Аояма: бу террор әмәс, бәлки мустәқиллиқ һәрикитидур

Японийидә тонулған хитай ишлири тәтқиқатчиси аояма японийиниң кобе шәһиридә туғулған. Васеда университетини тамамлап, “кйодо хәвәрлири” дә журналист болған. Һазир “митсубиши сого кенкйоҗо” тәтқиқат мәркизиниң мәсули вә баш тәтқиқатчиси. У кинки университетиниң тәклиплик профессори.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.01.15
toghra-yolgha-qarap-ketiwatqan-yaponiye-305.jpg “тоғра йолға қарап кетиватқан японийә” намлиқ китабниң муқависи. 2013-Йили январ.
RFA/Qutluq Haji

Аояма йеқинда P H P нәшрияти тәрипидин нәшр қилинған “тоғра йолға қарап кетиватқан японийә” намлиқ 324 бәт, бәш бабтин тәркиб тапқан мәзкур әсириниң муқависида: “үрүмчи вәқәси, хитай дөлити қурулғандин буян йүз бәргән зор вәқә” дегән темини алаһидә әскәрткән. Китабниң иккинчи бабида болса, “бу террор әмәс, бәлки мустәқиллиқ һәрикитидур” сәрләвһиси билән, 2008-йили 4-авғуст қәшқәрдә йүз бәргән икки уйғур яшниң хитай әскәрлиригә қарши елип барған күришиниң террорлуқ һәрикити әмәс, бәлким мустәқиллиқ күриши икәнлики тоғрисида тохталған.

Аптор китабида мундақ баян қилған:
2008-Йили 4-авғуст күни, уйғурларниң йеқинқи заман тарихида тунҗи қетим шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурған қәшқәрдә, шәрқий түркистан мустәқилчилиридин 33 яшлиқ абдурахман азад, 28 яшлиқ қурбанҗан һемиттин ибарәт икки нәпәр уйғур қәһримани әтигәнлик чениқишқа чиққан хитай чегра мудапиә қисимлириниң әскәрлиригә һуҗум қилип, 17 әскәрни өлтүрүп,йәнә 16 әскәрни еғир яриландурғанлиқи һәққидики хәвәр, дуняниң һәр қайси җайлиридики мәтбуатларда һәр хил шәкилдә орун алди. Хитай мәтбуатлири бу уйғур қәһриманлириниң һәрикитини террорлуқ һәрикәт дәп тәшвиқ қилишқа башлиди. Шәрқий түркистан мустәқилчилириниң батуранә һуҗумидин дуня йәнә бир қетим шәрқий түркистан уйғурлириниң өз мустәқиллиқини қолға кәлтүрүштә, толуп-ташқан җасаритиниң барлиқини һес қилди. Җүмлидин японийә хәлқи икки уйғур яшниң қәһриманлиқидин тәсирлиниш билән биргә, хитай һөкүмитиниң бу вәқәни баһанә қилип туруп уйғурларни бастурушни техиму еғирлаштурушидин әндишә қилди. Хитай мәтбуатлири бу уйғур қәһриманлириниң һәрикитини террорлуқ һәрикәт дәп тәшвиқ қилишқа башлиди. Икки яш оттуз нәччә хитай армийиси билән елишса бу шу милләтниң мустәқиллиқ һәрикити болмай, қандақму террорлуқ һәрикитигә мәнсуп болсун?

Аояма әсиридә уйғурларниң елип бериватқан барлиқ һәрикәтлириниң хитай һөкүмити тәрипидин террорлуқ һәрикәт дәп қарилип, дуняға уйғурларни террорчи қилип көрситиш арқилиқ, хитай һөкүмити өзлирини террорниң қурбани қилип көрсәтмәкчи болған болсиму, әмма хитайниң бу һийлә-нәйрәңлириниң дуня җамаәтчилики алдида аллиқачан ашкариланғанлиқини, афғанистанда тутулуп, гуәнтанамоға қамалған уйғурларниң һечқандақ террорлуқ тәшкилатларға четишлиқ болмиған гунаһсиз уйғурлар икәнликиниң өзила уйғурларниң елип бериватқан барлиқ һәрикәтлириниң мустәқиллиқ күриши икәнликини қәйт қилған. Бу һәқтә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң рәиси долқун әйса аояманиң көз қарашлириға өзиниң тамамән қошулидиғанлиқини билдүрүп өтти.

Аптор әсиридә хитай пуқралири билән уйғурларниң қанун алдида пәрқлиқ һөкүм қилинидиғанлиқи үстидә тохтилип, төвәндикидәк баян қилған:
Хитай пуқралири пичақ билән хитай армийисигә,хитай сақчилириға вә пуқралириға һуҗум қилса бу террорлуқ һәрикәткә кирмәйду. Әмма, уйғурларниң барлиқ мустәқиллиқ һәрикәтлири террорлуқ һәрикәт һесаблиниду. Диний ’етиқад, мәдәнийәт җәһәттин пәрқлиқ болған икки милләтниң оттурисидики қаршилиқ һәрикити һәргиз террорлуқ һәрикәткә кирмәйду. Бу йәрдики мәсилә мустәмликә қилинғучи билән мустәмликә қилғучи оттурисидики күрәш, мустәмликә қилинғучи әлвәттә мустәмликидин қутулуш үчүн, күрәш қилиду. Җүмлидин уйғурлар өз вәтини шәрқий түркистанни тарттуруп қойғанлиқи үчүн, ана вәтини шәрқий түркистанни мунқәрзликтин қутулдуруш үчүн, әлвәттә бу милләтниң пидакар яшлири көкрәк кирип оттуриға чиқиду.

Хитай ишлири тәтқиқатчиси аояма, хитайниң террор қалпиқини 11-сентәбир вәқәсидин пайдилинип өзигә қалқан қилип, уйғурларни бастуруватқанлиқини тәнқид қилиш билән биргә, уйғурларниң барлиқ қаршилиқ һәрикәтлириниң адаләт йолида елип бериватқан һәққаний күрәшлири икәнликини билдүриду. Уйғурларниң террорчилиқниң қурбани болуватқанлиқи һәққидә уйғур сиясий көзәткүчиләрдин доктор тумуһәмммәт қисқичә тохтилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.