Архип
2011-01-03
Америка авази, ню-йорк вақти қатарлиқ хәлқара ахбарат васитилириниң хәвиригә қариғанда, өткән айда векиликс тор бетидә хитайниң оттура асияға қаратқан иқтисадий селинмини ашуруватқанлиқи баян қилинған.
2011-01-03
Өзбекистан муһаҗир уйғурларниң нопуси нисбәтән көп болған дөләтләрдин биридур. Униң үстигә өзбекистанниң пәрғанә вадиси өткән әсирниң башлирида муһаҗирәттики шәрқи түркистан азадлиқ һәрикитиниң мәркәзлиридин бири болған. Шуңа, совет иттипақи парчиланғандин кейин, хитай һөкүмити өзбекистан билән мунасивитини яхшилап, өзбекистандики уйғурларни тизгинләшниң йолини тутқан.
2011-01-03
Түркийә бүйүк бирлик партийиси баш катипи мустафа дәстичи билән бүйүк бирлик партийиси муавин башлиқи метин гүндоғду партийә мәркизидә хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханиси сиясий ишлар мудири шяв җүнҗең башчилиқидики һәйәтни қобул қилди.
2011-01-03
Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийисиниң уюштуруши билән 2011 - йили 1 - айниң 1 - күни, истанбулдики баби аләм хәлқаралиқ оқуғучилар уюшмисиниң йиғин залида, уйғур академийә қурулғанлиқиниң бир йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
2011-01-03
“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийидә яшаватқан уйғур қериндашларниң миллий вә диний қаидә-йосунлириға алақидар еһтияҗлирини қамдап келиватқан болуп, бу қетимму, мунасивәтлик баянлардин кейин, муңлуқ қираәт билән вәтән ичи-сертида вапат болуп кәткән қериндашларниң һазисиға тәсәлли бәрди вә дуа-тәкбирлири билән рәсмийәтлик йосунлирини бәҗа кәлтүрди.
2011-01-03
Хитай иқтисади җәһәттин баш көтүргәндин кейин, дуняда хитай һәққидики әндишиләрму көпәйди. У японийиниң дунядики иккинчи чоң иқтисадий дөләтлик орнини игилигәндин кейин, хитай америкиниң биринчи чоң иқтисади дөләтлик орнини қолға кәлтүрәләмду? америкиниң дуняниң сақчисилиқ орнини тартип елиши вә униң билән дуняниң һөкүмранлиқини талишип тоқунушуши мумкинму? дегәнгә охшаш талаш -тартишлар оттуриға чиқти вә бу һәқтә көплигән китаблар, мақалиләр йезилди.
2011-01-03
1931- Йили уйғур елидә башланған миллий инқилаб мәғлуп болғандин кейин, уйғур инқилабчилар ана юртини ташлап дуняниң һәр қайси җайлириға һиҗрәт қилишқа мәҗбур болған икән. Қасимҗан һаҗим хотәнийму шуларниң бири иди.