вә тәрәққиятқа маслишиш" дәп мәдһийилигән.
2010-07-14
Аилә хапичилиқи сәвәблик өйидин қечишқа мәҗбур болған пакистандики уйғур аял балилири билән бирликтә юртиға қайтмақчи болғанда, пакистандики хитай әлчиханиси тосқунлуқ қилған. Корлилиқ аял асийәниң өзи вә икки балиси хитай пуқраси қалған икки балиси пакистан пуқраси болуп, хитай консули асийәниң бу балиларни юртиға елип кетиши үчүн йолдишидин вә пакистандики йәрлик даириләрдин хәт тәләп қилған. Униң нөвәттә һаяти бихәтәрликиниң тәһдид астида икәнликигә пәрва қилмиған; униң иқтисади җәһәттики қийинчилиқлири биләнму кари болмиған.
2010-07-14
Германийә баш министири ангела меркелниң кишилик һоқуққа әһмийәт бериши, хитай зияритидә кишилик һоқуқни оттуриға қоюши тәләп қилинди. Германийә йешиллар партийиси вә германийидә паалийәт елип баридиған уйғур тәшкилатлириниң тәлипи меркелниң иқтисади мәсилә билән чәклинипла қалмай, хитай рәһбәрлиригә бесим ишлитип, хитайниң кишилик һоқуқни яхшилаш, хәлқара әдлийә өлчими вә әһдинамиларға риайә қилишини тәләп қилиштур.
2010-07-14
Бир нәччә күндин буян, "бейҗиң йешил тосма юмшақ детали тәтқиқат мәркизи"ниң мәбләғ йетишмигәнлики сәвәбидин тақалғанлиқи һәққидики хәвәрләр хитай тор бәтлиридики муназирә темисиға айланған. Гәрчә хитайниң шинхуа агентлиқи қатарлиқ һөкүмәт мәнбәлири бу һәқтә тохталмиған болсиму, әмма чәтәл агентлиқлирида бу һәқтики хәвәрләр берилишкә башлиди.
2010-07-14
"5 - Июл вәқәси" ниң бир йиллиқ хатирә күнидә америка демократийини илгири сүрүш фондиниң президенти карл гершман мақалә елан қилип, дуня җамаәтчиликини уйғур мәсилисигә нәзәр ағдурушқа чақирди.
2010-07-14
Истанбул тәклимакан уйғур нәшрияти обзорчи сидиқһаҗи рози язған `дөләт мәҗлисигә йолланған мәктуплар` намлиқ китабнини нәшр қилди. Бу китаб җәми 083 бәт болуп, китабға кириш сөздин башқа 33 парчә мәктуп киргүзүлгән. Бу хәтләр китабниң аптори сидиқһаҗи рози әпәндиниң 1999 - йилидин 2007 - йилиғичә болған арилиқта америка дөләт мәҗлисигә, америкиниң сабиқ президентлиридин клинтон вә җорҗи бушқа, инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәсуллириға язған мәктуплардин ибарәт.