Хитай билән мәңгү бир дөләт болмаслиқни таллиған тәйвәнликләрниң нсбити 82% ға йәтти
Мухбиримиз вәли
2010.09.16
2010.09.16
AFP Photo
Тәйвәндә чиқидиған 'бирләшмә гезити' бүгүн 2010 - йиллиқ рай синаш нәтиҗисини елан қилди. Бу рай синаш нәтиҗисидин мәлум болушичә, 2010 - йилида тәйвәндики наһийә башлиқлириниң хәлқ тәрипидин яқтуруш яки яқтурмаслиқида чоң өзгириш пәйда болған. Тәйвәндики милләтчи партийә (гоминдаң) һоқуқ тутуватқан 25 наһийиниң һакимлириниң хәлқ тәрипидин яқтурулуш дәриҗиси 14-дәриҗидин 25- дәриҗигичә, демократийә- илғарлиқ партийиси (минҗиндаң) һоқуқ тутуватқан 9 наһийиниң һакимлириниң хәлқ тәрипидин яқтурулуш дәриҗиси 6- дәриҗидин 11- дәриҗигичә болған . Буниңдин мәлумки, бу йил милләтчи партийиниң һакимлири хәлқниң нәзиридин чүшүшкә башлиған.
'Бирләшмә гезити' ниң рай синай нәтиҗиси
'Бирләшмә гезити' бу йил елип барған тәйвән-хитай мунасивәтлири һәққидики рай синаш нәтиҗисини, буниңдин 10 йил бурунқи рай синаш нәтиҗиси билән селиштуруп көрсәткән. Селиштурмидин мәлум болушичә, 2007- йили 7- айниң 20 - күни, тәйвәнниң мустәқил болушини тәшналиқ билән күтидиған адәм 12%, тәдриҗи мустәқил болушни тәшәббус қилидиған адәм 14%, һазирқи һаләтни сақлап қелишни тәшәббус қилидиған адәм 32%, тәйвәнниң хитай билән бир дөләт болушини тәшналиқ билән күтидиған адәм 20% , хитай билән бир дөләт болушни тәдриҗи һалда ишқа ашурушни тәшәббус қилидиған адәм 9% иди.
Әмма, 2010- йили 8- айниң 26- күнидики рай синаш нәтиҗисидә наһайити чоң өзгириш бар: тәйвәнниң мустәқил болушини тәшналиқ билән күтидиған адәм 16% , тәдриҗи мустәқил болушни тәшәббус қилидиған адәм 15% , һазирқи һаләтни сақлап қелишни тәшәббус қилидиған адәм 51%, тәйвәнниң хитай билән бир дөләт болушини тәшналиқи билән күтидиған адәм 9% , тәдриҗи һалда хитай билән бир дөләт болушни тәшәббус қилидиған адәм 5% .
Демәк, тәйвәндә хитай билән уруш қилип болсиму тәйвәнни мустәқил қилиш керәкликини тәшәббус қилидиған адәм 10 йилдин бурунқиға қариғанда 4% өскән, хитай билән бир дөләт болушини тәшналиқ билән күтидиған адәм 4% азлиған.
Хитайниң көз қариши
Чоң қуруқлуқтики коммунист хитай тәйвән президенти майиң җуни 'я мустәқил болушни, я бирлишишни халимайдиған тәрәп' йәни б типлиқ мустәқилчиләр дәп рәткә турғузуп, мушу нисбәт бойичә, һазир тәйвәндә мустәқилчиләрниң сани 58% дәп қаримақта. Хитайниң көз қариши бойичә һесаблиғанда, тәйвәндә хитай билән бир дөләт болушини халимайдиған адәм 10 йилдин бурунқи 58% дин көпийип һазир 82% гә йәткән.
Язғучиларниң тәһлили
'Бирләшмә гезити' тәйвән -хитай мунасивәтлири тоғрисидики рай синаш нәтиҗисини елан қилғандин кейин, тәйвәндин җавзилоң исимлик бир язғучи хәлқарада кәң тарқилидиған 'рай синаш тори' ниң муназирә сәһиписидә мундақ дәп язиду: тәйвәндә чиқидиған 'бирләшмә гезити' бир чоң гезит, нурғун дөләтләрдә чиқидиған 'дуня гезити' му униң бир қисми. Бу гезит дунядики хитайларниң һәммиси бир дөләт болуши керәкликини яқлайдиған гезит. Бу гезитниң бу йил елип барған рай синаш нәтиҗисидин мәлумки, тәйвәндә һазир һоқуқ тутуватқан милләтчи партийә (гоминдаң) ниң инавити буниңдин бурун һоқуқ тутқан демократийә- илғарлиқ партийиси (минҗиндаң) дин төвән. Тәйвән хәлқи ичидә хитай билән бир дөләт болушни халимайдиған кишиләрниң сани барғансери көпийиватиду. Бундақ шараитта, тәйвән боғузиниң икки тәрипидики хитайларниң бир дөләт болушидин үмид күтүш мумкин әмәс.
Тәйвәнниң учур әркинлики җәһәттики дәриҗисиму төвәнләп кәтти
'Бирләшмә гезити' ниң ашкарилишичә йәнә, тәйвән буниңдин бурун, учур әркинлики җәһәттә асия -тинч окян райони бойичә 1- орунда, дуня бойичә 2- урунда туратти. Бултурдин башлап тәйвәндә учур әркинлики азлашқа башлиди. Тәйвән һазир асия тинч окян районида йеңи зелландийә, японийә, австралийә қатарлиқ дөләтләрниң кәйнидә қелип 7- орунға чүшүп қалди. Һәтта бу йил учур әркинлики җәһәттә 72 - орунға чүшүп қалған хоңкоңдәк 'қисмән учур әркинлики бар' җай дәп муамилә қилинишқа йүзләнди.
Тәйвәндә бир чоң содигәр бир чоң учур васитисини сетивалғандин кейнки өзгириш
Баш оргини америкидики дуня әркинлик өйи елан қилған мәлуматлардин қариғанда, тәйвәндә содида әң көп пайда қазиниватқан сәй йәнмиң гуруһи 'хитай вақит гезити' дегән бир чоң учур васитисини сетивалғандин кейин, бу гезиттә тәйвәнниң һазирқи президенти майиңҗу билән коммунист хитай һөкүмити оттурисидики мувапиқ болмиған мәсилиләрни тәнқитләйдиған бирму мақалә елан қилинмиди. Дуня әркинлик өйи һазир тәйвәндики бу һадисини диққәт билән көзәтмәктә.