Архип
2011-12-06
Рабийә қадир ханим уйғурларни қоллайдиған италийидики сиясий партийә гуруһлар билән “италийидә уйғур достлуқ гурупписи” қурушни нишанлап пайтәхт вашингтондин италийигә қарап йүрүп кәтти.
2011-12-06
Бу йил 11-айниң 23-күни бейҗиңдики хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитети қорусиниң алди бир мәйдан қанлиқ вәқәгә сәһнә болған.
2011-12-06
Һилларий килинтон ханим шәнбә күни җәнвәдә кишилик һоқуқ һәққидә муһим сөз қилип, кишилик һоқуқниң америкиниң ташқи сияситиниң муһим бир парчиси болидиғанлиқини тәкитлиди.
2011-12-06
Түркийидики “заман гезити” ниң хәвиридә, түркийидә 2012-йилида өткүзүлмәкчи болған хитай мәдәнийәт йили паалийәтлириниң 12-декабир күни әнқәрәдә башлинидиғанлиқи көрситилгән.
2011-12-06
Тарихтин мәлум болушичә, өткәнки әсирниң 50-йиллири хитай совет иттипақиниң иқтисадий ярдимигә таянған һалда, өз игиликини тикләшкә, йәни сотсиялистик қурулушқа қарап қәдәм ташлиған иди.
2011-12-05
12-Айниң 10-күни келидиған хәлқаралиқ инсан һәқлири күни мунасивити билән 5-декабир күни белгийиниң пайтәхти брюсселдики явропа парламентида уйғурлар һәққидә гуваһлиқ бериш йиғини өткүзүлди.
2011-12-05
Уйғур рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим башчилиқидики д у қ өмики ноябирниң ахирлири җәнвәни зиярәт қилип, б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң аз санлиқ милләтләр һәққидики йиғиниға қатнашқан иди.
2011-12-05
Хитай түрмисидә намәлум сәвәбләр билән өлүп кәткән нурул исламниң дадиси шәрбазханниң билдүрүшичә, нурул ислам өлүш алдида бир мәхпий хәт қалдурған.
2011-12-05
Дуняниң бүгүнки учур сәһипилиридә, иран даирилириниң “америкиниң учқучисиз айропилани иран қисимлири тәрипидин етип чүшүрүлди” дегән хәвириниң раст-ялғанлиқи һәққидики баянлар әң йеңи хәвәр болуп қалди.
2011-12-03
1 - Декабир күни қирғизистан пайтәхти бишкәкниң “тоқтоғул сатилғанув” намидики дөләтлик музика залида алмасбек атамбайевниң қәсәм берип қирғизистанниң президентлиқини тапшурувелиш мурасими өткүзүлди. Бу қирғизистан мустәқил болғандин кейинки 20 йил давамида һакимийәтниң биринчи қетим тинч усулда өткүзүп берилиши болуп һесаблиниду. Буниңдин бурун 2005 - вә 2010 - йиллири қирғизистанниң икки президенти һакимийәттин зорлуқ йоли билән қоғланған иди.
2011-12-02
Нәччә миңлиған хитай әрздарларниң бейҗиң шәһиридики көврүкләр астида топлишип яшиши хитай һөкүмитини бихәтәрлик нуқтисидин әндишигә салмиған; әмма 20 - 30 нәпәр уйғур әрздарниң бейҗиңниң чәт яқилирида чедир тикип кечини таңға улиши, хитайни дөләт бихәтәрлики вә җамаәт хәвпсизлики нуқтисидин әндишигә салған. Шуңа уйғур әрздарларниң чедири бу йил ичидә 3 қетим бузуветилгән. Ахирқи қетим чедири бузулуватқанда, әрздар айгүл тохти, хитай сақчини бир шапилақ урған. Буниң ақивитидә униң әрзи бирдин үчкә көпәйгән.
2011-12-02
2009 - Йили йүз бәргән 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, уйғур аптоном район даирилириниң “5 - июл вәқәси” ниң партлишида уйғур тор бекәтлири “қутратқулуқ қилди” дәп әйиблиши нәтиҗисидә, шәхсләр тәрипидин қурулған 300 дин артуқ уйғур тор бекәтлири буйруқ билән тақиветилгән иди. Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, 10 айға йеқин тақиветилгән интернет алақиси әслигә кәлгәндин кейин, һәр хил намларда шәхсләр тәрипидин йеңидин қурулған уйғур тилидики тор бекәтлири йәнила 200 дин ашқан.
2011-12-02
Натониң пакистанни бомбилиғанлиқи һәққидә, бүгүн америка билән пакистан һәр икки тәрәп тәпсилий испат елан қилди. Хитай учур вастилири өзгичә көз қараш оттуриға қойди.
2011-12-02
2011 - Йили 11 - айниң 30 - күни түркийә вақти саәт 16:00 дә мәркизи истанбулдики сәйир еф ем радиосиниң “дунядики вәзийәтлири” намлиқ программисида уйғурларниң нөвәттики вәзийити аңлитилди.
2011-12-02
Америка президенти барак обаманиң ярдәмчиси җо байдин мәхсус айропилан билән 12 - айниң 1 - күни ақшам түркийиниң пайтәхти әнқәрәгә йетип кәлди. Бүгүн яни 12 - айниң 2 - күни әтигән түркийә парламенти башлиқи җәмил чичәк әпәнди билән нашта қилған җо байдин наштидин кейин түркийә җумһурийитиниң қурғучиси тунҗи дөләт рәиси мустафа камал ататүркниң қәбриси вә хатирә сарийини зиярәт қилди.