Сәуди әрәбистандики уйғурларниң пешқәдәмлиридин таш һаҗим аләмдин өтти

Сәуди әрәбистанида алаһидә зор шөһрәт қазанған ахбаратчи вә ислам мутәпәккури мәрһум доктор абдуқадир ташниң атиси таш һаҗим 2010 - йили 9 - айниң 15 - күни сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә аләмдин өтти.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2010.09.22

Мәрһумниң намизи шу күни намаз әсирдин кейин нәччә миңлиған җамаәтниң иштираки билән мәсчити һәрәмдә оқулуп, мәккә мукәррәмдә шәһиридики "муәлла" қәбристанлиқиға дәпнә қилинди.
 
Мәрһумниң дәпнә қилиш мурасими мәрһумниң пәрзәнтлири, йеқинлири, уруқ - туғқанлири вә сәуди әрәбистаниниң һәр қайси район вә шәһәрлиридики уйғур җамаәтчиликиниң толуқ иштирак қилиши билән наһайити чоң көләмлик өткүзүлди.

Таш һаҗим үлгилик шәхс иди

Мәрһум таш һаҗим балилириниң һәммисини һәр қайси пәнләрдә оқутуп, қатарға қошушта сәуди әрәбистандики уйғурларға үлгә яратқан шәхс иди. Сәуди әрәбистандила әмәс, бәлки пүтүн әрәб вә ислам дунясиға нами пур кәткән мәшһур ахбаратчи вә ислам мутәпәккури мәрһум доктор абдуқадир таш бу кишиниң аилисидә йетишип чиққан. Таш һаҗимниң башқа пәрзәнтлириниң һәр бири бирәрдин илим саһәсидә йетишкән докторлар болуп, таш һаҗим өзи қара ишларда ишләп җапа тартсиму балилириниң һәммисини оқутуп, җәмийәткә вә хәлққә пайдилиқ әзимәтләрдин қилип чиқишта ғәлибә қазанған шәхс иди.

Мәрһум таш һаҗим уйғур елиниң хотән вилайитидин болуп, бундин атмиш йиллар илгири аилиси билән сәуди әрәбистаниға һиҗрәт қилип чиққан вә һаятиниң көп қисмини таиф шәһиридә өткүзгән. Чүнки таиф райони егизликтә болғанлиқтин сәуди әрәбистаниниң салқин районлиридин санилиду. Өтмүшләрдә өйләрдә һазирқидәк һава тәңшигүчләр болмиғанлиқтин, мәккә вә мәдинә шәһәрлиридә иссиқтин туруш наһайити қийин болуп, шу сәвәбтин уйғурларниң көп санлиқи таиф шәһиридә яшиған икән. Таш һаҗим өмриниң ахирқи йиллирини җиддә шәһиридә өткүзгән.

Сәуди әрәбистаниға келип йәрлишип қалған уйғурларниң көп санлиқи 1949 - йилидин кейин юрттин панаһ издәп кәлгән уйғурлардин ибарәт болуп, уларниң көпинчиси өзиниң исмини йезишни билмәйдиған кишиләр болғанлиқтин, һаятниң қийин мусапилиридә, нурғунлиған аччиқ савақларни башлиридин кәчүрүш нәтиҗисидә, оқуш вә өгинишниң нәқәдәр зөрүр икәнликини вә билимсизликниң елип келидиған бәхитсизликлирини һес қилған болуши еһтимал. Шуңа сәуди әрәбистаниға кәлгәнләрдин көпинчиси билимсиз қалған болсиму пәрзәнтлирини һаятлиқниң шәртлири қанчилик қийин болушиға қаримай оқутуш вә билимлик адәмләрдин қилишқа интайин зор әһмийәт бәргән. Шуңа бу уйғурларниң әң яхши қилған ишлириниң бешида, өзлири җапа тартсиму балилирини пулға чидап дуняниң һәрқайси җайлиридики мәшһур алий мәктәпләрдә оқутуп йетиштүргәнлики келиду. Бу һәқиқәтән тәқдирләшкә тегишлик яхши иш иди. Шундақ йетишип чиқип өз миллитиниң шәрипини көтүргән уйғурларму аз әмәс.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.