Архип
2012-12-31
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим 2012-йилиниң ахирлишип, 2013-йилини күтүвелиш мунасивити билән пүтүн уйғур хәлқини йеңи йил билән тәбриклиди һәмдә өзиниң йеңи бир йилдики үмид-арзулирини ипадә қилди.
2012-12-31
Узун йиллардин буян дуня уйғур қурултийиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики хизмәтлиригә мәсул болуп кәлгән долқун әйса әпәнди 2013-йилиниң шәрқий түркистан дәвасиниң йеңи бир йили болидиғанлиқини билдүрди.
2012-12-31
Уйғур мәдәнийәт тарихидики өлмәс абидә “қутадғу билик” ниң авазлиқ нусхисиниң йеқинда рәсмий нәшр қилинип тарқитилиши уйғур аптоном районидики илим саһәсидикиләр арисида зор тәсир пәйда қилған.
2012-12-31
Японийә деңиз қоғдаш әтрити японийиниң якушима арилиға 180 километир келидиған японийә деңиз тәвәликидин “миңша йүйүн 05307” исимлик, 200 тоннилиқ белиқчилар кемисини 9 нәпәр белиқчи билән тутқан.
2012-12-28
Йеқинда байқалған ғайиплардин бири алимҗан бәкри. Мәлум болушичә, у 5 - июл күнидики намайишта, сәпниң алдида маңғанлардин бири, у шу күни кәчтин етибарән из - дерәксиз ғайип. Бүгүнки програмимизда алимҗан бәкриниң кимлики вә ғайип болуш җәряни һәққидә мәлумат бәргәндин кейин, үрумчидики алақидар мәсул хадимларниң бирқисим ғайиплар аилә - тавабиатлириға бәргән йеңи җаваблири һәққидә мәлумат беримиз.
2012-12-28
Уйғур тәтқиқатчилири 1988 - йили қәдимки уйғур йезиқидики “майтири симит” намлиқ будда драмисини һазирқи заман уйғур тилида нәшр қилип, уйғур мәдәнийәт тәтқиқатидики зор бошлуқни толдурған.
2012-12-28
12 - Айниң 26 - күни хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиханисиниң баш мәслиһәтчиси вий шявниң вә “түркийә хитай достлуқ фонди” башлиқи һасан чапан, аталмиш шинҗаң уйғур аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити тәрипидин тәсис қилинған чәтәлдә оқуватқан шинҗаңлиқ оқуғучиларға айрилған оқуш ярдәм пулини оқуғучиларға тарқитип бәрди.
2012-12-28
Һәр қандақ бир хәлқниң миллий кимликиниң мәвҗут болуп турушида, болупму миллий маарипниң алаһидә рол ойнайдиғанлиқи, ана тилидики мәктәплири болмиған хәлқниң аң - сәвийисиниң төвән болидиғанлиқи, мәдәнийитиниң, өрп - адәтлириниң чүшкүнлүккә учрайдиғанлиқи яхши мәлумдур.
2012-12-28
Японийә косайдо нәшрияти тәрипидин колликтип түзүлгән “хитайдики әмәлдарлар дәстури” намлиқ китабта хитайдики йеңи һакимийәт бешиға чиққан ши җиңпиң башлиқ хитайдики әмәлдарларниң тәрҗимиһали, әмәлдарлиққа еришишидики сиясий арқа көрүнүши тоғрисида тәпсилий мәлуматлар берилгән.
2012-12-28
Қазақстан һөкүмити 27 - декабирни матәм күни дәп елан қилди. 25 - Декабир күни қазақстан чегра мудапиә қисимлириға аит бир һәрбий транспорт айропилани чемкәнт әтрапидики сайрам йезиси йениға чүшүп партлап кәткән.
2012-12-27
Биз өткән һәптдики программизида 5 - июл ғайиплиридин мәмәт баратниң аниси судиханниң үрүмчи алтунбулақтики өйидин сақчиларниң бесими билән һәйдәлгәнлики вә судихан аилисиниң алтунбулақтики бир меһманханида күн өткүзиватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ. Бүгүн мухбиримиз судиханни өйидин көчүрүш вәзиписини иҗра қилған сақчи хадимини зиярәт қилди. Сақчи хадими судиханни өйидин көчүшкә мәҗбурлиғанлиқини инкар қилған болсиму, әмма, уни балисини издәштин тосуватқанлиқини йошурмиди.
2012-12-27
Түркийә қанал7 телевизийиниң “дияр, дияр” программисида уйғурларниң мәдәнийәт, өрп - адәтлири вә тамақлири тонуштурулди.
2012-12-27
Түркийә, хитай мунасивити 41 йиллиқ тарихқа игә болуп, кейинки йилларда барғансери күчәймәктә. Мутәхәссисләр түрк, хитай мунасивитиниң күчийишигә әгишип шәрқий түркистан мәсилисиниң икки дөләт оттурисидики муһим сиясий мәсилиниң биригә айланғанлиқини илгири сүрмәктә.
2012-12-27
Уйғур хәлқиниң 1944 - , 1949 - йиллардики миллий азадлиқ инқилабида өз һаятини тәқдим қилған қәһриман қиз ризвангүлниң образи язғучи зунун қадирниң “шәпқәт һәмширәси” намлиқ һекайиси билән композитор қуддус ғоҗамярофниң “ризвангүл” симфонийиси арқилиқ хәлқ қәлбидин чоңқур орун алған.
2012-12-27
Японийә өзини қоғдаш һава армийисиниң сабиқ баш қомандани тошио тамогами йеқинда өз намида нәшр қилинидиған журналда “диний етиқади болмиған хитайниң уйғур, тибәт вә японларниң диниға қарши туруши” дегән сәрләвһилик мақалисини елан қилған.