Сүрийидә “һакимийәткә хатимә бериш җүмәси” намайиши

Бүгүн 2011-йили 24-июн җүмә күни җүмә намизидин кейин, сүрийиниң һәр қайси шәһәрлиридә омумйүзлүк чоң намайиш көтүрүлди.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2011.06.24
suriye-namayish-305.jpg Сүрийидә һөкүмәткә қарши намайиш давамлашмақта. 2011-Йили 3-май.
AFP

Һәр қайси шәһәрләрдики намайишчилар бирдәк иттипақлишип, бүгүнки намайишни һәл қилғуч намайиш дәп қарар қилған вә бу күнни “әсәд һакимийитигә хатимә бериш җүмәси” дәп атиған.

Тәһлилчиләргә көрә, сүрийә һакимийити намайишчи хәлқни бастуруш ишида йеңилгәндин кейин, худини йоқатқан болуп, өлтүрүш вә тутқун қилиштин башқа йолни таллиялмиған. Йәнә бир тәрәптин сүрийә армийисиниң оққа түтишидин қечип түркийигә өтүп кәтмәкчи болған сүрийиликләрни сүрийә армийиси арқидин қоғлап йоқатмақчи болған, һәтта сүрийә армийиси түркийә чеграсиға 15 километир қалған җайларғичә илгириләп берип, сүрийидин түркийигә өтүп панаһланмақчи болғанларни қоғлиған. Бу вәзийәт түркийә тәрәпни ғәзәпләндүргән.

Америка дөләт ишлири министири һилари клинтон сүрийә армийисиниң түркийә чеграсиға қарап илгирилишини икки дөләт оттурисида чегра урушиға сәвәб бөлиши мумкин дәп агаһландурған.

Хәвәрләргә көрә, явропа иттипақи сүрийә мәсилиси тоғрулуқ мәхсус йиғин чақирған. Бир тәрәптин сүрийә һөкүмити түркийидә панаһланған сүрийиликләрни қайтуруп келиш үчүн уларға вәкилләр гурупписи әвәткән болсиму, сүрийиликләр һөкүмәтниң вәдилиригә ишәнмәйдиғанлиқини билдүрүп, сүрийигә қайтишни рәт қилған вә улар түркийиниң “яйла теғи” дегән йеридә, сүрийә һакимийитиниң чүшүп кетишини тәләп қилип намайиш қилған.

Мисир телевизийиси сүрийидики 2011-йили 24-июн җүмә күнидики намайишларни нәқ мәйдан көрсәткән. Сүрийилик намайишчилар намайишлирида “әсәд һакимийити тәхттин чүшсун! биз уни халимаймиз” дегән җүмлини тәкрарлиған. Мисир телевизийисиниң хәвиригә асасланғанда, сүрийидә намайиш башланғиниға 100 күндин ашқан. Сүрийиликләр дәсләп намайишқа чиққинида пәқәт сүрийидә ислаһат елип бериш, черикликкә қарши туруш тәлипи билән намайиш қилған болсиму, сүрийә һакимийити һазирғичә һечқандақ бир ислаһат елип бармиған, сүрийидики чериклик шу бойичә давам қилған, сүрийә рәиси бәшшар әл әсәдниң намайишчиларға бәргән чирайлиқ вәдилиридин бириму әмәлгә ашмиған. Уни аз дәп сүрийә һакимийити намайишчиларни оққа тутуш вә тутқун қилишни тохтатмиған, һәтта җенини қутқузуш үчүн түркийигә панаһланмақчи болғанларниму арамида қоймастин, уларниң арқисидин қоғлап барған. Бу вәзийәттә сүрийә хәлқи 2011-йили 24-июн җүмә күнини “әсәд һакимийитигә хатимә бериш җүмәси” дәп атап омумйүзлүк намайишқа чиққан. Намайиш җәрянида йәнә сүрийә сақчилири вә армийиси намайишчиларға оқ чиқиришни давам қилдурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.