Уйғур академийиси қурулғанлиқиниң бир йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзди

Мәркизи истанбулға җайлашқан уйғур академийисиниң уюштуруши билән 2011 ‏- йили 1 ‏- айниң 1 ‏- күни, истанбулдики баби аләм хәлқаралиқ оқуғучилар уюшмисиниң йиғин залида, уйғур академийә қурулғанлиқиниң бир йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.01.03
uyghur-akadimiye-qurultiyi1-305.jpg 2011-Йили 1‏-айниң 1‏-күни, истанбулда уйғур академийә қурулғанлиқиниң бир йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
RFA/Arslan

Мурасимға истанбулдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлардин, шәрқий түркистан вәхпиниң идарә һәй ‘әт мәсуллиридин мәмәт әйса һаҗим, явро- асия тәтқиқат фонди, шундақла тәклимакан уйғур нәшриятиниң мәсули абдуҗелил туран, шәрқий түркистан яшлар җәмийитиниң башлиқи тибәт йүҗәтүрк, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң муавин башлиқи, әйса йүсүп алиптекин фондиниң башлиқи арслан алиптекин, японийидин кәлгән компютер мутәхәссиси ғәйрәт тохти кәнҗи қатарлиқ шәхсләр вә истанбулдики һәр қайси университетларда оқуватқан уйғур оқуғучилардин қиз - оғул болуп көп санда киши қатнашти.

Мурасим қуран кәрим тилавәт қилиш вә истиқлал марши оқуш билән башланди. Мурасимда уйғур академийисиниң рәис вәкили аблимит қарахан әпәнди ечилиш нутқи сөзлиди. Кейин уйғур академийисиниң баш катипи абләт туран әпәнди сөз қилип, уйғур академийиниң бир йилдин буян елип барған хизмәт - паалийәтлири вә қолға кәлтүргән нәтиҗилирини тонуштуруп өтти. Арқидин уйғур академийисиниң хизмәт ‏- паалийәтлири тонуштурулған һөҗҗәтлик рәсим көрситилди.
Мурасимда, шәрқий түркистан аммиви тәшкилат вәкиллири вә муһим шәхсләр мунбәргә чиқип сөз қилди. Мурасимда йәнә тиракийә университети түркологийә бөлүмидин дәм елишқа чиққан профессор султан мәхмут қәшқәрли, японийидин истанбулға кәлгән уйғур компютер мутәхәссиси ғәйрәт тохти кәнҗи әпәндиләр сөз қилип, уйғур академийиси маддий вә мәниви җәһәттин қоллап қуввәтләйдиғанлиқини билдүрди вә академийиниң хизмәт тәрәққияти һәққидики пикир - қараш вә арзулирини ипадилиди.

uyghur-akadimiye-qurultiyi2-385.jpg
2011-Йили 1‏-айниң 1‏-күни, истанбулда уйғур академийә қурулғанлиқиниң бир йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
RFA/Arslan

Мурасимда йәнә истанбулда паалийәт қиливатқан сәпириаләм хәлқаралиқ қиз оқуғучилар җәмийитиниң баш катипи музәййәм ташчи ханим сөз қилип мундақ деди:
"Уйғур академийисиниң қурулғанлиқини тәбрикләймиз, буниңдин кейин уйғур академийиси уйғур яшларниң истиқбали болиду дәп ойлаймиз. Биз сәпири аләм җәмийити болуш сүпитимиз билән, уйғур яшларниң истиқбалиниң қурулушида илгирикигә охшаш буниңдин кейинму һәр җәһәттин қоллап қуввәтләймиз. Бу һәқтә бизниң немә қилиш мәсулийитимиз болса уни орунлашқа тәйяр икәнликимизни ипадиләймән. Чүнки уйғур академийисидин йүксәлгән парлақ нур вә бу нурни көтүргән яшлар уйғур хәлқиниң истиқбалини қуриду. Бу биз үчүн бәк муһим. Биз түрк хәлқи өзимизниң истиқбали үчүн қанчилик әһмийәт бәргән болсақ, уйғур хәлқиниң азадлиқи вә кәлгүси истиқбали үчүн охшаш әһмийәт беримиз. Бу парлиған нур худайим буйруса дуняниң һәр қайси җайлириға тарқилиду вә қисқа вақит ичидә уйғур хәлқини уйғур яшлирини бирлик баравәрлик, күчлүк вә азадлиқ ичидә гүзәл бир истиқбалини көрүш һәммимизгә несип болиду. Буниңда бизниң азрақ болсиму һәссимиз қошулса биз буниң билән өзимизни хушаллиқ һес қилимиз. Уйғур академийиси яхши ишларниң вуҗудқа чиқишиға васитә болушни арзу қилимиз."

Мурасимда йәнә истанбулдики һәр қайси университетларда әлачи болуп оқуватқан уйғур оқуғучилардин 10 нәпәр оқуғучиға мукапат берилди.

Мурасимда йәнә бир қисим уйғур оқуғучилар шеир декламатсийә қилди, саз челип нахша оқуди. Мурасим 2 саәт давам қилғандин кейин қизғин кәйпият ичидә ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.