Архип
2011-04-12
2011-Йили 4-айниң 9-күни түрк дуняси тәтқиқат фондиниң уюштуруши билән истанбулдики явро-асия институтниң йиғин залида “түрк дунясида муһит мәсилиси” намлиқ йиғин өткүзүлди.
2011-04-11
Хитай дөләт бихәтәрлик тармақлири бейҗиңдики уйғур әрздарларни муқимсизлиқ амили дәп қарап, йеқиндин бери уларға тутқун қилиш вә тарқақлаштуруш шәклидә җазалаш тәдбирлирини қолланмақта иди.
2011-04-11
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң 35-қетимлиқ кишилик һоқуқ доклатида хитайда 2010-йил ичидә йүз бәргән кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидә тәпсилий мәлумат берилгән.
2011-04-11
Америка һәр йили кишилик һоқуқ доклати елан қилип, хитай кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидлисә, әтиси хитай америка кишилик һоқуқ доклати елан қилип америкини тәнқидләшни бир адәткә айландурувалди.
2011-04-11
Университетларда бу йил 4-майни хатириләш паалийитиниң чәклиниши, хитай һөкүмитиниң хитайда давамлишиватқан ясимән гүли һәрикити вә башқа аммиви йиғилишлардин әнсирәватқанлиқи сәвәбидин болған.
2011-04-11
Австралийиниң аделайт шәһиридә, австралийидики иштин сиртқи путбол командилириниң өз-ара мусабиқиси башланған болуп, шәрқий түркистан путбол командиси 1-қетимлиқ мусабиқисидә 9 да 0 нәтиҗә билән қарши командини йәңгән.
2011-04-11
Қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийитиниң 7-нөвәтлик қурултийи 9-апрел күни бишкәк шәһиридики чеңғиз айтиматов намидики тиятирханиниң чоң залида тәнтәнилик өткүзүлди.
2011-04-08
Америка дөләт ишлири министирлиқи йиллиқ кишилик һоқуқ доклатниң хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитигә даир қисмида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилириму алаһидә тилға елинған.
2011-04-08
Түнүгүн бейҗиң шәһәрлик һөкүмәт елан чиқирип, бу йилдин башлап хәлқ тәрипидин қурулидиған иҗтимаий тәшкилатларниң тизимлитиш рәсмийити аддилаштурулидиғанлиқини уқтурди.
2011-04-08
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим испанийидә елип барған зияритини ахирлаштуруп америкиға қарап учқан.
2011-04-08
Җәнубий австралийиниң мәркизи аделайд шәһиридики штатлиқ көчмәнләр музейида уйғурлар һәққидә мәхсус көргәзмә ечилидиғанлиқи мәлум.
2011-04-08
Мисир хәлқи 2011-йили 25-январ күни мисир рәиси муһәммәд һөсни мубарәкниң тәхттин чүшүшини тәләп қилип кәң көләмлик намайиш қилишни башливәткән вә 11-феврал күни мубарәкни тәхттин чүшүргән иди.
2011-04-07
Хитай компартийә һакимийити һөкүмәтниң контроллуқи сиртидики барлиқ диний паалийәт вә диний гуруһларни җәмийәттики муқимлиқиға зиянлиқ амиллар, дәп қарап бастуруп кәлгән иди.
2011-04-07
Шинхуа агентлиқиниң 7-апрелдики хәвиридә, бундин кейин үрүмчидики көчмә нопусларниң үрүмчидики муқим нопусларға охшашла һәр хил иҗтимаий капаләтләрдин ортақ бәһримән болидиғанлиқи көрситилди.
2011-04-07
Японийиниң мудапиә вәзирлики бүгүн хитайниң һәрбий тәһдити һәққидә бир тәһлил елан қилип, әтраптики қошна дөләтләрни хитайниң кеңәймичиликигә бирликтә тақабил турушқа чақирди.