Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати тайландтин хитайға қайтурулған бир уйғур мусапирни сүрүштүрди

Тайланд мәзкур дөләткә қечип чиққан уйғур мусапирлиридин бир кишини хитайға тапшуруп берип, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди.
Мухбиримиз әркин
2011.08.11
sofiye-richardson-305.jpg Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири мәсули софийә ричардсон ханим уйғур алий кеңишиниң америка дөләт мәҗлисидики ечилиш мурасимида сөз қилди. 2011-Йили 2-май.
RFA

Мәркизи америкиниң нюйорк шәһиридики дуняви тәсиргә игә хәлқара аммиви тәшкилатлардин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тайланд һөкүмитиниң мәзкур дөләткә қечип чиқип панаһлиқ сориған уйғур мусапирлиридин нур муһәммәтни 6‏-авғуст хитай даирилиригә тапшуруп бәргәнликини тәнқидләп, тайланд вә хитай даирилиридин нур муһәммәт билән дәрһал көрүшүшкә рухсәт қилишни тәләп қилди. Мәзкур тәшкилатниң илгири сүрүшичә, тайланд көчмәнләр даирилири нурмуһәммәтни хитай әмәлдарлириға тапшуруп бәргән болсиму, бирақ униң хитайға қайтуруп елип кетилгәнлики яки һазирға қәдәр тайландта тутуп турулуватқанлиқи мәлум әмәскән. Лекин мәзкур тәшкилат түнүгүн елан қилған баянатида агаһландуруп, нур муһәммәтниң хитайдәк уйғурларға тән җазаси бериш, из-дерәксиз йоқитиветиш вә қанунсиз тутқун қилиш хатирисигә игә бир дөләткә қайтурулуши, уни тән җазасиға учраштин ибарәт еғир хәвпкә дучар қилидиғанлиқини билдүргән. Мәзкур тәшкилат тайланд даирилирини әйибләп, униңдәк хәлқара тән җазасиға қарши туруш әһдинамисигә имза қойған бир дөләтниң кишиләрни “тән җазасиға учраш еһтималлиқи юқири бир дөләткә қайтуруши” чәклинидиғанлиқини билдүргән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири мәсули доктор софийә ричарсон бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилип, нур муһәммәт хитайға қайтурулса тән җазасиға учраш еһтималлиқи барлиқини билдүрди. У “бизниң қаришимизчә, хитайниң йеқинқи йиллардин бери хитайға мәҗбурий қайтурулған уйғурларға тутқан позитсийисидин, әгәр нур муһәммәт хитайға қайтурулса униң тән җазасиға учраш хәвпи еғир. Тайланд тән җазасиға қарши туруш хәлқара әһдинамисигә имза қойған бир дөләт сүпитидә уни хитайға қайтурмаслиқи керәк” дәп көрсәтти.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати нур муһәммәт билән көрүшүшкә рухсәт қилишни тәләп қилипла қалмай йәнә, тайланд һөкүмитини немә үчүн өзиниң тайланд чегрисиға қанунсиз киргүчи кишиләрни бир тәрәп қилиш торғрисидики қанун-бәлгилимигә хилаплиқ қилип, нур муһәммәтни хитай даирилиригә тапшуруп бәргәнликигә чүшәнчә беришини тәләп қилған. Нур муһәммәтниң тайланд көчмәнләр даирилири тәрипидин 6‏-авғуст қолға елинип, банкоктики көчмәнләрни тутуп туруш мәркизигә елип берилғанлиқи, униң бу йәрдә тайланд чегрисиға қанунсиз кириш билән әйибләнгәнлики вә хитай әмәлдарлириға тапшуруп берилгәнлики мәлум.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитайниң нур муһәммәтни өткүзүп беришни рәсмий тәләп қилмиғанлиқини шундақла тайланд даирилириниң униң үстидин рәсмий тутуш буйруқи чиқармиғанлиқини илгири сүргән. У пәқәт банкоктики көчмәнләрни тутуп туруш мәркизигә елип келинип, бу йәрдә хитай даирилиригә тапшуруп берилгән. У тайланд қануниға асасән тайланд чегрисиға қанунсиз киргәнлики үчүн сот мәһкимисигә чиқирилиши керәк иди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тайланд даирилириниң уни сот мәһкимисигә чиқармайла хитай әмәлдарлириға тапшуруп бәргәнликини тәнқид қилмақта.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тайланд даирилирини мәзкур дилода қанун тәртипкә бой сунмаслиқиниң сәвәбини чүшәндүрүшкә чақирип, тайланд һөкүмитиниң мәзкур дилодин б д т мусапирлар мәһкимисини хәвәрдар қилмиғанлиқини, әгәр мусапирлар мәһкимиси хәвәрдар қилинған болса, еһтимал униң сиясий панаһлиқ тәлипи көздин кәчүрүлидиғанлиқини тәкитлигән. Ричардсон ханим мунасивәтлик дөләтләрни мусапирла рмәсилисидики қанун тәртипкә бойсунушқа чақирди. У мундақ дәйду: “мусапирлар мәсилисидә төвәндики қәдәмләрни бесиш керәк. Биз нурғун дөләтләрни бу қәдәм бойичә иш қилишқа илһамландуримиз. Биринчиси, шу дөләтләрниң нормал қанун тәртипигә әмәл қилиниши керәк. Уйғурларни хитайға тапшуруп бәргәндә буниңдин атлап өтүп кәтмәслик керәк. Бундақ дилоларда баштин-ахир шу дөләтләрдики қануни тәртипни бойлап меңиш лазим. Шуниң билән биргә, уйғурларниң наһайити еғир хәпкә дуч келиш еһтималлиқи мәвҗут болғанлиқтин биз йәнә, уйғурларға мунасивәтлик һәр қандақ делони йәрлик көчмәнләр даирилири чоқум б д т мусапирлар алий комисариятиға мәлум қилип, у кишиниң мусапирлиқ салаһийити яки сиясий панаһлиқ тәләп қилидиған-қилмайдиғанлиқини айдиңлаштуруш керәк.”

Нур муһәммәт мәзкур дөләткә қечип чиққан икки йилдин буян тайланд даирилириниң изчил тәқиб қилишиға учрап кәлгән иди. Тайланд көчмәнләр идарисиниң муавин башлиқи генерал майор фансак касемансата банкоктики бир қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғинида ашкарилап, хитайниң банкоктики әлчиханиси тайланд даирилиригә нур муһәммәтни “шинҗаң” да партлитиш вә бузғунчилиқ һәрикәтлирини елип барған аталмиш бир “террорчилар” ториниң әзаси дәп мәлум қилғанлиқини билдүргән. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати тайланд һөкүмәт мәнбәлириниң нур муһәммәт өзиниң 2009‏-йили йүз бәргән “5-июл вәқәси” дә рол ойниғанлиқини иқрар қилди дәп көрсәткән болсиму, бирақ униң җинайи қилмиш садир қилғанлиқиға даир ишәнчлик пакит билән тәминлимигәнликини билдүргән.

Нурмуһәммәт икки йилдин буян тайландта яшиған болсиму, бирақ униң хитайға өткүзүп берилиши, йеқинда хотән вә қәшқәрдә партлиған вәқәләрдин кейинла йүз бәрди. Лекин бу вәқә йеқинқи 10 күн ичидә йүз бәргән хитайға қошна әлләр уйғур мусапирлирини хитайға өткүзүп беридиған бирдин-бир вәқә әмәс. Өткән һәптидә пакистан һөкүмити балуҗистандин иранға маңған 12 йолучини тутуп қелип, улардин 5 уйғурни хитайға тапшуруп бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.