Архип
2011-12-21
Хитай әлчиханисиниң түркийидә оқуватқан уйғур оқуғучиларға оқуш мукапат пули билән оқуш ярдәм пули тарқитиватқанлиқ хәвири түркийидики уйғурлар арисида қаттиқ ғулғула пәйда қилған иди.
2011-12-20
Мисирлиқлар 25-январ намайишиниң ғәлибиси билән 30 йиллиқ мубарәк һакимийитини ағдуруп ташлиған болсиму, әскәрниң һакимийитидин қутулуп болғини йоқ.
2011-12-20
Тонулған әркинлик күрәшчиси васлав хавелниң вапатти дунядики барлиқ тинчлиқ сөйәрләрни қаттиқ қайғуға салған бир пәйттә, шималий корийиниң дектатор лидири ким җуңелниң вапат болғанлиқи елан қилинди.
2011-12-20
2 Йилдин бери истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити истратегийә мутәхәссислирини алаһидә тәклип қилип, истратегийә һәққидә лексийә бериш йиғини өткүзүп кәлмәктә.
2011-12-20
Вукәндики қаршилиқниң шоари өзгәрди. 1989-Йилидики тйәнәнмин вәқәсидин кейин, тунҗи қетим хитайни сиясий түзүлмини өзгәртишкә чақирған намайишқа айланди.
2011-12-20
18-Декабир йәкшәнбә күни голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң 6 нәпәр һәйәттин тәшкилләнгән бир гуруппа әзалири сиясий панаһлиқ тилигүчиләрдин һал сориди.
2011-12-20
2011-Йили 19-декабир күни сәуди әрәбистаниниң пайтәхти рияд шәһиридә әрәб қолтуқи дөләтлири һәмкарлиқ кеңишиниң 32-нөвәтлик чоң йиғини чақирилди. Йиғинға 30дин көпрәк министир иштирак қилди.
2011-12-19
Хитайниң гуаңдуң өлкисиниң деңиз саһилидики вукән кәнти аһалисиниң һөкүмәткә қарши елип бериватқан наразилиқ һәрикити хәлқара ахбарат васитилири вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққитини қозғиди.
2011-12-19
Хитайда барлиқ ахбарат васитилири хитай коммунист һөкүмити үчүн хизмәт қилиду, бу нуқтидин ейтқанда хитайдики ахбарат саһәси болса хитай коммунист партийисиниң кишиләрниң идийисини өзгәртиш вә бойсундуруштики тәшвиқат қорали.
2011-12-19
Хитай компартийисиниң юқири дәриҗилик әмәлдари җу вейчүн уйғур вә тибәт районидики кадирларниң динға ишинишиниң динни қорал қиливалған бөлгүнчиләргә зәрбә беришқа тосқунлуқ қилидиғанлиқини агаһландурди.
2011-12-19
Шәрқий түркистан вәхпиниң уюштуруши билән 1995-йили 12-айниң 17-күни вапат болған шәрқий түркистан давасиниң байрақдарлиридин бири мәрһум әйса йүсүп алиптекинни хатириләш мурасими өткүзүлди.
2011-12-18
“түркийидә хитай мәдәнийәт йили” елан қилинип 2012 - йили йеқинлап келиватқан бу күнләрдә, түркийиниң һәр қайси җайлиридики аммиви тәшкилатлар, университет оқуғучилар уюшмилирида, шәрқий түркистан мәсилисигә көңүл бөлүш вә қизиқиш күчйиватиду.
2011-12-18
17 - Декабир норвегийә уйғур комитети йиллиқ хизмәт хуласә йиғини өткүзди. Йиғинға тәшкилат рәһбәрлири,һәйәт әзалири вә актиплар қатнашти.
2011-12-16
Йеқинда америкида чиқидиған “өлчәм” һәптилик журнилида уйғурларниң вәзийити, болупму уйғур елидики сиясий мәһбусларниң хитайдики орган тиҗаритиниң муһим мәнбәсигә айландурулғанлиқи һәққидә муһим учурлар берилгән. Аптор, хитай һөкүмитини уйғур елини сиясий җинайәтчиләрниң ички әзалиридин “мол һосул алидиған” базисиға айландурувалди, дәп тәсвирлигән.
2011-12-16
Үрүмчи полат завутиниң иштин бошитилған ишчиси гүлҗәннәт, түнүгүн бейҗиңға әрз үчүн 7 - қетим йетип кәлди. У бейҗиң шәһәр ичидики меһманханилардин ятақ алалмиғандин кейин, бейҗиңниң чәт җайлириға берип өй киралимақчи болған.