Хитай баш көтүргәнсери, тәйвән әркинлик - демократийидә чекиниватамду?

Америка әркинлик өйиниң тәтқиқатчи мудири киристофер валкер, түнүгүн америкиниң ғәрбий қирғиқидики лос анҗилис шәһиридә ечилған муһакимә йиғинида, хитайда иқтисад тәрәққи қилдурулғансери, хәлқниң пикир әркинлики шунчә қаттиқ бастурулуватиду, тәйвәнму хитайниң тәсиригә учриди, тәйвәндә һәтта рабийә қадирға виза бәрмәсликтәк әркинлктә чекиниш һадисилири йүз бәрди, дәп көрсәтти.
Мухбиримиз вәли
2010.11.16
Rabiye-xanim-Teywen-naxsha-cholmpini-305.jpg Сүрәт, рабийә ханим, 23 - сентәбир, тәйвәндики инсан һәқлири вә аммиви тәшкилатларға вакалитән рабийә ханимни тәйвәнгә тәклип қилип кәлгән тәйвән йаш нахша чолпини Freddy билән сөһбәт өткүзүп, тәйвәнгә бериш тәклипигә мақуллуқини билдүргәндин кейин мухбирларниң соаллириға җавап бериватқан көрүнүш.
RFA Photo / Gulchehre

Америка әркинлик өйиниң тәтқиқатчи мудири киристофер валкер, түнүгүн америкиниң ғәрбий қирғиқидики лос анҗилис шәһиридә ечилған муһакимә йиғинида, тәйвән көчмәнлири билән сөһбәтләшкәндә, хитайдики вә тәйвәндики әркинлик әһвали, болупму учур әркинлики әһвали һәққидә сөз қилди.

Америка авазиниң баян қилишичә, америка әркинлик өйиниң тәтқиқатчи мудири киристофер валкер түнүгүнки сөзидә, бир нәччә йилдин буян, хитай иқтисадий җәһәттә юқири өрләп, һәрбий қисимлирини күчләндүрүп баш көтүргәнсери, тәйвән әркинлик - демократийидә, болупму учур әркинлики җәһәттә чекиниватиду. Бу, пүтүн дуня иқтисадий кризис ичидә туруватқанда, хитайда иқтисад юқири өрлигән, әмма хәлқниң әркинлики төвәнләп кетиватқан вәзийәтниң тәйвәнгә көрсәткән тәсири, дәп көрсәтти.

Хитай әркинликтә илгирилимиди, әмма тәйвән чекинди

Әркинлик өйиниң тәтқиқатчи мудири киристофер валкерниң ейтишичә, әркинлик өйиниң 2008 ‏ - йиллиқ доклатида, финландийә, шиветсийә қатарлиқ дөләтләр учур әркинлики җәһәттә дуня буйичә әң яхши дөләт;, шимали корийә, берма қатарлиқ дөләтләр учур әркинлики җәһәттә дуня буйичә әң начар дөләт дәп көрситилгән иди.

Америка болса учур әркинлики җәһәттә дуня буйичә әң яхши болған дөләтләрдин кейинки иккинчи рәткә тизилған, йәни 24 ‏ - орунда туратти. Тәйвән болса учур әркинлики җәһәттә америкидин сәл төвән, йәни 32 ‏ - орунда туартти. Әмма асия буйичә 1‏ - орунда туратти. Хитай болса, дунядики 196 дөләтниң ичидә, учур әркинлики җәһәттә әң начар дөләтләр қатарида, йәни 181 ‏ - орунда туратти. 2010 ‏ - Йилиға кәлгәндә, хитайниң учур әркинлики җәһәттики орнида өзгириш болмиди, әмма тәйвәнниң орнида өзгириш болди.

Киристофер валкер тәйвәнниң дуня буйичә учур әркинлики җәһәттики орнида йүз бәргән өзгиришни тилға алғанда, 2008‏ - йили учур әркинлики җәһәттә дуня буйичә 32 ‏ - орунда турған, аися буйичә 1‏ - орунда турған тәйвән, 2010‏ - йилида 47‏ - гә чүшүп қалди, дәп көрсәтти. Униң ейтишичә, тәйвәндә сода гуруһлири гезит, телевизийиләрни сетивалғандин кейин, тәйвәнниң сода гуруһлири сетивалған бу учур вастилири хоҗайинлириниң сода вә сияси мәнпәәтлиригә ян басти. Хәлқниң учур әркинликини боғуш җәһәттә һөкүмәткә ярдәмләшти. Һәтта, тәйвәндә уйғур һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадирға виза бәрмәсликтәк әркинлик вә демократийидә чекиниш вәқәси йүз бәрди. Худди коммунист хитай һөкүмитигә охшаш, 1‏ - өктәбир күнидә, тәйвәндиму фалунгоңчиларниң телевизийә программилирини, тибәтләр вә уйғурлар һәққидики муһим программиларни дәхли - тәрузгә учратти.

Америкиниң тәйвәндә әркинлик вә демократийиниң чекинип кәткәнликигә көңүл бөлүш мәҗбурийити бар

Тәйвәнниң әсли аһалилириниң тили буйичә формоза фонд җәмийити дәп аталған бир чоң фонд җәмийитиниң башлиқи терри гелисму, лос анҗилис шәһиридә ечилған муһакимә йиғинида,тәйвәндә йүз бериватқан әркинлик җәһәттики чекинишни дәл коммунист хитайниң тәсиридә пәйда болған чекиниш дәп көрсәтти. Униң ейтишичә, тәйвәндики TVBS телевизийә қанили, җуңтйән, дуңсен, җуңго гезити дегән учур вастилири, һазир чоң қуруқлуқтики коммунист хитайниң әхләтлиригә айлинип болди. Бу учур вастилири һазир тәйвәндә, коммунист хитай яқтурмайдиған әрбапларни тәнқидләйдиған, гоминдаңчиларниң өзини күчләндүрүши үчүн демократийә - илғарлиқ партийисиниң рәһбири чен шуйбйәнни давамлиқ сотлашта қоллинидиған вастиға айлинип қалди.

Формоза фонд җәмийитиниң башлиқи терри гелис бу йиғинда қилған сөзидә, америкиниң, гәрчә тәйвәндә қайси партийиниң һоқуқ тутушиға көңүл бөлмисиму, әмма тәйвәндә әркинлик вә демократийиниң чекинип кәткәнликигә көңүл бөлүш мәҗбурийити бар, дәп көрсәтти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.