Маракәштә 4 - нөвәтлик “сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини” чақирилди

Тунистин башланған әрәб баһари сүрийигә келип тохтап қалғандин кейин, сүрийә хәлқиниң вәзийити күндин - күнгә яманлишишқа башлиған иди.
Ихтияри мухбиримиз өмәрҗан
2012.12.14
suriyening-dostliri-2012-305.png 2012 - Йили 12 - айниң 12 - күни маракәш пайтәхтидә чақирилған“сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини”ға қатнашқучилар
AFP


Әрәб баһариниң сәпирини давамлаштуруш вә сүрийә хәлқини әсәд диктатурлиқидин қутулдуруш мәқсити билән көплигән әрәб вә ислам дөләтлири бирлишип“сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини” дегән темида бир қанчә қетим чоң йиғинларни чақирип сүрийә кризисини һәл қилишниң йоллири үстидә издинишкә башлиған иди.

“сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини” биринчи қетим 70тин көпрәк дөләтниң иштираки билән 2012 - йили24 - феврал күни туниста, иккинчи қетимқи йиғини 60 тин көпрәк дөләтниң иштираки билән 2012 - йили2 - април күни истанбулда, үчинчи қетимлиқ йиғини 2012 - йили 24 - май күни 107 дөләтниң иштираки билән парижда чақирилған иди. Әмди2012 - йили12 - айниң12 - күни маракәш пайтәхтидә “сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини”ниң 4 - қетимлиқ олтуруши башланған. Бу йиғинға 100дин көпрәк дөләтниң ташқи ишлар министири иштирак қилған.

“әл җәзирә” телевизийә қанилиниң хәвири

2012 - Йили12 - айниң12 - күни чаршәнбә маракәш пайтәхтидә чақирилған“сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини”ниң җәряни қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилида нәқ мәйдандин көрситилди. Йиғинға әрәб вә ислам мәмликәтлириниң, шундақла ғәрб мәмликәтлириниң ташқи ишлар министирлиридин 100дин артуқ киши иштирак қилған. Пәқәт америка қошма штатлириниң ташқи ишлар министири һиллари клинтон өзи биваситә иштирак қилалмиған болуп, униң ярдәмчиси қатнашқан.

“сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини”ниң ечилиш нутқини тунис дөлитиниң ташқи ишлар министири рәфиқ абдуссалам сөзлигән болуп, шуниңдин кейин йиғин қатнашқучилириниң һәрбири өз дөлитиниң сүрийә мәслиси һәққидики мәвқәсини оттуриға қойған. Америка қошма штатлири ташқи ишлар министириниң ярдәмчиси нутқида, америкиниң сүрийидә қурулған миллий комитетни етирап қилидиғанлиқини, сүрийә хәлқиниң бир күн болсиму бурунрақ әсәд диктаторлиқидин қутулушиға тиләкдаш икәнликини билдүрди.

Йиғинниң ечилиш нутқи

Йиғинниң ечилиш нутқини сөзлигән рәфиқ абдуссалам мундақ деди:“бизни бу йәргә чақирип йиғин ечишқа сәвәб болған амил сүрийә хәлқиниң ечинишлиқ вәзийити вә у җайдики инсаний кризистур. Чүнки сүрийә диктаториниң тинчлиқ билән башланған хәлқ намайишини әскири һәрикәт билән бир тәрәп қилиш йолини тутуши сәвәблик, сүрийә хәлқиниң қанға боялғанлиқи, һөкүмәтниң өлтүрүш, көйдүрүш вә қийнашни қанун қиливалғанлиқи кризисни бу қәдәр чоңайтивәткән. Мәлумки, һечқандақ бир залим һакимийәт ағдурулмай қалмайду, һечбир залим ахириғичә давам қилалмайду. Әсәдниң тәхттин чүшидиған вақти аз қалди. Биз әсәдттин кейинки сүрийә үчүн бу йәрдә олтуруватимиз.”

Йиғинниң мәқсити

“әл җәзирә” теливизийә қанилиниң хәвиригә асасланғанда, маракәштә чақирилған4 - нөвәтлик “сүрийә достлириниң хәлқаралиқ йиғини”ниң асаслиқ ғайиси сүрийиниң бәшшар әл әсәд вә униң һакимийити тәхттин чүшүрүлгәндин кейинки вәзийити һәққидә баш қатуруштин ибарәт икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.