Тибәтләрқарлиқ тағдики шир бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (3)


2008.03.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Tibet-HorseFlag-200.jpg
Атлиқ вә пиядә тибәтликләр наһийә базириға шиддәт билән бастуруп киргән. Youtube Дин елинди. Source: Youtube

Йеқинқи 10 нәччә күндин буян елан қилинған тибәт һәққидики хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу йил 3 ‏ - айниң 10 ‏ - күни пүтүн дунядики тибәтләр 1959 ‏ - йили вә 1989 ‏ - йили мушу күнләрдә хитай һөкүмити тәрипидин бастурулған тибәт һәрикитини хатириләш үчүн, 'қарлиқ тағдики шир' бәлгилик дөләт байриқини көтүрүп намайиш қилған иди. Тибәтләрниң тибәт аптоном районида өткүзгән намайиши хитай һөкүмити тәрипидин йәнә бастурулди. Хитай һөкүмити лхасада йүз бәргән намайишини 'уруш чеқиш, булаш, от қоюш, адәм өлтүрүш' һәрикити дәп бастурди. Тибәтләр болса 'бу хитай һөкүмити тибәтләрниң һәққаний һәрикәтлирини бастуруш үчүн пиланлиған ойдурма' дәватиду.

Хитай һөкүмити пүтүн дуняниң бесимиға тақабил туруш үчүн, 3 ‏ - айниң 25 ‏ - күни өзи мухбир тәшкилләп тибәткә зиярәткә әвәткән иди. Әмди бүгүн, 28 ‏ - чесла йәнә әнгилийә, америка, германийә, франсийә, японийә қатарлиқ 15 дөләтниң хитайда турушлуқ әлчихана хадимлирини тибәтни зиярәт қилишқа тәклип қилди.

Хитай һөкүмити 3 ‏ - айниң 25 ‏ - күни өзи тәшкилләп тибәткә үч күнлүк зиярәткә әвәткән чәтәл мухбирлириниң ичидики америка мухбири (бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңда турушлуқ мухбири) чарлис хутзилер лхасадики намайишни башлиған җукоң ибадәтханисидики раһиб вә раһибәләрни зиярәт қилғандин кейин елан қилған пакитларға асасланғанда, бу ибадәтханидики ламалар 'тибәттә әркинлик йоқ' дәп йиғлап кәткән; улар йәнә ' 14 ‏ - марттики қалаймиқанчилиқ билән далай ламаниң һечқандақ алақиси йоқ' дегән.

Йеқинқи бир нәччә күн ичидә, 'нюйорк таймис гезити', 'көзитиш журнили' қатарлиқ учур вастилири елан қилған хитайниң сақчи қисимлирини тәтқиқ қиливатқан америка мутәхәссиси муррәй скот таннерниң тибәттә өз көзи билән көргәнлири һәққидики тәсвирлиригә қариғанда, 3 ‏ - айниң 14 ‏ - күни лхаса шәһиридә тибәтләр кочиларға чиқип көрәңләп, қоллирида қиңрақ пулаңлитип хитайларни қорқутидиған, хитайларни чалма - кесәк қилидиған, хитай дуканлирини булайдиған бир чоң қалаймиқанчилиқ бир нәччә саәткичә давамлашқан. Бу қалаймиқанчилиқ тибәтләрниң хитайларни тибәттин қоғлап чиқириш нийити барлиқини ипадилигән иди. Бу вақитта хитайниң җәмийәт тәртипини сақлайдиған сақчи яки башқа қораллиқ қисимлири пүтүнләй ғайип болған. Әмма пуқрачә кийингән һөкүмәт хадимлири кочиларға чиқип, бу чоң қалаймиқанчилиқни наһайити тәпсилий синға алған.

Муррәй таннерниң ейтишичә, хитайниң қораллиқ қисимлири 3 ‏ - айниң 15 ‏ - күндин башлап кочиларда намайишчиларни бастурған. Таннер әпәндиму шу күни тибәттин қоғлап чиқирилған. У тибәттин қоғлап чиқирилиштин бурун, хитай сақчилириниң кочиларда тибәтләрни қоғлап тутуп урған, һәтта йәрләргә һак чечип қан излирини тазилаватқан әһвалларни көргән. Әмма хитай һөкүмити пүтүн мәмликәткә вә чәтәлләргә беридиған телевизийә программилирида болса, хитай һөкүмити өзи тәйярлиған 'тибәтләрниң уруш, чеқиш, булаш, от қоюш, адәм өлтүрүш һәрикитиниң пакитлири' нила елан қилишқа башлиған.

Таннер әпәнди тибәттин қоғлап чиқирилиштин бурун йәнә, хитай һөкүмитиниң тәшвиқати хитайларниң милләтчиликини қозғаш ролини ойнап, хитайлар өз һөкүмитидин һаятини вә мал - мүлкини қоғдаш, бөлгүнчиләргә һәргиз рәһим қилмаслиқини тәләп қилғанлиқини, хитай мунтизим қошунлириниң номур - бәлгилири ақ қәғәз билән чапливетилгән танка, бронивиклири кочиларға чиққанлиқини көргән, кочиларда етилған һәр хил оқ, яш аққузуш бомбилириниң авазини аңлиған.

Муррәй тааннерниң ейтишичә, 1989‏ - йили ху җинтав әпәнди тибәтләрни бастурғанда өзи бейҗиңға беривелип, вәқәни уқмиған болувалған иди. Бу қетим тибәтниң секритари җаң чиңлиму бейҗиңда 'бизниң далай гуруһи билән болған көришимиз һаят - маматлиқ күриши' дәп җакарлап қоюп, қалған әһвални уқмиған болувалди.

Гәрчә хитай һөкүмитиниң тибәт һәрикитини бастуруши, тибәтниң ишики чәтәлләргә тамамән тақалған әһвал астида давамлашқан болсиму, әмма хитай һөкүмити 3 ‏ - айниң 25 ‏ - күни өзи тәшкилләп тибәткә әвәткән мухбирлар йәнила риал әһвални ашкарилап қойди. Әмди 28 ‏ - числадин башлап 15 дөләтниң әлчихана хадимлири тибәткә берип зиярәт қилишқа тәклип қилинди. Булар ашкарилиған учурларни кейинки программилиримизда аңлитимиз. (Давами бар, вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.