Тибәт оқуғучилири намайишидин кейин, тибәт вә уйғур елидә вәзийәт җиддийләшти

Радиомиз игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, өткән һәптә башланған тибәт оқуғучилириниң намайиши айрим җайларда давамлишиватмақта икән. Бу хил әһвал һөкүмәт даирилирини әндишигә салған болуп, нөвәттә тибәт һәм уйғур елидики вәзийәт җиддийләшкән.
Мухбиримиз миһрибан
2010.10.25
Chingxey-tibet-oqughuchilar-namayishi-305 Сүрәт, 2010 - йили 20 - өктәбир, тибәтниң чапча районидики тибәт оқуғучилириниң намайишидин бир көрүнүш.
Сүрәт радиомиз видиосидин елинди.

Нөвәттә чиңхәйдики қораллиқ сақчи қисимлириниң бир қисим тибәт оқуғучилирини тутуп кәткәнлики һәққидики хәвәрләрму ашкариланмақта. Бүгүн әтигән радиомиз гуаңдуң бөлүминиң зияритини қобул қилған "хәлқара тибәткә ярдәм тәшкилати"ниң тәтқиқатчиси зогениң билдүрүшичә, чиңхәйдә қораллиқ сақчи әскәрлириниң тибәт оқуғучилирини тутуш вәқәси йүз бәргән.

Зоген сөзидә, өзлириниң чиңхәйдин игилигән учуриға асасланғанда, тибәт оқуғучилириниң намайиши башланғандин буян, чиңхәй өлкисиниң тибәтләр олтурақлашқан районлирида вәзийәт җиддийлишип кәткәнликини, һәрқайси наһийиләрдә қораллиқ сақчи һәм хәлқ сақчилириниң кочидики чарлашниму күчәйткәнликини билдүрди.

У йәнә, 23 - өктәбир  шәнбә күни чүштин кейин чиңхәй өлкисиниң тсулхо(хитайчә хәйнән) наһийисидә наһийилик миллий оттура мәктәпниң 20 нәччә нәпәр оқуғучисиниң қораллиқ сақчилар тәрипидин тутуп кетилгәнликиниму билдүрди.

Әмма радиомиз мухбири хәйнәнниң телефон зийритигә җавап бәргән тсулхо наһийилик сақчи идарисиниң нөвәтчи хадими, наһийидә тибәт оқуғучилириниң тутулғанлиқини инкар қилди.

Мухбир: 20 Нәччә тибәт оқуғучисиниң сақчилар тәрипидин тутуп кетилгини растму?

Сақчи: Бу  өсәк сөз, бундақ иш йоқ.

Мухбир: Ундақта тибәт оқуғучилириниң намайиш әһвали қандақ?

Сақчи: Бу ишни сиз оқуғучиларниң өзидин сораң, мән билмәймән. Сақчилар оқуғучиларни тутмиди, мән бирму оқуғучини тутмидим.

Мухбир: Сақчилар чарлашни күчәйттиңларму?

Сақчи: Әлвәттә шундақ қилдуқ.

Һазир һиндистанда олтурушлуқ чиңхәйлик оқутқучи сәйриндосниң билдүрүшичә, ребкоң наһийисидә 2000 әтрапидики тибәт оқуғучилири йәкшәнбә күниму давамлиқ намайиш қилған болуп, сақчилар намайишчиларни қоршивалған болсиму әмма ашкара адәм тутмиған.

У сөзидә, чиңхәйдики тибәт оқуғучилириниң хитай тили маарипини омумлаштурушқа қарши елип барған намайишиниң йәкшәнбә күниму давамлашқанлиқини, наһийилик 1 - оттура мәктипиниң оқуғучилирини сақчилар мәктәп ичигә қамал қиливалған болсиму, әмма наһийилик2 - оттура мәктипидики2000 әтрапидики тибәт оқуғучилириниң сақчиларниң қоршави ичидә наһийини айлинип намайишни давамлаштурғанлиқини билдүрди.

