Тәйвәнликләрниң дөләт кимлики һәққидә тарихшунаслар йеңи дәлил көрсәтти
Мухбиримиз вәли
2009.04.24
2009.04.24
Тәйбей тинчлиқ шәртнамиси 1952 - йили имзаланған
Америка авазниң баян қилишичә, тәйвән музейиниң йеңи башлиқи лин мәнхоң 4 - айниң 19 - күни лос анҗилистики бир илмий муһакимә йиғинида ,1951 - йилидики 'санфирансеско тинчлиқ шәртнамиси' дин башқа, 1952 - йили йәнә бир 'тәйбей тинччлиқ шәртнамиси' имзаланғанлиқини испатлиған. Униң ейтишичә, бу мәсилә худди тәйвәнликләр арисида давамлишиватқан 'тәйвәнликләрниң дөләт кимлики техичә бекитилмигән' дегәндәк әмәс, бәлки тәйвәнликләрниң дөләт кимлики 'тәйбей шәртнамиси' да аллиқачан ениқ бекитилгән.Лин мәнхоң америкидики харвард университетини пүттүргән тарих пәнлири доктори, тәйвәнниң йеқинқи заман тарихини тәтқиқ қиливатқан мутәхәссис. У бултур тәйвән президент мәһкимисиниң қаримиқидики дөләт тарих музейиниң башлиқлиқиға тәклип қилинған.
Тәйвәндики дөләт тарих музейиниң башлиқи лин мәнхоң йеқинда тәйвән президент мәһкимисиниң бағчисидики тәйбей меһманханисида , йәни 1952 - йили японийә билән тинчлиқ шәртнамә имзаланған орунда, әйни вақитта имзаланған 'тәйбей тинчлиқ шәртнамиси'ниң хитайчә, инглизчә әсли нусхисини көргәзмә қилишқа тәйярлиқ қиливатиду.
'Санфирансеско тинчлиқ шәртнамиси' ниң күчкә игә болидиған вақти
Тәйвәндики дөләт тарих музейиниң башлиқи лин мәнхоңниң лос анҗилистики бир илмий муһакимә йиғинда дәлил көрситишичә, 1951 - йили 9 - айда имзаланған 'санфирансеско шәртнамиси' да урушта мәғлуп болған японийә һәққидә бир қатар ениқ бәлгилимә бар. Әмма әйни вақит америка билән хитай хәлқ җумһурийити бир - биригә қарши һалда корийә урушиға қатнишиватқан вақит иди. Шуңлашқа, бәлгилимә бойичә, тәйвәнгә мунасивәтлик болған японийә өзи чәтәлниң һәрбий күчлири контрол қилип турмайдиған болғанда, у, тәйвән мәсилисигә мунасивәтлик болған башқа бир дөләт билән тинчлиқ шәртнамиси имзалиғанда, андин күчкә игә болатти. Шуңлашқа 'санфирансеско тинчлиқ шәртнамиси'ниң күчкә игә болуши 1952 - йили 4 - айниң 28 - күни җуңхуа минго билән японийә оттурисида 'тәйбей тинчлиқ шәртнамиси' имзаланғандин кейинла, шу күнидин башланған.Лин мәнхоңниң ейтишичә, 'санфирансеско шәртнамиси' да, японийә өзиниң земини қиливалған тәйвән арили билән пеңху арилидин ваз кечиду, дәп бәлгиләнгән иди. Әмма қайси дөләткә өткүзүп берилидиғанлиқи тилға елинмиған. Бу шәртнамә 'тәйбей тинчлиқ шәртнамиси' имзаланғандин кейинла күчкә игә болған иди. Әмәлийәттиму, җуңхуа минго һөкүмити, японийиниң земини дәп қарилидиған тәйвән билән пеңху арилини игиләп турған һалда японийә билән 'тәйбей шәртнамиси'ни түзгән иди. Демәк, буниңға , тәйвәнликләрниң дөләт кимлики тәйбей тинчлиқ шәтнамидисин кейинла аллиқачан ениқ болған иди.
1978 - Йилидики 'хитай - япон тинчлиқ шәртнамиси' да тәйвән тилға елинмиған
Бәзиләр 1978 - йили җуңхуа хәлқ җумһурийити билән японийә оттурисида тинчлиқ шәртнамиси имзалиғандин кейин 'тәйбей тинчлиқ шәртнамиси' күчтин қалған, дәватиду. Әмәлийәттә бу шәртнамида тәйвән мәсилиси тилға елинмиған. японийә билән җуңхуа хәлқ җумһурийити дипломатик мунасивәт орнатқандики шәртнамидиму, тәйвән мәсилиси тилға елинмиған. Пәқәт тәйвән кәнпитила шуниңдин кейин японийидики базиридин мәһрум қалди, униңдин башқа өзгириш болмиди.Лин мәнхоңниң қаришичә, тәйвән пеңху араллиридики адәмләр 'йәрлик' яки 'сирттин кәлгән' дәп айриветилмәслики керәк.
Тәйвәндики дөләт тарих музейиниң башлиқи тарихшунас лин мәнхоңниң ейтишичә, 60 йилдин буян тәйвәндә көп адәмниң бу тәйбей тинчлиқ шәртнамисидин хәвири йоқ. Коммунист партийә тәйвәнни өзиниң қиливалмақчи, гоминдаң қайтидин чоң қуруқлуқни қайтурувалмақчи, тәйвәнликләр сирттин кәлгәнләрни қоғлап чиқармақчи, шуңлашқа һечқайсиси бу 'тәйбей тинчлиқ шәртнамиси' ни тилға алмай кәлди вә һәм тәйвәнликләрниң дөләт кимлики бекитилмиди' дегәнни көп тәкитләп кәлди. Әмәлийәттә, тәйвән, пеңху араллириниң җуңхуа мингониң земини икәнлики, бу араллардики адәмләрниң җуңхуа мингониң пуқраси икәнлики аллиқачан бекитилип болунған. Улар йәрлик яки сирттин кәлгән дәп айрип қаралмаслиқи керәк.