Тәйвән вә хитай мәтбуатлириниң раһилә ханимниң тәйвән зиярити һәққидики инкаслири

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһилә абдуреһим тәйвәнни зиярәт қилип, рабийә ханим һәққидики һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң 10 шәрти"ниң dvd сини тарқитиш мунасивити билән уюштурулған бәзи паалийәтләргә қатнашқан иди. Хитай мәтбуатлирида пәйшәнбә күни баш мақалә елан қилинип, раһиләниң зиярити тәнқид қилинған. Лекин рабийә ханим яки раһиләниң зияритини қоллайдиған тәйвәнлик паалийәтчи вә бәзи хитай өктичи зиялийлар тәйвәндики ма йиңҗю һөкүмитиниң позитсийиси вә бейҗиң ахбарат вастилириниң тәнқидини әйиблиди.
Мухбиримиз әркин
2010.07.22
raile-305 Сүрәттә раилә ханимниң тәйвән зийаритидин бир көрүнүш
RFA Photo

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң қизи раһиләниң, анисиға вакалитән тәйвәндики "ай туғди" кишилик һоқуқ җәмийитиниң тәклипигә бинаән тәйвәнни зиярәт қилиши, тәйвәндә җамаәт пикири қозғап, тәйвәндики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә өктичи партийә - гуруһлар билән һакимийәт бешидики гоминдаң һөкүмити һәм униң қоллиғучилири арисида бәс - муназирә қозғиған.

Лекин, бу муназирә ма йиңҗю һөкүмитиниң тәйвән бихәтәрлик мәнпәәтини көздә тутуп, рабийә ханимға 3 йиллиқ тәйвәнгә кириш виза чәклимиси қойғанлиқини елан қилиши билән илгирилигән һалда қизиған иди. Бу муназиригә пәйшәнбә күни хитай чоң қурүқлуқидики бәзи мәтбуатлар қетилип, раһиләниң тәйвән зияритини тәнқид қилған һәм тәйвән даирилирини агаһландурған. Хитайниң канийи һесаблинидиған ахбарат вастилиридин "җуңпиң агентлиқи"пәйшәнбә күни баш мақалә елан қилип, "шинҗаң" мустәқилчилиригә тәйвәндә сорун һазирлап беришниң икки қирғақ мунасивитигә көрситидиған тәсирини хатириләтти.

Обзорчи лю шиңрен өз имзасидики баш мақалидә тәһдитлик ибариләрни қоллинип, "әгәр икки қирғақ вәзийити җиддийлишип, тәйвән хәлқиниң хатирҗәм турмуши тәһдиткә учриса, чоң қуруқлуқтики саяһәтчиләрниң тәйвәнни саяһәт қилиши, тәйвәнгә мәбләғ селиш арзуси зәрбигә учрап, шәрқий асия райониниң бихәтәрлик вә муқимлиқи тәвринишкә учрайду. Шуңа шизаң вә шинҗаң мустәқилчилириниң тәйвәнни зиярәт қилиш бәдили тәйвәнниң омуми мәнпәәтигә уйғун әмәс" дегән.

Лекин, тәйвән "ай туғди" җәмийитиниң мәсули, тәйвәнлик мәшһур нахшичи фрәди лим, шу күни мәзкур баш мақалигә инкас қайтуруп, хитай чоң қуруқлуқиниң даим тәһдит сөзлири билән башқиларни қорқитидиғанлиқини, шуңа уларниң тәһдитлиригә писәнт қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Фрәди лим "улар даим тәһдит сөзлирини ишлитип пүтүн дунядики демократийә вә әркинлик тәрәпдарлириға тәһдит салиду. Уларниң шималий корийә вә бермини қорал - ярақ билән тәминләйдиғанлиқиға қариғанда, уларниң бу хил тәһдитлик сөзләрни қилиши бәк һәйран қаларлиқ һадисә әмәс. Улар дунядики мустәбит дөләтләрниң чекирдики. Улар дуняда ялғуз берма вә шималий корийини беқипла қалмайду. Улар йәнә, африқидики мустәбит дөләтләрни беқиватиду. Шуңа уларниң дунядики демократийә вә кишилик һоқуқ тәрәплириға тәһдит салидиған бу түрлук сөзләрни қилиши наһайити нормал һадисә. Мән уларниң сөзигә писәнт қилмаймән" дәп көрсәтти.

