Хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилирини террорчилиқ билән әйиблиди
2005.09.06
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи террорчилиққа қарши туруш идарисиниң муавин башлиқи җав юңчин дүшәнбә күни бейҗиңда ечилған хәлқаралиқ қанун йиғинида уйғур мустәқилчилирини өткәнки он йил җәрянида уйғур ели вә башқа җайларда 260 қетимдин артуқ террорлуқ һуҗум қозғап, 160 адәмниң өлүши вә 440 адәмниң ярилинишини кәлтүрүп чиқарди дәп әйиблиди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиридә ейтилишичә, бу хитай һөкүмитиниң "шәрқий түркистанчилар" ға зәрбә бериш һәрикити җәрянида кәмдин- кәм ашкарилиған санлиқ мәлуматлири һесаблинидикән.
Җав юңчин сөзидә " шәрқий түркистан террорчилири хитайниң ичи вә сиртида террорлуқ һәрикәтләрни елип барди. Улар хитайғила тәһдит болуп қалмастин, бәлки пүтүн раюнниң бихәтәрлики вә муқимлиқи үчүн тәһдитдур." Дегән. У 2003 - йили қирғизистанниң нарин областида йүз бәргән аптубусни көйдүрүш вәқәсини шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати садир қилди дәп көрситип, буни шәрқий түркистан мустәқилчилири елип барған террорлуқ һоҗумларниң типик мисали сүпитидә тилға алған.
Шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилати хитайниң әйиблишини рәт қилди
Бу арида шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатиниң йитәкчилириниң бири аблимит турсун әпәнди хитай һөкүмитиниң юқириқи әйиблишини рәт қилип, мундақ деди:
Шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатиниң бу иш билән һечқандақ алақиси йоқ. Шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатиниң бирдин-бир мәқсити хитай басқунчилирини уйғур земинидин қоғлап чиқирип, шәрқий түркистанни мустәқил бир дөләт қилип қуруп чиқиш.
"Шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатиниң бу иш билән һечқандақ алақиси йоқ. Шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатиниң бирдин-бир мәқсити хитай басқунчилирини уйғур земинидин қоғлап чиқирип, шәрқий түркистанни мустәқил бир дөләт қилип қуруп чиқиш. Әгәр бу вәқә вәтәндә болди яки вәқәдә өлгүчиләрниң көпи яки һәммиси хитай болған болса, бундақ дейиш бираз әқилгә уйғур болатти. Бу вәқә қирғизистанда йүз бәрди һәм өлгүчиләрниң мутләқ көп қисми уйғурлар. Буни йәнә уйғур тәшкилатилири қилди дейиш пәқәт әқилгә сиғмайдиған бир мәсилә. 11- Сентәбирдин кейин хәлқарадики терроризмға қаши туруш шамилидин пайдилинип уйғурларни шу земиндин давагәрсиз қилимән дәп, түрлүк усул тәдбирләрни қоллинип хитай буни ойнаватиду. Буни хәлқара җамаәтму билиглик, уйғур хәлқиму билиглик. Әмма, бундақ қилип, хитай һечқачан ғәлибигә еришәлмәйду, һәм бу қалпақни бизгә кийгүзүп болалмайду".
Йешилмигән сир
2003 - Йили 26 - март күни қирғизистанниң уйғур аптонум райони билән болған чегрисиға йеқин җайда бишкәктин қәшқәргә қарап маңған қәшқәр аптобус калониниң бир йолучилар аптобуси туюқсиз һуҗумға учрап, аптубустики 21 адәм етип өлтүрүлүп, аптобус билән қошуп көйдүриветилгән. Уларниң ичидики 16 си уйғур содигәрлири иди.
