Дөләт мәҗлиси әзаси тәд кеннедийниң һаят мусаписи

77 Йешида меңисдики өсмә сәвәблик һаят билән видалашқан америка дөләт мәҗлиси әзаси тәд кеннедийниң өлүм хәвири пәқәт америкидила әмәс, пүтүн дуняда зор тәсир қозғиди. Америкидики муһим дөләт әрбаблири вә һәр қайси дөләт лидерлири арқа - арқидин тәзийә телиграммилири йоллап, униң һаятиға йүксәк баһа бәрди.
Мухбиримиз ирадә
2009.08.28
Ted-Kennedy-We-Karolin-Kennedy-305.jpg Сүрәт, америка дөләт мәҗлиси йуқурқи кеңәш әзаси тәд кеннедийниң, президент обаманиң сайлими мәзгилидә, акисиниң қизи каролин кеннедий билән биргә чүшкән сүрити.
AFP Photo

Америка президенти брак обама бу һәқтә қилған сөзидә мундақ деди: "бирликтә өткән йиллар бойичә, хизмәтдишим, мәслиһәтчим вә достум болған тәд кеннедийниң өлүм хәвирини аңлиғандин кейин толиму қайғурдум. 50 Йилдин бери инсан һәқлирини, америка хәлқиниң сағламлиқ хизмәтлири вә иқтисади сәвийисини тәрәққи қилдуруш йолида хизмәт қилған иди. Нурғун муһим қанунларниң чиқишида муһим рол ойниған киши иди. Тарихимиздики муһим бир сәһипә йепилған болди."

Әнгилийә баш министири гордон бровинму тәд кеннедигә баһа берип: "тәд кеннедий үчүн пәқәтла америка әмәс, пүтүн қитәләрдә матәм болиду. У маарип вә сағламлиқ хизмәтлири җәһәттә дуняға башламчи болди. У һәр бир балиниң талантлирини җари қилдуруш пурситигә еришиши керәкликигә ишинәтти," деди.

Америкиниң сабиқ президентлиридин җон кеннедийниң қериндиши болған тәд кеннедий дөләт мәҗлиси әзаси болған 50 йилдин бери давамлиқ һалда езилгәнләр, һәқсизликкә учриғучилар вә йоқсуллар үчүн хизмәт қилип кәлгән иди. У һаят мәзгилидә дунядики панаһланғучиларниң һәқлири үчүн нурғун хизмәтләрни ишлигән болуп, 1980 - йилларда җәнубий африқидики ерқий айримичилиққа қарши қанун чиқирилишида зор күч чиқарған иди. Униң өлүмидин кейин җәнубий африқа президенти, инсан һәқлири күрәшчиси нелсон мандиламу баянат елан қилип, бир демократийә вә инсан һәқлири күрәшчисини йоқатқанлиқидин қаттиқ қайғуруватқанлиқини ипадә қилди.

1932 - Йили бостонда дуняға кәлгән тәд кеннедий 9 балиниң әң кичики. У 1962 - йили массачутес шитатидин сайламға қатнишип дөләт мәҗлиси әзаси болған. 1963 - Йили униң америка президенти болған акиси җон кеннедий суйқәсткә учрап өлгән. 1968 - Йилида йәнә бир акиси роберт кеннедийму демократ партийисиниң президентлиқи үчүн сайлам паалийәтлири қиливатқанда суйқәсткә учрап өлгән вә униң үчинчи акиси, учқучи җо кеннедий иккинчи дуня урушида һаятидин айрилған.

50 Йилдин бери дөләт мәҗлиси әзаси вәзиписини өтәп кәлгән тәд кеннедий америка демократлар партийисиниң муһим исимлиридин бири. У сиясий һаятида һәр даим әркинликни, очуқ пикирликни яқилап кәлгән. У ялғуз демократчиларниңла әмәс, бәлки башқа сияси көз қараштикиләрниңму охшашла һөрмитигә сазавәр болған. Униң сайисидә ишчи вә көчмәнләр һәққи, маарип, ташқи сиясәт вә пурсәттә баравәрлик болуш қатарлиқ җәһәтләрдә муһим илгириләшләр болди. Аилиси вә хизмәтдашлири тәд кеннедийни "ишчиларниң, йоқсулларниң вә мәзлумларниң авази" дәп тәриплиди.

Тәд кеннедий америкиниң ташқи сияситидиму зор тәсир қозғиған бир исим болуп, у америкиниң ирақта уруш қилишиға қаттиқ қарши чиққан иди. 2002 - Йилида америка дөләт мәҗлисидә ираққа уруш қозғаш яки қозғимаслиқ тоғрисидики рай синашта қарши аваз бәргән вә буни " америка дөләт мәҗлиси әзаси болуш сүпитим билән бәргән әң тоғра қарарим" дегән иди.

У, һазирқи америка президенти борак обаманиңму муһим қоллиғучисидин бири болуп, у қурултайда қилған сөзидә обаманиң йеңи дәвр лидерлиригә вә йеңилиққа вәкиллик қилидиғанлиқини ейитқан иди.

Америка хәлқиниң һөрмитигә сазавәр болған тәд кеннедийниң җәсити һазир бостондики җон кеннедий китабханисигә зиярәткә қоюлған болуп, һәр күни миңлиған кишиләр униң җәситини зиярәт қилип тәзийә билдүрмәктә. Тәд кеннедийниң дәпнә мурасими шәнбә күни бостонда елип берилидиған болуп, дәпнә мурасимида америка президенти брак обамаму сөз қилидикән. Тәд кеннедий вашингтондики арлиңтон миллий йәрликидә акилири җон кеннедий вә роберт кеннедийларниң йениға дәпнә қилинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.