Архип
2012-12-12
Сүрийә кризиси әң узун давам қилған вә аң көп бәдәл төләнгән бир кризис болуп қалди. Тәһлилчиләргә көрә, сүрийидики урушлар сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдниң тәрәпдарлири билән хәлқ оттурисидики күч синишиш урушиға охшап давам қилмақта икән.
2012-12-11
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бүгүн хотән оттура сот мәһкимиси, бу йил 29-июн йүз бәргәнлики илгири сүрүлгән айропилан булашқа урунуш вәқәсигә четишлиқ 3 нәпәр уйғурни өлүмгә һөкүм қилған.
2012-12-11
Бүгүн мәркизи нюйорктики хәлқара мухбирларни қоғдаш комитети доклат елан қилип, дуня миқясида түрмигә ташланған мухбирлар санида артиш болғанлиқини, җүмлидин бир қисим дөләтләрдә инсанларниң пикир әркинликиниң наһайити еғир дәриҗидә боғулуватқанлиқини билдүрди.
2012-12-11
"тибәтләр билән уйғурлар учраватқан зулум охшаш, бизниң дүшминимиз бир шундақла дәрдимизму бир!..."
2012-12-11
Қирғизистан йеқинда б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң рәсмий әзалиқиға қобул қилинди. Кишилик һоқуқ кеңиши келәр йили 5-айдики йиғинида қирғизистанниң кишилик һоқуқ вәзийитини көрүп чиқиду.
2012-12-11
Хитай язғучиси мо йән стокһолим шәһириниң мәркизигә җайлашқан сәнәт сарийида шветсийә падишаһи карил гостав 16ниң қолидин нобел мукапати гуваһнамисини тапшуруп еливатқан бир пәйттә, сәргәрдан хитай шаири ляв йиву сәнәт сарийиниң алдида ялиңач намайиш қилип наразилиқини билдүргән.
2012-12-11
Йеқинда америка президенти барак обаманиң асияға қаратқан дөләт зиярити шундақла бу җәрянда бирмида тохтап, бирма янгон университетида нутуқ сөзләп бирма хәлқини демократийилишишкә чақириши, бирма һәрбий һакимийити билән қоюқ мунасивәт орнатқан хитайни қаттиқ биарам қилған.
2012-12-11
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза 193 дөләтниң үчтин икки қисминиң аваз бериши билән пәләстинниң дөләтлик орни бекитилгәнлики тоғрисидики хәвәр дуняға тарқилип, нурғунлиған дөләтләрни зилзилигә салди.
2012-12-10
9-Декабир хәлқара парихорлуққа қарши туруш күнидә, ху җя қатарлиқ хитай зиялийлири, имза топлаш паалийити елип берип, министирдин юқири дәриҗилик 205 нәпәр хитай әмәлдарини өзи, аилә тавабиатлири вә уруқ-туғқанлириниң мал-мүлкини ашкарилашқа чақирди.
2012-12-10
10-Декабир күни дуня кишилик һоқуқ күни шундақла хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамиси қобул қилинған күн. Дуня уйғур қурултийи бу мунасивәт билән 10-декабир кишилик һоқуқ күнидә германийиниң мюнхен шәһиридә намайиш уюштурди.
2012-12-10
Дуня инсан һәқлири күни мунасивити билән 10-декабир алмата шәһири кафеханилириниң биридә юрт-җамаәтчиликниң уюштурушида хатириләш паалийити өткүзүлүп, униңға шәһәр вә униң әтрапидики йезиларда истиқамәт қиливатқан уйғурлар қатнашти.
2012-12-10
Ванкувердики бир қисим уйғурлар тибәт тәшкилатлири билән бирлишип, бүгүн йәни 12-айниң 10 күни инсан һәқлири күнидә, хитай консули алдида намайиш өткүзди.
2012-12-10
Шветсийә ахбаратлириниң ашкарилишичә, һазир шветсийидә 15 дөләтниң ишпийонлири һәрикәт қиливатқан болуп, хитай шветсийидә ишпийонлуқ билән шуғуллиниватқан дөләтләр ичидә русийидин қалса алдинқи орунда туридикән.
2012-12-10
Хәлқаралиқ "инсан һәқлири хитабнамиси" ниң елан қилинғиниға 64 йил болған бүгүнки күндә түркийиниң пайтәхти әнқәрәдә уйғур мәсилиси йәнә бир қетим күнтәртипкә кәлди.
2012-12-07
Инкаслардин мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин бери хитай даирилири уйғур елида уйғурлардин сақчи қобул қилишта униң мәдәнийәт сәвийиси билән қилчә һесаблашмастин, пәқәт униң зораванлиқ қилиш вә өз хәлқиғә йүзсизлик қилиш қабилийитинила асаси өлчәм қилмақта.