Сүрийиликләр уйғурлар билән биллә хитайға қарши намайиш қилди

22-Апрел күни германийиниң ханновер шәһиридә хитай баш министири вен җябавға қарши намайиш болуп өтти.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.04.24
wen-jyabaw-germaniye-uyghur-namayish-305.jpg Хитай баш министири вен җябавниң германийә зияритигә қарши уйғурларниң намайиши. 2012-Йили 22-апрел.
RFA/Ekrem

Намайиш мәйданиға топланған йүздин артуқ сүрийиликләр хитай баш министириниң германийә зияритигә қарши чуқан селип, хитайни “зораван һакимийәтниң шерики” дәп әйиблиди.

Намайиш җәрянида сүрийиликләр билән уйғурлар достлашти. Уйғур намайишчилар сүрийиликләргә өзлириниң кимликини билдүрүп, хитайға қарши ортақ сәп һасил қилди. Улар өз-ара байрақ алмаштурушуп, бундин кейин алақилирини күчәйтиш, хитай һакимийитигә бирликтә қарши туруш тоғрисида сөзләшти. Сүрийиликләр билән пикир алмаштурған д у қ диний ишлар комитетиниң мәсули турғунҗан алавудун әпәнди бу сөһбәт тоғрисида тохтилип өтти.

wen-jyabaw-germaniye-suriyilikler-385.jpg
Хитай баш министири вен җябавниң германийә зияритигә қарши сүрийиликләрниң намайиши. 2012-Йили 22-апрел.
RFA/Ekrem

Намайишқа уйғурлар, тибәтликләр, фалунгуңчилар, хитай демократлири қатнашқандин сирт, германийидики хәтәр астидики милләтләрни қоғдаш тәшкилати, хәлқара кәчүрүм тәшкилати қатарлиқ тәшкилатларниң вәкиллириму қатнашқаниди. Сүрийә өктичилириниң намайиши алаһидә диққәт тартти. Уларниң бу қетимқи намайишни уюштуруштики мәқсити, хитай һакимийитиниң әсәд һакимийитини қоллап сүрийидә техиму көп қан төкүлүшкә сәвәб болуватқанлиқи һәм б д т да сүрийини җазалаш қарариниң қобул қилинишиға хитайниң қарши турғанлиқиға наразилиқ билдүрүш иди. Сүрийиликләр намайиш җәрянида чоң яңратқуларни ишлитип, хитай һөкүмитини қаттиқ әйиблиди. Хитайни қатил, әсәд һакимийитиниң шерики дәп атиди. Хитайниң қоллиши билән сүрийидә қан төкүватқан һакимийәтни мәсхирә қилидиған вә хитайни чөктүридиған лозунка, рәсимләрни намайиш сепиниң алдиға тизди.

Намайиш мәйданида икки қетим сүркилиш йүз бәрди. Буниң бири, уйғурлар билән хитай өмикидикиләр арисида болди. Вен җябавға әгишип кәлгән 30 әтрапидики хитай санаәт вә сиясәт саһәсиниң вәкиллирини алған аптобус намайишчилар сепиниң алдидила тохтиди. Хитай вәкиллири пәскә чүшкән һаман уйғур намайишчилар “йоқалсун коммунистик партийә, хитайлар вәтинимиздин чиқип кәтсун, хитайлар йоқал!” дәп қаттиқ чуқан селип, вәкилләрниң алдини тости. Бәзи намайишчилар хитай вәкиллиригә йүзму-йүз туруп һақарәтләр қилди. Хитай вәкиллири бу туюқсиз зәрбә алдида тәмтирәп, немә дейишини, нәгә беришини биләлмәй қалди. Тоқунушниң күчийип кетишиниң алдини елиш үчүн йүгүрүп келишкән герман сақчилири хитай вәкиллирини арқиға қайтуруп аптобусқа қайтидин қачилап, намайишчилар алдидин елип кәтти.

Иккинчи қетимлиқ тоқунуш сүрийиликләр билән хитай оқуғучилар арисида йүз бәрди. Хитай әлчиханисиниң тәшкиллиши билән 30 әтрапидики оқуғучи хитайлар вен җябавни қарши елиш үчүн кәлгән болуп, сүрийиликләр уларниң келиш мәқситини уққандин кейин хитай оқуғучилар сепигә қарап ғәзәп билән етилди. Сүрийиликләрниң һәйвәт билән бесип келишидин чөчүп кәткән хитай оқуғучилар арқиға қарап қечишти. Сақчилар сүрийиликләрниң алдини тости вә хитай оқуғучиларни мәйданниң сиртиға чиқириветип, йолниң бир четигә турғузуп қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.