Архип
2011-01-25
Бейҗиңда туруватқан уйғур әрздарлар хитай һөкүмити үстидин шикайәт қилиш үчүн 2 һәптиниң алдида б д т ишханиси алдиға топланған вә 100 дин артуқ сақчи уларниң алдини зораванлиқ билән тосқан вә тарқитивәткән иди.
2011-01-25
Уйғурлар қоллирида таҗикистан хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгән 3 уйғур билән хитай дөләт рәиси ху җинтав вә таҗикистан дөләт башлиқиниң һәҗвий рәсимлирини көтүрүвалған һалда намайиш қилди.
2011-01-25
Өткән һәптә күйтун тор бекитидә, хитай өлкилиридин уйғур аптоном районидики биңтуәнләргә йеңидин келиватқан хитай көчмәнлириниң зиядә көплүки һәм сапасиниң төвәнлики һәққидики мақалә бесилған.
2011-01-25
Канаданиң хитай билән болған мунасивәттә йолуққан мәсилилири вә дәрдлири америка вә башқа ғәрб дөләтлириниң хитай билән болған мунасивәтлиридә дуч кәлгән мәсилилиригә охшишип кетиду.
2011-01-25
2011-Йили 1-айниң 22-күни түрк дуняси тәтқиқат вәхпиниң уюштуруши билән истанбул университети явруасия институтида "навайи дәвридики түрк тарихи вә навайиниң түркчиси" намлиқ йиғин өткүзүлди.
2011-01-24
Дуня уйғур қурултийиниң явропа зияритигә кәлгән рәһбири һәйити 20-январ голландийә парламентида вә голландийә диянәт мәркизидә болған иди. 21-январ болса амистердамниң слотердәйктики бир мәрикә залида 200 дин артуқ уйғурлар билән җәм болди.
2011-01-24
Хитай хәвәр агентлиқлириниң хәвәр қилишичә, 2010-йили уйғур елидин қезивелинған алтун 10.517 Тонниға йәткән.
2011-01-24
20 -январ күни башланған, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң явропа зиярити, түнүгүн вә бүгүн йәни 23 - вә 24 -январ күнлири франсийидә давамлашти.
2011-01-24
Үрүмчидә университетқа юқири нәтиҗә билән қобул қилинған бир қиз, 5-июл күни йүз бәргән вәқәләрни вә өзиниң икки қетим қамап қоюлғанлиқини билдүрди.
2011-01-24
2011-Йили 1-айниң 22-күни мәзлум дәр исми билән тонулған 'мәзлумлар вә инсан һәқлири үчүн һәмкарлиқ җәмийитиниң истанбул шөбисидә, таҗикистанда тутулған түркийә пуқраси 3 уйғур һәққидә бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди.
2011-01-24
Германийә долқунлири радиосиниң 1-айниң 24-күнидики "хитайдики һөкүмәтсиз тәшкилатлар тосалғулар ичидә зораймақта" намлиқ хәвириниң асаси қисмида бейҗиңда яшаватқан уйғурларниң мүшкүлати тәсвирләнгән.
2011-01-24
Муһәммәд әмин ислами бир өмүр уйғур миллити үчүн җан дили билән ишләп өтти. Кесәллик яки яшинип қалғанлиқи уни бу улуғвар хизмитидин бир күнму тосуп қалалмиди.
2011-01-21
Түнүгүн түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити 3 нәпәр уйғур тиҗарәтчиниң таҗикистанда тутқун қилинғанлиқи вәқәсини ахбаратқа ашкарилиған иди.
2011-01-21
20-январ голландийә айродромида техи қуяш көтүрүлмәстила қоллириға көк байрақ вә дәстә-дәстә гүл көтүрүвалған бир топ уйғурлар дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимни қизғин күтүвалди.
2011-01-21
Қирғизистандики уйғурларниң аммиви тәшкилати болған қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийити һәйәт әзалири йиғини чақирип, бу йил ахирида өткүзүлидиған җәмийәт қурултийиниң тәйярлиқ хизмәтлирини музакирә қилди.