4-Июн тйәнәнмин тутқуни җу геңшеңниң хитай түрмисидики қийин-қистақ һәққидә ейтқанлири

Җу геңшең өзиниң хитай түрмисидики қийин-қистақ арқилиқ мәҗбурий иқрар қилдурулуш җәрянида көп хил җазалаш түрлирини баштин кәчүрүп, җисманий һәм роһи җәһәттики мәҗруһқа айланғанлиқини баян қилған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.08.31
tiananmen-tanka-305.jpg Тйәнәнмиңә бесип киргән һәрбий танкилирини тосуп турған пуқра. 1989-Йили 4-июн, бейҗиң.
www.boxun.com

1989-Йили 3-июн күни кечиси, тйәнәнмин мәйданида намайиш қиливатқан оқуғучиларни бастуруш үчүн, бейҗиңға кириватқан танкиларни тосувелип, хитай армийисиниң тйәнәнмен мәйданиға киришини кечиктүргән бир қисим бейҗиңлиқларни хитай һөкүмити “әксилинқилаби топилаңчилар” дәп қолға елип җазалиған. Уларниң бәзилири түрмидә мәхпий өлтүрүветилгән. Әйни йили танка тосувалған бу кишиләр, хитай демократлири тәрипидин “тйәнәнмен қәһриманлири” дәп мәдһийилинип хатирилинип кәлмәктә. 1989-Йили 24 яшқа киргән бейҗиңлиқ кийим тиккүчи җу геңшең әнә шу хитай танкилирини тусувалғучилар ичидики җазаланғанлардин һаят қалған бири.

Икки һәптә илгири бошүн тор гезити мухбириниң зияритини қобул қилған җу геңшең әйни чағда “танка көйдүргүчи гумандар” дегән җинайәт билән қолға елинип, өлүм җазасиға һөкүм қилинған болсиму, түрмидики қийнап иқрар қилдуруш җәрянида, баштин-ахир “танка көйдүрүш җинайити” ни етирап қилмиғанлиқи үчүн, даириләр тәрипидин икки йил кечиктүрүлүп өлүм җазасиға һөкүм қилинип, бүгүнки күнлүктә хәлқара җәмийәтниң хитай һөкүмитигә қилған бесими сәвәблик, ахири түрмидин қоюп берилгән болсиму, әмма түрмидики қийин-қистақ дәстидин өзиниң җисманий һәм роһи җәһәттики мәҗруһқа айланғанлиқини баян қилған.

Җу геңшең әйни чағда өзиниң қолға елиниш сәвәби һәққидә тохтилип мундақ дәйду:
“вәқәдин кейин, улар мени 1989-йили 3-июн күни кечидики тйәнәнмен мәйданиға кириш йолидики танкини көйдүрүветиш вәқәсигә қатнашқан дәп қолға елип, җинайи җавабкарлиқни үстүмгә елишқа қистиди. Шундақ, әйни чағда мән танкиға чиқип, һәрбийләрни оқуғучиларни бастурушқа бармаслиққа үндигәнләрниң бири идим. Әмма мән танкини көйдүрүшкә қатнашмиғанлиқим үчүн, җинайи җавабкарлиқни һечқачан етирап қилмидим. Улар мени иқрар қилдуруш үчүн қолидин келидиған барлиқ җазалаш васитилирини қолланди. Улар тәйярлиған барлиқ иқрарнамиләр мени уруп һошсиз һаләткә кәлтүрүлгән вақтимда, бармақ изим улар тәрипидин мәҗбурий бастурулған һөҗҗәтләр. Уларниң мени шу қәдәр қаттиқ қийин -қистаққа елишиму, әмәлийәттә мени мәҗбурий иқрар қилдуруп, танка көйдүрүш вәқәсидики җинайи җавабкарлиқни маңа охшаш биригә йүкләш үчүн болувататти. Әйни чағдики қийнаш дәстидин бүгүнки күнлүктә җисманий һәм роһи җәһәттики мәҗруһқа айландурулдум.”

Җу геңшең мухбирниң даириләрниң униңға қайси хил җазалаш усуллирини қоллинилғанлиқи һәққидики соалиға мундақ җаваб бәргән:
“дәсләп тутулған мәзгилимдә, улар маңа роһи һәм җисманий җәһәттики җазалаш усуллириниң һәммисини қолланди. Мени уйқусиз қалдуруп, бир күндә 6-7 қетим уратти. Таяқ дәстидин кечә билән күндүзни пәрқ етәлмәйттим. Мени қийнашта әң көп қолланған қийнаш усуллиридин ток калтики билән уруш, резинкә қапланған тикәнлик калтәк һәм милтиқ пайники билән уруш, һәрбийләрниң қаттиқ қончлуқ өтүки билән җан йеримгә тепиш қатарлиқлар иди. Улар бәдинимниң һәммә йеригә уратти. Худди кичик вақтимизда киноларда көргинимиздикидәкла уратти, қийнайтти. Һәр қетимқи сорақта қийнаш дәстидин һошумдин кәтсәм, улар үстүмгә соғуқ су чечиш яки техиму қаттиқ қийнаш васитилири арқилиқ мени һошумға кәлтүрүп, сорақни давамлаштуратти. Әйни чағдики қийнаш дәстидин бөриким һәм путум еғир зәһмиләнди, җинси иқтидаримдинму мәһрум қилиндим. Шундин буян бәзидә хамуш һаләттә қелип, диққитимни йиғалмаймән.”

Җу геңшең өз баянида йәнә, түрмидә әң еғир қийнашқа учриғучиларниң сиясий җинайәтчиләр икәнликини илгири сүрүп мундақ дәйду:
“билишимчә, тйәнәнмин вәқәсидә, әксилинқилабий җинайәт билән әйиблинип, қолға елинғанлардин йәнә бүгүнгә қәдәр бейҗиң әтрапидики түрмидә йетиватқан ли йүҗүн, мияв дешүн қатарлиқлар бар. Улар җаза муддити тошуп, түрмидин чиқишқа бир йил қалған болсиму, әмма уларму худди маңа охшашла җисманий һәм роһий җәһәттики мәҗруһқа айландурулди. Аңлишимчә, ли йүҗүн түрмидики мәзгилдә қийнаш дәстидин аллиқачан нервисидин адишип, роһи кесәлгә айлинип қалған икән. Мениңчә, хитайда түрмиләрдә йетиватқанлар ичидә, түрлүк қийин-қистақ дәстидин роһи һәм җисманий җәһәттики мәҗруһқа айландурулғанларниң көпинчиси сиясий мәһбуслар болса керәк.”

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян хитайда түрлүк сиясий җинайәтләр билән әйиблинип, түрмигә қамалғанлар ичидә, уйғур,тибәт һәм моңғуллардин қолға елинған сиясий мәһбусларға қаритилған җазалаш усуллири техиму еғир болуп, җаза һөкүм қилинған сиясий җинайәтчиләр ичидә хитайларниң көпинчиси түрмидики мәзгилидә җаза муддити қисқартилиш пурситигә еришәлисиму, әмма уйғур, тибәт моңғуллардин сиясий җинайәтләр билән әйибләнгәнләргә җаза муддитини қисқартиш имканийити интайин аз болғандин сирт, улар түрмидә хитай сиясий җинайәтчилиригә қариғандиму еғир қийнақларға дуч келидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.