Зәйтинбурну муавин шәһәр башлиқи иляз сака: шәрқий түркистан хәлқи өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға еришиду

Иляз сака әпәнди зулумниң һеч қачан әбәдий давам қилмайдиғанлиқини, бир күни чоқум һәр милләт өз тәқдирини өзи бәлгиләйдиған һоқуққа игә болидиғанлиқини, шәрқий түркистан хәлқиму өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға еришидиғанлиқини билдүрди.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.01.10
Ilyaz-saka-305.jpg Иляз сака әпәнди шәрқий түркистанға алақидар ечилған мәлум бир йиғинда сөздә. (Вақти вә орни ениқ әмәс)
RFA/Arslan

Биз истанбул шәһиригә қарашлиқ зәйтинбурну наһийисиниң муавин шәһәр башлиқи иляз сака әпәнди билән шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. Иляз сака әпәнди, шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида сориған соаллиримизға тәпсилий җаваб бәрди.

Соал: һөрмәтлик әпәнди, сиз бир шәрқий түркистанлиқ шундақла бир муавин шәһәр башлиқи болуш сүпитиңиз билән шәрқий түркистан мәсилиси үчүн қандақ хизмәтләр елип бериливатиду? буниңдин кейин қандақ бир хизмәт қилишни ойлаватисиз?

Җаваб: шәрқий түркистан мәсилиси һәммидин аввал бир инсанийәт мәсилиси, бу мәсилә пәқәт шәрқий түркистанлиқларниң яки сиясий җәһәттин башқа бир мәлум дөләтниң мәсилиси әмәс бәлки шәрқий түркистан мәсилиси бир инсанийәт мәсилисидур, чүнки һәр қандақ бир милләт өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә. Бу мәсилә шәрқий түркистан азадлиққа еришкәнгә қәдәр инсанийәтниң мәсилиси болуп давам қилиду. Мән алди билән бир дөләт кадири болғанлиқим үчүн өз вәзипәмни җайида қилишқа бәлки техиму артуқ қилишқа тиришимән, чүнки бу йәрдә инсанлар маңа қизиқиш вә һәвәс қилиш билән қарайду. Мән бу йәрдә ишлигән бир хаталиқ пүтүн шәрқий түркистанлиқларниң образиға тәсир йәткүзүш еһтимали болғанлиқи үчүн мән вәзипәмни ашуруп қилишқа тиришиватимән. Әлвәттә шәрқий түркистан мәсилиси үчүн имканийәтниң йетишичә қолимиздин келишичә бир ишлар қилишқа, керәклик қәдәмләр бесишқа, бу мәсилә һәққидә қериндашлар билән мәслиһәтлишиш, пикир-алмаштуруш вә хизмәт-паалийәт қилған қериндашларға маддий-мәниви җәһәттин ярдәм беришкә тиришип келиватимән.

Соал: үрүмчи қирғинчилиқиниң келип чиқишиға ким сәвәбчи дәп қарайсиз?

Җаваб: алди билән вәқәни ениқ тәкшүрүп чиқиш керәк, у тупрақлар шәрқий түркистанлиқларниң тупрақлири, бүгүнки күндә мисал қилидиған болсақ, намәлум бир дөләтниң инсанлири башқа бир инсанларниң земиниға берип, у йәрдики инсанларни өлтүрсә у вәқәниң келип чиқишиға шу йәрлик хәлқ сәвәбчи болди, дейиш мәнтиқигә уйғун боламду? әлвәттә уйғун әмәс. Мәсилигә мушундақ қараш керәк, у йәргә сирттин кәлгәнләрни немишқа кәлдиң дәп сораш керәк. У йәрниң миллий мәдәнийәт түсини, нопус қурулмисини немишқа өзгәртиң дәп сораш керәк. Немә үчүн у йәрдики инсанлар ишсиз қалиду? немә үчүн иқтисади имканларға чәклимә қоюлиду, немә үчүн қийинчилиқларға учрайду? буларни сораш керәк. Шәрқий түркистанлиқларниң өз тәқдирини өзи бәлгиләшкә йол қоюш керәк. Өз тәқдирини өзи бәлгиләш ялғуз шәрқий түркистанлиқлар үчүн әмәс бәлки дунядики пүтүн милләтләр үчүн күчкә игә. Мәйли уйғур болсун, мәйли хитай болсун, мәйли японлар болсун мәйли америкилиқ болсун өз вәтинидә өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә болуш керәк. Мәсилигә бу нуқта билән қарайдиған болсақ, шәрқий түркистан хәлқи һәқсизлиққа учриди, шәрқий түркистан хәлқи қәтли қилинди. Әгәр шәрқий түркистанда әҗнәбий инсанлар кәлмигән болса иди, һәр милләт өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға игә болса иди, һеч қандақ йәрдә қәтлиам вә қирғинчилиқ йүз бәрмәйтти, дуняда һеч ким һәқсизлиққа учримайтти.

Соал: 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитайлар уйғур елигә көпләп мәбләғ салғанлиқини вә тәрәққий қилдуруш үчүн хизмәт ишләватқанлиқини дава қиливатиду, сизчә хитай даирилириниң уйғур дияриға мәбләғ селиши һәм тәрәққиятиниң уйғурларға бир пайдиси боламду?

