Уйғур елигә қуруқ қол кәлгән бир хитай аял он йилда 100 мо йәргә игә болған


2006.03.02

Хитай һөкүмити гәрчә уйғур елидә милләтләргә баравәр муамилә қиливатқанлиқини ипадиләп кәлгән болсиму, әмма реал мәсилиләр әмәлий әһвалниң әксичә икәнликини көрситип турмақта.

Йеқинда биңтуән гезитидә елан қилинған бир мақалида, он йил илгири уйғур елигә қуруқ қол кәлгән гу йиң исимлик бир хитай аялниң һазир милйонерға айланғанлиқи тонуштурулған болуп, мәлуматларға қариғанда, атушқа охшаш уйғур йезилирида деһқанларниң киши бешиға тоғра келидиған терилғу йери йерим моғиму йәтмәйдикән.

Обзорчимиз пәрһат муһәммиди юқиридики әмәлий мисаллар арқилиқ хитай һөкүмитиниң пәрқлиқ муамилиси тоғрисида мулаһизисини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.