Фрәди лим раһиләниң бу қетимқи тәйвән зияритини орунлаштурған шәхс. У, бурун рабийә ханимни икки қетим тәйвәнгә тәклип қилған болсиму, лекин ма йиңҗю һөкүмити рабийә ханимға виза беришниң бәзи шәртлирини оттуриға қоюп, у дуня уйғур қурултийи билән алақисини өзсә, виза беришни ойлишидиғанлиқини билдүргән. Бу қетим раһиләниң тәйвәнни зиярәт қилиши мунасивити билән рабийә ханимға виза бериш - бәрмәслик мәсилиси йәнә оттуриға чиққан иди. Ма йиңҗю һөкүмити бу қетим рабийә ханимға 3 йиллиқ виза чәклимиси қоюлғанлиқини елан қилип, буниңда тәйвән бихәтәрлик мәнпәәтини көздә тутқанлиқини илгири сүргән.

Фрәди лим, ма йиңҗю һөкүмитиниң бу қарарини тәнқидләп, һөкүмәтниң көрсәткән баһаниси наһайити күлкилик дәп әскәртти. У "әмәлийәттә бу наһайити күлкилик. Чүнки, рабийә ханим пүтүн дуняда қарши елишқа еришиватқан шәхс. У һазирға қәдәр 20 - 30 дәк дөләтни зиярәт қилип болди. Униң үстигә у 2 қетим нобил тинчлиқ мукапатиға намзатлиққа көрситилгән. Бундақ бир кишигә виза беришни чәкләш интайин чоң йолсизлиқтур" дәйду.

Лекин, хитай өктичилириниң америкида чиқидиған журнили,"бейҗиң баһари "ниң баш муһәррири ху пиң, тәйвән даирилириниң рабийә ханимға виза беришни рәт қилишида бейҗиңниң роли барлиқини билдүрди.

Ху пиң " улар бу қарарни чиқиришта, җуңго тәрәпниң бесимини чиқиш қилған дейишкә болиду. Рабийә ханим зораванлиқсиз вастиларға тайинишни тәшәббус қилидиған шәхс. Хәлқара тәшкилатлар уни һечқачан террорчи дәп қарап баққан әмәс. Униң зиярити тәйвәнниң бихәтәрликигә тәһдит салмайтти. Лекин, җуңго тәрәп рабийә ханимни чегра сиртидики дүшмән күч дәп қарап, униңға террорчи қалпиқи кийдүрүшкә урунди. Униң үстигә шинҗаң вәзийити наһайити назук әһвалда туруватқан болғачқа, җуңго тәрәпниң чоқум тәйвәнгә бесим ишләткәнлик еһтимали бар. Тәйвән даирилири болса, җуңго билән болған мунасивәтни җиддийләштүрвәтмәслик үчүн бу қарарни чиқарған болуши мумкин" дәп көрсәтти.

Рабийә ханимниң қизи раһилә тәйвәндики зиярити җәрянида, тәйвәнниң кишилик һоқуқ вә демократийә ишлириға төһпә қошқан шәхсләрниң хатирә сарийини зиярәт қилип, мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән вә һөҗҗәтлик филим "муһәббәтниң 10 шәрти" һәққидики сөһбәт йиғиниға қатнашқан.

Раһилә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, рабийә ханимниң ма йиңҗю һөкүмитидин виза тәләп қилғанлиқини рәт қилип, униң һөкүмәт алмашқанда тәйвәнгә келидиғанлиқини билдүрди. У " мән апамниң һазирқи һөкүмәттин виза тәләп қилғанлиқиға ишәнмәймән. Чүнки, биз уларниң виза бәрмәйдиғанлиқини билимиз. Улар хитайға яхшичақ болуш үчүн виза беришни рәт қилатти. Шуңа биз визиға илтимас қилмидуқ. Лекин, тәйвән хәлқиниң биз билән бир мәйданда икәнликини билимиз. Шуңа апам йеңи һөкүмәт тәхткә чиқса чоқум келиду" дәп әскәртти.

Лекин "җуңпиң агентлиқи" елан қилған баш мақалидә, тәйвәндики мустәқилчи гуруһларниң тибәт вә уйғурлар билән һәмкарлашмақчи болуватқанлиқини илгири сүргән. Баш мақалидә "тәйвән мустәқилчи гуруһлириниң шизаң вә шинҗаң мустәқилчи гуруһини қалқан қилип тарқатқан учури, тәйвән боғузидики чәкләнгән линийигә зәрбә беришни мәқсәт қилиду. Рабийәниң чоң қизиниң баянат елан қилип, чоң қуруқлуққа һуҗум қилиши тәйвән мустәқилчи гуруһи билән шинҗаң мустәқилчилириниң бирлишишигә йол һазирлап бәрди"дәп тәкитлигән.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.