Җаваб: бу бир империалист күчләрниң ялғанчилиқи, дуняниң һәр йеридә империалист күчләр бир йәрни сүмүрүш үчүн ашундақ ялған явидақларни тоқуп чиқиду, мәбләғ селиш, тәрәққий қилдуруш, заманивилаштуруш, дегәнгә охшаш қуруқ шоарлар һәр йәрдә җар селинған ялған гәпләрдур. Һеч ким униңға ишәнмәйду, мәбләғ селиш вә тәрәққий қилдуруш намида инсанларни бир йәрдин башқа бир йәргә көчүшкә мәҗбурлаш, миллий мәдәнийәтни йоқ қилиш, қирғинчилиққа йол ачидиған һадисиләрниң йүз беришигә зорлиғанлиқ болиду. Инсанлар яхши йейиш вә ичиштин бәкрәк әркин яшаш билән хушал болиду. Чүнки инсанлар үчүн йемәк-ичмәктин бәкрәк әркинлик қиммәтлик һесаблиниду, шуниң үчүн инсанларға әркинлик берилиши керәк, инсанлар җисманий вә роһи җәһәттин әркин бөлиши керәк, әркин сөзләш, әркин пикир қилиш һоқуқи болуши керәк, һәр қандақ милләт өз миллий өрүп-адәт вә мәдәнийити билән биргә заманиви дуня билән яшаш әркинликигә игә болуши керәк. Хитайниң бу тәрәққият вә мәбләғ селиш шоарлири шундақла ишқа орунлаштуруш, турмушни яхшилаш дегәнгә охшаш қуруқ шоарлар билән инсанларни шәрқий түркистанда ичкири өлкиләргә көчүшкә зорлаш, вә уларниң орниға ичкиридин хитайларни көчүрүп йәрләштүрүш сияситини қандақму тәрәққият дегили болсун, хитайниң тәрәққияти буму? буни қандақ чүшәндүриду? мәсилә пәқәт йейиш, яхши яшаш болса иди, дуняниң мәлум дөләтлири бар пүтүн инсанлар шу йәргә кәткән болатти, әмма бу йәрдә вәтән, милләт дегән бир чүшәнчә бар, буниңға көз юмуп яшаш мумкин әмәс, әмма һеч қачан шуни унтумаслиқ керәкки, зулум һәргизму давам қилмайду, бир күни чоқум һәр милләт өз тәқдирини өз бәлгиләйдиған һоқуққа игә болиду, шуниң билән шәрқий түркистан хәлқиму өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқиға еришиду вә шәрқий түркистан азад болиду, мән буни көзлирим билән көридиғанлиқимға ишинимән.

Соал: шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида башқа қошумчә қилип демәкчи болған сөзиңиз барму?

Һәр бир шәрқий түркистанлиқ өзиниң шәрқий түркистанлиқ икәнликини һеч қачан унтумаслиқ керәк вә һәр заман шәрқий түркистанда яшаватқан қериндашлирини һеч қачан унтумаслиқ керәк болған бир мәсулийити бар, һәр қандақ бир шәрқий түркистанлиқ ишлигән һәр қандақ бир хата һәрикәт шәрқий түркистан даваси үчүн зиян елип келиду, һәр қандақ бир тоғра һәрикәт у йәрдики шәрқий түркистанлиқлар үчүн пайда елип келиду. Буни давамлиқ һес қилип яшаш керәк. Биз дуняниң көплигән йәрлиридә бәзи пайдилиқ шараитларни көрүватқан болсақ, бу пәқәт у йәрдики инсанларниң вә бизниң шәрқий түркистанлиқ болғанлиқимизниң пайдиси сәвәбидин қулайлиқ шараитларни көрүватқанлиқимизни унтумаслиқимиз керәк. Ризқимизда бир моллуқ болса буниң муһаҗирлиқимиз билән мунасивити бар. Биз пул-мал үчүн әмәс, тилимиз вә динимиз билән яшашни шундақла аллаһни рази қилишни мәқсәт қилип һиҗрәт қилдуқ, аллаһ дин вә тил үчүн һиҗрәт қилған инсанларға кәткән йәрлиридә чоқум кәңричилик бериду, шуниң үчүн буниң қәдригә йетиш керәк. Бу кәңричилик вә әркинликниң әсли мәнбәси ана вәтәндин айрилғанлиқимиз үчүндур. Шуниң үчүн буни һеч қачан унтумаслиқ керәк вә қиливатқан хизмәтлиримизни әң яхши шәкилдә қилишимиз үчүн тиришчанлиқ көрситишимиз керәк.

Иляз саканиң қисқичә тәрҗимиһали

Иляз сака 1962-йили түркийиниң маниса шәһиригә қарашлиқ салиһли наһийисидә қазақ аилидә дуняға кәлгән. Униң ата-аниси 1952-йили уйғур елидин түркийигә һиҗрәт қилған қазақлардин болуп, улар 1967-йилидин буян зәйтинбурнуда яшимақ икән. Иляз сака истанбул университети сиясий пән факултетини пүттүргәндин кейин бир қанчә аммиви тәшкилатларниң рәиси болуп хизмәт қилған вә 1999-йилдин 2004-йилғичә зәйтинбурну муавин шәһәр башлиқи болуп хизмәт ишлигән. Кейин шәһәр башлиқиниң катипи болуп хизмәт қилған, 2009-йилдин башлап һазирғичә зәйтинбурну наһийилик муавин шәһәр башлиқи болуп хизмәт қилип кәлмәктә. У бир тәрәптин һөкүмәт хизмити билән мәшғул болса йәнә бир тәрәптин шәрқий түркистан мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан вә шәрқий түркистан мәсилиси үчүн хизмәт қилишқа тиришчанлиқ көрситиватқан шәхсләрдин бири һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.