Чиңхәйдики тибәт оқуғучилириниң намайиши тезликтә хитайдики башқа җайларға кеңәйгән болуп, өткән җүмә күни бейҗиң милләтләр университетиниң тибәт оқуғучилири мәктәп ичидә намайиш қилған. "Уйғур биз" торидики хәвәрдин мәлум болушичә, милләтләр университетидики уйғур оқуғучиларму тибәт оқуғучилириға мәдәт бәргән вә уйғурлар билән тибәтләрниң тәқдирдаш икәнликини билдүрүп, өзлириниң тибәт оқуғучилириниң тибәт тилини қоғдаш йолида көрсәткән җасаритигә қайиллиқини ипадилигән.

Бүгүн әтигән бейҗиң милләтләр университетиниң өз кимликини ашкарилашни халимиған бир нәпәр оқуғучиси радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип, икки күндин буян мәктәп ичидики вәзийәтниң интайин җиддийлишип кәткәнликини билдүрди.

У сөзидә мәктәп даирилириниң уйғур оқуғучилириға болған диққитини техиму күчәйткәнликини, даириләрниң уйғур оқуғучиларни агаһландуруп, мәктәп ичидә тибәт оқуғучилирини қоллаш һәрикәтлиридә болмаслиқни, вәқәни интернет һәм телефон арқилиқ сиртқа тарқатмаслиқни, әгәр хилаплиқ қилғучилар байқалса уларға қаттиқ чарә көрүлидиғанлиқини уқтурғанлиқини, әмма мәктәп ичидә уйғур оқуғучилири билән тибәт оқуғучилириниң бирнәччә күндин буян толиму йеқинлишип кәткәнликини, һәр икки милләт оқуғучилирида һаяҗанлиниш кәйпияти көрүлүватқанлиқини билдүрди.

Милләтләр университетидин зияритимизни қобул қилған бир оқутқучи нөвәттә хитай һөкүмити тәшәббус қиливатқан " қош тиллиқ оқутуш" намидики хитай тилини омумлаштуруш сияситиниң, уйғурлар арисида аллибурун башлинип болғанлиқи үчүн, маарипни хитайлаштуруш сияситигә нисбәтән уйғурларниң наразилиқ кәйпиятиниң бурунла хели күчәйгәнликини билдүрди. У сөзидә тор бәтлиридә 2 йилдин буян бу хил наразилиқ ипадиләнгән тәнқидий мақалиләрниң давамлиқ елан қилинишиниң бу қетим тибәт оқуғучилириниң " хитай тили маарипини омумлаштуруш" қа нарази болуп елип барған намайишида мәлум тәсир көрсәткәнликини илгири сүрди.

Чиңхәй өлкиси ребкоң наһийилик маарип идарисиниң бир хизмәтчи хадими, радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң бу қетим наһийидики тибәт оқуғучилириниң наразилиқ намайишиға, бу оқуғучиларниң һөкүмәтниң "қош тиллиқ маарип сиясити" ни "хата чүшинип қалғанлиқи сәвәб болған", дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Бейҗиң милләтләр университетидин зияритимизни қобул қилған бир оқутқучи нөвәттики вәзийәт тәрәққияти һәққидики пәризини оттуриға қойди. Униң қаришичә, нөвәттә хитай һөкүмити уйғурлар һәм тибәтләр үстидин йүргүзүватқан миллий сияситидә мәсилә еғир болуп, нөвәттики әһвал астида һөкүмәт алди билән "қош тил маарипи" намида атиливатқан, маарипни хитайлаштуруш сияситигә түзитиш киргүзүши керәк икән.

У сөзидә йәнә, әгәр һөкүмәт даирилири намда миллий аптономийә һоқуқи берилгән бу милләтләр территорийисидә, маарип һәм һөкүмәт хизмәтлиридә йәрлик миллий тилни қоллинишиға давамлиқ чәклимә қойса, бу районларда һөкүмәткә болған наразилиқ һәрикәтлириниң барғанчә көпийип, техиму чоң вәқәләрниң йүз бериш еһтимали барлиқини илгири сүрди.

Нөвәттә тибәт оқуғучилириниң намайиши хәлқара мәтбуатларниң қизиқ нуқтисиға айланған болуп, вәқәниң тәрәққияти дуня җамаәтчиликиниң диққәт нуқтисиға айланмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.