Филиппин “таҗавузға қарши һуҗумға өтүш үчүн орнимиздин дәс турдуқ” дәп җакарлиди
2011.06.24

Филиппин ташқи ишлар министири алберт розарио бүгүн вашингтонни зиярәт қилди. Бу, униң америка дөләт ишлар министири һиларий клинтонниң буниңдин икки күн бурун манилаға қилған зияритигә җавабән вашингтонни зиярәт қилиши болуп һесаблиниду. Америка билән филиппинниң ташқи ишлар министири бүгүнки учришиштин кейин ахбарат йиғинида сөз қилди.
Америка авазниң баян қилишичә, һиларий килитон сөзидә, филиппин, вйетнам, бруней, малайшия, тәйвән қатарлиқ дөләтләр интайин мол нефит вә тәбиий газ байлиқлири сақлинип ятқан җәнубий деңиздики аралларға болған игилик һоқуқини җакарлиғандин кейин, уларниң хитай билән келип чиқиватқан талаш-тартишлири һазирқидәк җиддий түс алғанда йүз бәргүси һәр қандақ вәқәдә, америка буниңдин 60 йил бурун филиппин билән түзгән ортақ мудапиә келишимидә бәлгиләнгән мәҗбурийитини ада қилип, филиппинға ярдәм бериду, дәп җакарлиди.
Һиларий клинтон сөзидә йәнә, “җәнубий деңизда йүз бәргүси һәр қандақ тәһдит дуня тинчлиқини бузиду, америка буниңға қәтий қарши туриду” дәп тәкитлиди.
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, филиппин ташқи ишлар министири алберт розарио бу ахбарат йиғинида қилған сөзидә, хитайниң 2-айниң 25 -күнидин буян филиппин деңиз тәвәликигә 9 қетим таҗавуз қилип киргәнликини әйиблиди вә “һазир филиппин таҗавузға қарши һуҗумға өтүш үчүн орнимиздин дәс турдуқ” дәп җакарлиди. У сөзидә йәнә, җәнубий деңиздики аралларни муназирә қилишқа болмайдиған вә муназирә қилишқа болидиған дәп икки түргә айришни тәшәббус қилди.
Франсийә агентлиқиниң японийидин хәвәр қилишичә, мушу бир нәччә күн ичидә, хитайниң “нәнфең” бәлгилик бир миң бәш йүз оттуз йәттә тоннилиқ бир парахотини мәркәз қилған һәрбий парахотлар топи, японийидә деңиз ташқини йүз бәргән қирғақларға 330 километир йеқинлашқандин кейин, очуқ деңизға чиқипла дәрһал кәйнигә қайтқан. Түнүгүн японийидә хитайниң бундақ иғвагәрчилик һәрикитигә қарши намайиш йүз бәргән.
Буниңдин бурун, вйетнамдиму хитайға қарши бир нәччә қетим намайиш йүз бәргән иди.
Бүгүн “хитай авази” тор гезитидә, хитай тарихчилири елан қилған мулаһизиләрниң биридә мундақ дәп йезилған: хитай миллитиниң тарихи деңизларда аччиқ ютқан, қан төккән тарих, тарихтики девәң падишаһлар хитай миллитини деңиз һоқуқи болмиған милләткә айландуруп қойған тарих. Хитай дөлитиниң мәғлубийәтлири пүтүнләй деңиз һоқуқи болмиғанлиқи үчүн келип чиққан. Әгәр һазир бу бир әвлад хитайлар, шунчә көп иқтисад бар вақитта мәйдимизгә муштлап чиқип, деңиз һоқуқини қолға алалмисақ, йәнә мәғлуп болимиз, йәнә бәдини ишшип кәткән йүрики аҗиз кесәл милләткә айлинимиз. Хитай мәңгү ғәлибә қилалайдиған дөләт болалмайду. Бундақ дөләтни қутқузғилиму болмайду.
Йәнә бир мақалида, хитайниң узун тарихтин буян җәнубий деңизда орни болмиған пакитни иқрар қилип қойған, униңда мундақ дәп йезилиду: чәтәллик магилан дегәнләр җәнубий деңизни чарлап йүргәндә, хитайдинму җенхе һәзритим окянларға 7 қетим барған иди. Әмма миң сулалисиниң калва падишаһлири деңизни игиләшни ойлимай, пәқәт қуруқлуққила бекинивалған. Йеқинқи йүз йил мабәйнидә, хитай изчил һалда деңиз һоқуқи болмиған дөләт болуп турувәрди. Шуңлашқа хитай, японлар билән деңиз урушида мәғлуп болди. Әнглийә дегәнләрму хитайни деңиз арқилиқ қилған һуҗум билән мәғлуп қилди. Һазир биздә иқтисад бар, авиаматка бар, әгәр әмди хитай армийиси деңиз -окянларда һәйвә қилип, аралларға кирип чиқип йүридиған ушшақ дөләтләрни уруш қилмайла қорқутуп қоғливетәлмисә, буниңдин кейин йәнә һәргизму ғәлибә қилидиған дөләт болалмайду.
Йәнә бир мақалида мундақ пикир оттуриға қоюлған: хитайда һазир әмәлдарлар чирип кәтти, җәмийәт тинч әмәс, мал баһаси һәдәп өрләватиду, ишсизлар күнсери көпийиватиду. Бундақ әһвалда, хитай дөлити һазир һәр қандақ бир чәт дөләткә һуҗум қилса, ички мәсилидинла гумран болиду.