Архип
2010-07-14
Аммивий ахбарат васитилири қазақстандики миллий сиясәт вә түрлүк етниклар ара мунасивәтләрни йорутушқа алаһидә көңүл бөлмәктә. Бу мәсилиниң, қазақстан дөлитиниң ички сияситидики әң муһим мәсилиләрниң бири икәнлики мәлумдур. Йеқинда қазақстан җумһурийити президенти йенидики қазақистан истратегийилик тәтқиқатлар институтида юмилақ үстәл сөһбити уюштурулуп, униңда бу һәққидә кәң даиридә мулаһизиләр йүргүзүлгән.
2010-07-14
5 - Июл үрүмчи қирғинчилиқиға бир йил толған күнләрдә чәтәлләрдә яшаватқан уйғур зиялийлири бу қирғинчилиқниң уйғурларға нимиләрдин дәрс бәргәнлики,қандақ аччиқ тәҗрибә - савақларни өгәткәнлики вә милләтниң тәғдири һәққидә қандақ бир чиқиш йоли тутуш керәклики һәққидә көп ойлинишларда болмақта.
2010-07-14
Германийидә чиқидиған мәшһур әйнәк журнили елан қилған бир мақалидә, хитай җасуслириниң германийидики җасуслуқ қилмишлири йәнә бир қетим паш қилинипла қалмай, хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики қарши күчләргә қаратқан һуҗумни үзлүксиз күчәйтиватқанлиқи баян қилинған.
2010-07-13
Хитай һөкүмити 2012 йилиға қәдәр уйғур елиниң йәсли маарипини хитайчилаштуруп болушни пиланға киргүзгән иди. Хитай қош тиллиқ маарип сияситини сәбийләр маарипида омумлаштуруш үчүн бу йил йәнә зор мәбләғ аҗратқан. Нөвәттә уйғур елиниң җәнубини асас қилип йеза, кәнтләрдә җәмий 1016 җайда қош тил йәслиси қуруш пиланға киргүзүлүп иш башлиди. Хитай һөкүмитиниң қош тиллиқ маарип ниқаби астида уйғур әвладлириға елип бериватқан хитайлаштуруш сиясити уйғур елидики ата - аниларни амалсиз һаләткә қойса, уйғур зиялийлири, паалийәтчилиридә зор әндишә һәм наразилиқ қозғап кәлмәктә. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә силәрни йәниму тәпсилий учурлар билән тәмин әткүси.
2010-07-13
Хитай йеқинда пәйзиватни әң чоң мисчилиқ базиси қилип, бу җайда " шенхуй мис еритиш завути" ни қурған вә 2400 дин артуқ адәмни ишқа орунлаштуруш пиланини түзгән, арқидинла йәнә шу пәйзиват наһийисидин ешинча әмгәк күчлирини йөткәп ишқа орунлаштуруш программиси бойичә 90 нәпәр қизни хитайниң җеҗяң өлкисидики бир завутқа йөткигән. Пәйзиват наһийисидики 90 нәпәр ишсиз қиз немә үчүн пәйзиватта ечилған завутқа хизмәткә орунлаштурулмиди?
2010-07-13
Хитай коммунист партийә мәркизи комитети түнүгүн әмәлдарларниң шәхсий мүлкини мәлум қилиш һәққидә бир бәлгилимә чиқарған иди. Хитайдики һәр қайси гезитләр бу йеңи учурни баш сәһипилиридә елан қилғандин кейин, хитай коммунист партийә мәркизи комитети кечидила җиддий йиғин чақирип, әмди хәлқ ичидә контрол қилғили болмайдиған қизғинлиқ пәйда болуши мумкин, дегән холасиға келип, буниң ақивитидин қорқуп кәткән.
2010-07-13
Хитайниң чиңхуа университети ичигә мәктәп даирилириниң бюрократлиқи паш қилинған 6 парчә чоң хәтлик гезит чапланғандин кейин, мәктәп даирилири мәктәпни қамал қилип, сирттин кәлгән саяһәтчиләрниң мәктәп ичигә киришини чәклигән. Ундақта бу чоң хәтлик гезитләр ким тәрипидин немә сәвәбтин чапланди? немә үчүн бу чоң хәтлик гезит мәктәп даирилирини бу қәдәр биарам қилиду? " бейҗиң баһари" журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди,, бу чоң хәтлик гезит һәққидики қарашлирини баян қилди.