Торғат чегриси әтрапида йүз бәргән у қетимқи аптубусни булаш- талаң қилип көйдүрүш вәқәси һазирғичә толуқ ениқланмиған. Исмини ашкарилашни халимайдиған юқири дәриҗилик бир қирғиз тәптиш әмәлдариниң илгири радиойимизға билдүрүшичә, бу вәқәдә нурғун гуманлиқ нуқтилар бар болуп, барлиқ йолучилар алди билән меңисигә оқ тигип, андин көйдүрүлгән. Алақидар даириләр йолучиларниң зәһәрлик газ билән һошсизландурулғандин кийин етилип, көйдүрүлгәнликидин гуманланған. Униң үстигә дезил мейи билән маңидиған бу йолучилар аптубусиниң шопури оттура йолда икки туң бинзин сетивалған болуп, аптубустики хитай шопурини өз ичигә алған үч кишиниң из - дерики һазирғичә йоқ икән. Қирғиз сақчи даирилири бу үч кишиниң дило билән четишлиқ болуши мумкинликидин гуманланмақта икән.
Һалбуки вәқә техи пүтүнләй ениқланмиған бир шараитта, хитайниң террорчилиққа қарши әмәлдари җав юңчин бу вәқәни шәрқий түркистан азатлиқ һәрикити туғдурған дәп әйиблиди.
Хитайниң санлиқ мәлуматлири гуманлиқ
Хоңкоңда турушлуқ хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити тәтқиқатчиси николас бәкулин әпәнди хитай һөкүмитиниң уйғур мустәқилчилири үстидики әйибләшлиридин гуманлинидиғанлиқини оттуриға қойди. У мундақ деди:
"Хитай һөкүмитиниң уйғур елидә җиддий террорлуқ тәһдити мәвҗут дегән әйибләшлиригә вә бәргән санлиқ мәлуматлириға ишәнгили болмайду. Бу санлиқ мәлуматларниң көпинчисидә мәсилә бар. Биз хитай һөкүмитиниң бу санлиқ мәлуматларға қандақ еришкәнликини билмәймиз. Хитай даирилири тинч һалда өз пикрини оттуриға қоюш билән террорчилиқни пәрқләндүрмәйдиған болғачқа, биз қанчә вәқәниң һәқиқий террорлуқ вәқәси, қанчилириниң хитай һөкүмити тәрипидин террорчилиқ дәп қариланғанлиқини уқмаймиз. Мениңчә, хитай һөкүмити террорлуқ тәһдитни көтирип чиқип, өзиниң уйғур елидики һакимийитини һәқләштүрүшкә уруниватиду.
Николас бәкулин йәнә хитай һөкүмитиниң террорчилиққа қарши күрәшни баһанә қилип, уйғур елидә йүз бериватқан җиддий вә еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини йошуриватқанлиқини билдүрди.
Бир- биригә зит сөзләр
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң сәйшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, җав юңчин сөзидә йәнә уйғурларниң мустәқиллиқ паалийәтлирини талибан, әл - қайдә вә өзбекистан ислам һәрикити қатарлиқ террорлуқ тәшкилатларға четип әйиблигән. Әмма бу һәқтә түзүк испат көрситәлмигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң террорчилиққа қарши әмәлдари җав юңчинниң сөзи шундақла йәнә уйғур аптонум районлуқ һөкүмәтниң рәиси исмайил тиливалдиниң буниң алдида бәргән баянатиға пүтүнләй зит болуп, исмайил тиливалди бу йил 3 - айда бәргән баянатида, 1990 - йилдин 2001 - йилиғичә болған арилиқта уйғур елиниң бихәтәрликиниң яхши болғанлиқини, террорчилиқ вә зораванлиқ вәқәлириниң асасән йүз бәрмигәнликини билдүргән иди. ( Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай шәрқий түркистан азадлиқ тәшкилатини нарин вәқәсигә чатти
- Хитай һөкүмити террорчилиққа қарши урушта америка билән һәмкарлишиватамду?
- Уйғур елидә террорчилиққа қарши һәрбий маневир елип берилди
- Хитай һөкүмити уйғур елидә террорчилиққа қарши сақчи тәрбийиләш мәркизи қурмақчи
- Ваң лечүән, рабийә ханимни террорлуқ паалийәт уюштурмақчи дәп әйиблиди
- Хитай қуруқлуқ армийиси үрүмчидә тәйярлиқ топчилар полкини қурди
- Хитай террорчилиққа қарши қанун бекитмәкчи