Архип
2010-09-13
Вен җябав хитайда сиясий ислаһат елип бериш тәшәббус қилғандин кейин, "нур гезити" һазир хитайда вен җябавниң бу тәшәббусини тәнқидләшкә башлиди. Әмма "җәнубий хитай гезити" вен җябавниң сиясий ислаһат елип бериш тәшәббусни қоллаватиду.
2010-09-13
Түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири танер йилдиз әпәнди билән қәйсәри қоҗасинан районлуқ һөкүмәтниң башлиқи бекир йилдиз әпәнди башчилиқидики бир һәйәт 9 - айниң 11 - күни , йәни рози һейтниң 3 - күни қәйсәри шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитигә келип уйғурлар билән һейтлашти.
2010-09-13
Хитай язғучиси ши доңбиң үстидин бүгүн 13 - сентәбир бейҗиңда сот ечилди. Ши доңпиң хитайда йеқинқи йиллардин буян "әдәбият саһәсидә раст гәп қилалиған язғучи", "юқири қатлам ичи әһвалини паш қилғучи" дәп тәриплинип келиватқан язғучи иди.
2010-09-13
2010 - Йили 9 - айниң 11 - күни, роза һейтниң 3 - күни шәрқий түркистан вәхпиниң мәркизидә роза һейт байримини тәбрикләш мурасими өткүзүлди. Мурасимда, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим телефон арқилиқ уйғурларниң роза һейтини тәбриклиди вә уйғурларни инақ - иттипақлиқ ичидә бирликтә хизмәт қилишқа чақирди.
2010-09-13
Японийә илим - пән вә сода саһәсидикиләрниң уйғурларға болған қизиқиши йилдин йилға күчийипла қалмай, японийә сиясий саһәсидикиләрниң қизиқишиму йилсери күчәймәктә.
2010-09-13
Йеқиндин бери хитай даирилириниң ғулҗида сақал бурут қоюп, һөкүмәт билән һәмкарлишишни халимиған уйғурларни қаттиқ җазалиғанлиқиға даир хәвәрләр арқа - арқидин ашкариланмақта. Хитай әдлийә даирилири ғулҗида сақал бурутини еливетишни рәт қилған бир уйғурни 6 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилип, қара шәһәрдики бир түрмигә солиған.
2010-09-12
Сенкаку арилида йүз бәргән кемә вәқәси японийә, хитай, америка, тәйвәндин ибарәт төт дөләттә территорийә талаш - тартиши пәйда қилди. японийә билән хитайниң бу мәсилидә ипадилигән инкаслири бүгүн техиму җиддийләшти.
2010-09-11
2010 - Йили 9 - сентәбир голландийиниң һарлим шәһридики бир җамида хушаллинарлиқ һейт байрими өткүзүлди. Байрам шадлиқи билән чирайлиқ кийингән омақ балилар, ата - анилар, нативан қизлар вә қиран йигитләр бу муһаҗирәттики миллий хаслиқини намаян қилди.
2010-09-10
Пүтүн дунядики бир йерим милярд мусулман 12 айниң султани дәп аталған муқәддәс рамизан ейини ибадәт вә сахавәт билән тамамлап, рози һейтни тәнтәнә билән үткүзмәктә.
2010-09-10
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә барғанчә омумлишиватқан "қош тиллиқ мәктәпләр"дә, әдәбият дәрсила уйғур тилида өтүлгәндин башқа, барлиқ дәрсләр хитай тилида өтүлүватқанлиқи үчүн алий мәктәпләрдики иҗтимаий пән кәсиплиридә оқуйдиған уйғур оқуғучилар азлап кәткән.
2010-09-10
Бүгүн хитайниң уйғур районлуқ һөкүмәт даирилири уйғур аптоном райониниң оттура вә узун мәзгиллик маарип пиланиниң пикир елиш нусхисини елан қилди. Униңда уйғурларниң миллий маарипиға тәсир көрситидиған бәзи тәклипләр киргүзүлгән болуп, пикирдә 2015 - йилиғичә қош тиллиқ маарипни асасий җәһәттин омумлаштуруп болушқа капаләтлик қилиш көрситилгән.
2010-09-10
Гәрчә, рози һейт пүтүн мусулманларниң мубарәк байрими болсиму, әмма охшимиған сиясий реаллиқ сәвәбидин, мусулманларниң бу байрамниң тәнтәнисидин бәһриман болуш дәриҗисиму пәрқлиқ болмақта.
2010-09-09
Түркийиниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар роза һейтни күтүвалди. Бу мунасивәт билән, түркийидә яшаватқан бир қисим уйғурларни зиярәт қилип, улардин роза һейтини қандақ өткүзүватқанлиқи һәққидә әһвал игилидуқ.
2010-09-09
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит бүгүнки баянатида, уйғурлар бу йилқи рози һейтини хитайниң қаттиқ зәрбиси вә назарити астида өткүзүватиду, дәп көрсәтти.
2010-09-09
Мәркизи америкиниң сан франсиско шәһиридики диалог фонди җәмийити кишилик һоқуқ мәсилилири, болупму түрмидики мәһбуслар мәсилилири бойичә хитай билән йеқин диалог ичидики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң биридур.