2010-07-13
Қирғизистанда йүз бәргән етник тоқунушниң сәвәблири вә тарихи арқа көрүнүшлири һәққидә түрлүк мулаһизиләр елан қилинди. Етник тоқунушниң кимгә пайда, кимгә зиян елип кәлгәнликиниң һесаби қилинди. Көзәткүчиләр бирдәк қирғизистандики бу тоқунушниң русийиниң мәнпәәтигә уйғун болғанлиқини билдүрди. Ундақта оттура асияға тәсирини күндин - күнгә ашуруватқан хитайниң қирғизистандики вәқәләргә тутқан позитсийиси немә болди, улар бу тоқунуштин немә пайда көрди. Бу һәқтә түркийә хәлқара иситратегийә тәтқиқат мәркизи бир парчә мулаһизә елан қилған.
2010-07-13
Хәлқара түрк дүняси рәссамлар учришишиға қатнишиш үчүн түркийигә кәлгән уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханимниң 4 парчә рәсими бу қетимлиқ хәлқара көргәзмигә қоюлди. 6 - Айниң 30 - күни истанбул археологийә музийида өткүзүлгән бу көргәзмигә түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири әртуғрул гүнай қатнашти вә уйғур рәссам мәрвайит һапиз ханимға өз қоли билән тәшәккүрнамә бәрди.
2010-07-13
2010 - Йили 7 - айниң 7 - күни ечилиш мурасими истанбулда өткүзүлгән вә ялова шәһиридә 5 күн давам қилған дуня шәрқий түркистанлиқ қериндашлар учришиш йиғини 7 - айниң 11 - күни муваппәқийәтлик ахирлашти.
2010-07-13
Русийә үчүн җасуслуқ қилған10 нәпәр җасус гумандариниң америка қошма шитатлирида қолға елинғанлиқи хәвири дуняниң диққитини қозғиған бир вақитта, канададики сиясәтчи вә мутәхәссисләр һөкүмәттин канада җасуслуққа қарши идарисиниң хитай һөкүмитиниң канадалиқ сиясәтчиләргә ғәйри йоллар билән тәсир көрситиватқанлиқи һәққидики баянатиға конкрет изаһат беришни, бу хилдики сиясәтчи вә әмәлдарларни ашкарилашни вә буларға қарита тәдбир қоллинишни тәләп қилмақта.
2010-07-12
Буниңдин 15 йил бурун пакистанлиқ бири билән той қилған вә пакистанға келип олтурақлашқан бир уйғур аял, йолдишиниң аилә - тавабатиниң зорванлиқи сәвәблик 4 балиси билән бирликтә өйидин қечишқа мәҗбур болған. Нөвәттә у 4 балиси билән бирликтә пакистанниң мәлум бир шәһиридә мүкүнуп турмақта.
2010-07-12
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, 23 - июн хитай бойичә тунҗи чөллишишниң алдини елиш хатирә сарийи үрүмчидә ечилған. Хатирә сарайға тарим вадисидики қумлишиш вә чөллишишниң алдини елиш хизмитидә йеқинқи 10 йилдин буян қолға кәлтүргән нәтиҗиләр қоюлған. Хәвәрдә дейилишичә, һазир тарим вадисидики һәр йили қумлишиватқан йәр көлими 10 йил бурунқи 384 квадрат километирдин һазирқи 100 квадрат километирға төвәнлигән.
2010-07-12
Хитай даирилириниң уйғурларға қарита йолға қоюватқан қош тил маарип сиясити уйғурлар тәрипидин тәнқидкә учрап кәлмәктә, әмма хитай тили билмигәнләрниң хизмәтсиз қалидиғанлиқини нәзәрдә тутқан ата - анилар балилирини хитайчә мәктәпләрдә оқутушқа мәҗбурланған болуп, һәтта бәзи ата - анилар пәрзәнтлирини хитайниң ичкири өлкилиридә тәсис қилинған " шинҗаң синипи"да оқутуш йолини таллиди.
2010-07-12
Хитай һөкүмити өткән һәптиниң ахирида, дуняға, әмәлдарлардики черикликкә қарши туруш үчүн йеңи бәлгилимә чиқарғанлиқини елан қилған иди. Бу бәлгилимидә, һөкүмәт хадимлири өзлириниң кирими, хусусий мүлки, салған мәбләғлири вә аилә әзалириниң турар җайи қатарлиқларни растчиллиқ билән мәлум қилиши лазим, әгәр сахта мәлум қилса җазалиниду, бу йеңи бәлгилимә 7 - айниң 10 - күнидин башлап иҗра қилиниду, дәп көрситилгән. Америка авазиниң баян қилишичә, хитай һөкүмити әмәлдарлар өзи мәлум қилған санлиқ мәлуматлар ашкариланмайду дәп вәдә бәргән.