Хәлқи аләмниң сүкүт қилиши вә казафийниң вәһшилики
2011.03.16
Ливийидә чиққан тинчлиқ намайиши қораллиқ урушқа айланғиниға бир қанчә һәптә болуп қалди. Намайишчилар дәсләптә арқа-арқидин ғәлибигә еришкән вә ливийиниң көп җайлирини казафий һакимийитидин қутқузуп өзлириниң “миллий комитет” ини қурған иди. Кейинчә әһвал бирдинла өзгирип казафий қошунлири намайишчилар игилигән районлардин бир қанчисини қайтуруп елишқа башлап, бүгүн әҗдабийә дегән районни қайтуруп алди вә һазирғичә казафийниң башқурушида болуп келиватқан ливийә дөләт телевизийисидә казафийниң ғәлибиси қутланди.
Тәһлилчиләр мисирда мубарәкниң төмүр қорғинини 18 күн ичидә өрүп ташлиған бу намайиш долқуниниң ливийигә кәлгәндә бунчилик созулуп кетиватқанлиқидин һәйранлиқ һес қилишмақта вә чоң дөләтләрниң, һеч болмиғанда әрәб дөләтлириниң ливийидә казафийниң оқиға тутулуватқан чарисиз хәлқни қутқузуш үчүн һеч иш қилмайватқанлиқидин ечиниватқанлиқини сөзләшмәктә.
Ливийә хәлқи налә қилмақта
Ливийиниң сабиқ баш министири ибни һелим қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилиға дубәй шәһиридики қараргаһидин 2011-йили 15-март күни бәргән баянатида, америка, әнглийә қатарлиқ чоң дөләтләрни ливийә ишиға тиздин арилишишқа чақирди. У мундақ деди: “мән һәрқандақ бир дөләткә маламәт қилмаймән, пәқәт уларни ливийидики чарисиз хәлқни казафийниң вәһшийләрчә қирип йоқ қилишидин қутқузушини сораймән. Мән растинила һәйран қеливатимән. Күндә онларчә, һәтта йүзләрчә хәлқ казафийниң оқи билән өлүп кетиватиду, намайишчиларниң казафийға тәң келәлигүдәк қорал күчи йоқ. Буни һәммә яхши билиду. Дуняға һөкүм қилалайдиған чоң дөләтләрниң ливийә ишиға арилишиш мәсилисидә иккилинип туруватқанлиқиға һәйран болуватимән. Мән хәлқарадики чоң дөләтләрдин, хусусән рәис обамадин өтүнимәнки, ливийә хәлқини казафийниң өлтүрүп йоқ қилишидин қутқузуңлар. Әгәр шундақ қилсаңлар әң тоғра қарарни алған болисиләр. Силәрму бу ишта һәргиз зиян тартмайсиләр. Силәр чоң таллаш алдида туруватисиләр. Ливийә хәлқини қутқузуш әң яхши таллишиңлар болиду.”
Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң түнүгүнки хәвиригә асасланғанда, хәлқарадики чоң дөләтләр ливийә ишиға арилишиш яки арилашмаслиқ мәсилисидә һәрхил көз қарашта икән. Әнглийә тиздин һәрбий йүрүш қилип ливийә хәлқини казафийниң қәтлиамидин қутқузушниң зөрүрлүкини сөзлисә, германийигә охшаш бәзи дөләтләр ливийә ишиға арилашмаслиқ, һәрбий йүрүш қилмаслиқ тәрәпдари икән. Әмма әрәб дөләтлириниң һәммиси чәт дөләтләрниң ливийиниң ички ишиға арилишишини яқтурмайдикән. Әрәбләр өзлириниң бу мәвқәсини һазирғичә сөзләп кәлмәктә. Ливийә мәсилисидә хәлқарадики нопузлуқ дөләтләрниң көз қарашлири бир йәргә кәлмигәнлики казафий үчүн хизмәт қилмақта. Чүнки казафий хәлқи аләмниң сүкүт қиливатқанлиқидин пайдилинип қәтлиамини давам қилдурмақта вә намайишчилар игиләп болған районларниму қайтуруп алмақта.