Сүрийә һакимийитиниң вәһшийлики вә улуғ җүмә намайиши
2011.05.30
Сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдниң хәлқара җинайи ишлар мәһкимисидә җазалинишини тәләп қилидиған авазлар дуняниң һәр җайлирида яңрашқа башлиди.
Шу вәзийәттә бүгүн 27-май җүмә күни сүрийиниң қамушли, һәмс, дәра қатарлиқ бир қанчә шәһиридә он миңларчә киши чоң көләмлик намайишини давам қилдурди вә бу җүмә күнини “вәтән қоғдиғучилар күни” дәп аташти.
Қатарниң“әл җәзирә” телевизийә қанилиниң 27-май җүмә күнидики хәвиридә, сүрийә сақчилириниң намайишчи хәлқни қандақ қийнап өлтүргән вәһшийликлири әкс әткән рәсимләрни көрсәткән болуп, сүрийидә намайиш партлиғандин бири һазирғичә тутқун қилинған он миңдин артуқ сүрийиликниң нурғунлири шундақ вәһший қийнашларға учриғанлиқини, уларниң ичидин қийнаш җәрянида өлгәнләрниңму аз әмәсликини, уларниң җәсәтлирини чүшүргән рәсимләр билән көрсәтти.
Мундин бир қанчә күн илгири сүрийиниң ливан чеграсиға йеқин бир йеридә тутулған намайишчилар билән бир қатарда қолға елинған 13 яшлиқ вәлид исимлик бир балиниң икки биқиниға йеқиндин оқ етилған, пут-қоллири чеқиветилгән, җинсий оргини кесип ташливетилгән вә йүзи билән мәйдиси қима-чима қиливетилгән қорқунчлуқ җәсити сүрийә һакимийитиниң инсан қелипидин чиққан вәһшийликини дуняға тонутти һәтта “әл җәзирә” телевизийә қанилида көрситилгән бу ечинишлиқ рәсимләр шу программини сунғучини йиғлитивәтти.
Әмма сүрийә сақчилириниң намайишчи хәлқни оққа тутуп өлтүргәнлири буниң сиртида болуп, һәр күнлүки нәқ мәйданда етип өлтүрүлгәнләрниң омуми сани казафий яндашлириниң топ зәмбирәклири билән өлтүрүлгән ливийиликләрниң санидин ешип кәткәнлики сөзләнмәктә.
“вәтән қоғдиғучилар күни” намайиши
Сүрийилик намайишчилардин сәрһәбун муһәммәд исимлик бири сүрийиниң қамушли шәһиридин қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанилиға бәргән баянатида мундақ деди:
-Бүгүн җүмә намизидин кейинла намайишқа атлинип чиқтуқ вә бу җүмәдики намайишимизни “вәтән қоғдиғучилар күни” дәп атидуқ. Намайишчиларниң арисиға суқунуп киривалған пуқрачә кийингән сақчилар йәнила һәр хил усуллири билән адәм тутушни давам қилмақта. Сүрийә армийисиниң хәлқ тәрәптә турушини көп қетим тәләп қилдуқ. Әмма улардин һечқандақ бир иҗабий сада чиқмиди. Биз бу җүмәни “вәтән қоғдиғучилар күни” дәп атишимизда сүрийә армийисини көздә тутқанмиз. Чүнки сүрийә армийиси вәтәнни ташқи күчләрниң һуҗумидин қоғдиғучилар болғинидәк, намайишчи хәлқни бәшшар әл әсәдниң қәтлиамидин, вәһший қийнашлиридин қоғдиши лазимлиқини әскәртиш вә уларни ойғитишни мәқсәт қилдуқ. Чүнки сүрийә армийиси хәлқниң балилири. Уларниң хәлқ тәрәптә турмастин мустәбит һакимийәтни қоллап өз хәлқини қирип ташлиши өзлирини қирип ташлиғанлиқи һесаблиниду. Шуңа биз армийимизниң һимайисини қолға кәлтүрүш йолида бүгүнки намайишни орунлаштурдуқ. Сүрийиниң һәр қайси җайлиридики намайишларниң һәммиси бу мәқсәтни көзлимәктә.