Тинчлиқ әтрити тәшкилати 50 йилдин буян дуня җамаәтчиликигә хизмәт көрсәтмәктә

Peace Chourps Тәшкилатидики 8 миңдин артуқ киши һәрқайси дөләтләрдә қийинчилиққа учриған кишиләрниң дәрдини йәңгиллитиш хизмитигә өзини атиған.
Мухбиримиз әқидә
2011.03.03

1960-Йили америкиниң сабиқ президенти җон кенидий, америкиниң мишиган университетида нутуқ сөзләп, америкилиқларға, болупму йеңи университет пүттүргән оқуғучиларға тәрәққий қиливатқан, болупму намрат бир қисим дөләтләргә берип, җәмийәткә хизмәт қилишни, бу җәрянда уларға америкиниң сиясити, дөләт қурулмиси қатарлиқларни тоғра чүшәндүрүшни, қисқиси америкини дуняға тонутушни тәшәббус қилған иди. Сабиқ президентниң шу қетимлиқ нутқидин кейин, узун өтмәй америкида Peace Courps тәшкилати йәни тинчлиқ әтрити тәшкилати қурулди.

50 Йиллиқ хатирә күнини күтүвелишқа тәйярлиқ қиливатқан бу тәшкилатта, һазир 200 миңдин артуқ яш қиз-йигитләр хизмәт көрсәткәндин сирт, нөвәттә 8 миңдин артуқ киши һәрқайси дөләтләрдә қийинчилиққа учриған кишиләрниң дәрдини йәңгиллитиш хизмитигә өзини атиған. Тәшкилатниң асаслиқ әзалири, сабиқ президент җон кенидий тәшәббус қилғинидәк, йеңи оқуш пүттүргән яшлардин тәркиб тапқан болуп, тәшкилат һәқсиз мәдәнийәт билимлири тарқитиш, инглиз тили өгитишни нишан қилған.

Тексас университетини әла нәтиҗә билән пүттүргән ниша скариа тинчлиқ әтрити тор мәйданида елан қилинған мәлуматларға асасән, һиндонезийигә берип, инглиз тили оқутқучилиқи хизмитини таллиған болуп, у йолға чиқиштин бурун мухбирларға: “мән техи яш, һаятни қайси йол билән башлаймән, немә иш билән шуғуллинимән, бу җәһәттә ениқ бир қарарға кәлгиним йоқ, һиндонезийигә берип, у йәрдики кишиләрниң һаятиға азрақ болсиму иҗабий өзгириш беғишлисам, бу мән үчүн бәхт вә бу арқилиқ һаят тәҗрибәм юқири көтүрүлиду дәп қараймән” дәйду.

Пенсилванийә штатида турушлуқ яш травис блумлиңму инглиз тили дәрси бериш үчүн өзини тинчлиқ әтрити тәшкилатиға тизимлатқан болуп, у қайси дөләткә бериш қарарини күтүп турмақта. Қийинчилиқ ичидә яшаватқан кишиләргә маддий вә мәниви ярдәмләрни бериш үчүн, өзлириниму қийинчилиқ ичигә атқан бу яшлар, вәзиписи аяғлашқандин кейин америкиға қайтип келип һаят қәдимини башлиғанда, әлвәттә җәмийәт уларға кәң қучақ ачиду.

Тинчлиқ әтритиниң башқа ярдәм бериш түсини алған тәшкилатлардин пәрқи, чәт дөләткә берип яшаш вә шу дөләттә хизмәт қилиш болуп, тәшкилатниң тайландта турушлуқ рәһбири җон уилямисниң ейтишичә, тайландта хизмәт қиливатқан бу тәшкилатниң хизмәтчилири охшимиған саһәләргә ярдәм қолини сунғандин сирт, балиларниң билим игилишигә болупму инглиз тили өгинишигә алаһидә ярдәм көрситип, өзлирини худди тайланд пуқрасиға айлинип қалғандәк һес қилидиғанлиқини билдүрди. У йәнә " : бизниң мәвҗут болған барлиқ қийинчилиқларни толуқ һәл қилишимизға қурбимиз йәтмәслики мумкин, лекин ярдәм қолини сунуп һәл қилишқа болған тиришчанлиқимиз наһайити юқири " дәйду.

“омумән тәшкилатимизниң мәқсити, америкиниң ташқи дуня билән болған мунасивитини мустәһкәмләш вә чин достлуқ орнитиштин ибарәт” дегән уилямис йәнә, “бизниң әзалиримиздин ниша скариа, әң йирик мусулман дөләтлиридин бири һесабланған һиндонезийигә бериштин бурун азрақ ойлинип қалди, әмма һазир у наһайити хушал хизмәт қиливатиду” дәйду.

Ниша скариа өзи бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “мән һиндонезийини наһайити радикал, диний тәртип-қаидилири қаттиқ бир җәмийәт дәп тәсәввур қилған идим, әксичә болғанлиқини һес қилдим, бу йәрдики һәммә адәм меһман дост, очуқ көңүл болуп, мени қизғин күтүвалди, биз худди бир аилидики уруқ-туғқанларға айлинип қалдуқ, вәзипәм ахирлишип кетишкә тоғра кәлгәндә булардин қандақ айрилишимни билмәйватимән.”

Америка пуқралири һиндонезийигә охшаш бундақ дөләтләрдә тәқиб астиға елинған дегән хәвәрләрни аңлиған трависниң ата-аниси оғлиниң бихәтәрликидин әндишә қилип, униң қайтип келишини буйруған бирақ травис буни рәт қилип, ата-анисиға “мениң гуманлирим натоғра болуп чиқти, һиндонезийиликләр мени һөрмәт билән меһман сүпитидә күтүвалди, маңа алий еһтирам көрсәтти. Мән уларниң паалийәтлиригә, йиғинлириға қатнаштим һәтта мәсчитләргә бардим, улардин маңа һечқандақ зиянкәшлик кәлмәйду” дәп мәктуп йоллайду.

Һазирға қәдәр тинчлиқ әтритиниң 200 миңдин артуқ әзаси, өзбекистанни өз ичигә алған 140 дөләттә паалийәт елип бармақта. Ишәнчлик хәвәрләргә көрә, һәтта тинчлиқ әтрити тәшкилатида, америкида университет пүттүргән бир уйғур қизниң хизмәт қиливатқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.