Тибәт демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизи тибәтниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидә доклат елан қилди

Тибәт пуқралириниң сиясий һоқуқи, диний әркинлик һоқуқи һәмдә маарип вә яшаш һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәхли-тәрүзгә учраватқанлиқини ашкарилиди.
Мухбиримиз әқидә
2011.01.13
Tibet-besim-yuqiri-305 Һазир тибәт мәсилиси һазир наһайити сәзгүр басқучта болуп, сүрәттә, 1 - март күни, сичуәндики тибәт районида чарлаш елип бериватқан хитай қойаллиқ сақчилири.
AFP Photo

"Хәлқара тибәт почтиси" гезити 12-январ күни, тибәт демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизиниң, тибәттики кишилик һоқуқ әһвали тоғрисида һазирлиған 90 бәтлик доклатини елан қилип, тибәт пуқралириниң сиясий һоқуқи, диний әркинлик һоқуқи һәмдә маарип вә яшаш һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәхли-тәрүзгә учраватқанлиқини ашкарилиди.

Драмсаладики тибәт демократийә вә кишилик һоқуқ мәркизиниң 2010"-йили тибәт чегриси ичидики кишилик һоқуқ әһвали" дегән темида елан қилған доклатиниң баш қисмида әйнән мундақ дейилгән.

"Җуңхуа хәлқ җумһурийити һөкүмити, тибәтләрниң кишилик һоқуқиға таҗавуз қилиш қилмишини қилчә йеникләткини йоқ, 2010-йили 12-айниң 30-күнигә қәдәр, хитайниң һәрқайси җайлиридики түрмә һәмдә тутуп туруш орунлирида 831 тибәтлик сиясий җинайәтчи сүпитидә қамалған. Буларниң ичидә 360 адәм үстидин сот һөкүмити елан қилинған, 12 тибәтлик муддәтсиз қамақ җазаси билән җазаланған, йәнә 71 киши сотниң сорақ җәрянидин өтүп, һөкүм чиқирилишини күтүп ятқан болуп, булардин сирт йәнә 188 кишиниң из дерики сүрүштүрүлмәктә".

Бу доклатта йәнә мундақ мәзмунлар баян қилинған:

  • 2010-Йили тибәт зиялийлири арисида вә мәдәнийәт саһәси бойичә тазилаш һәрикити елип берилип, 2008 ‏-йилидин буян 60 тин артуқ тибәт язғучиси һәмдә журнал мәсуллири қолға елинған.
  • 2010-Йили 8-айниң 23-күни гәрчә хитай һөкүмити өлүм җазаси үстидә ислаһат елип беришни оттуриға қойған болсиму, әмма бу тибәтликләр үчүн һечқандақ үнүми бәрмигән болуп, 2008-йили 9 нәпәр тибәтлик өлүм җазасиға һөкүм қилинип, 2 нәпири өлтүрүлгән, қалған 7 синиң өлүм җазаси, икки йил кечиктүрүп иҗра қилинған.
  • Маарип һоқуқидин мәһрум қалдурулғанлиқини һес қилған тибәтлик оқуғучилар, наразилиқ намайиши елип берип һөкүмәткә қаршилиқ билдүргән, тоңрен наһийисидики 6 мәктәпниң нәччә миңлиған оқуғучиси намайиш өткүзүп, тибәт тилини йоқ қилишқа урунған һөкүмәтниң маарип ислаһатини әйиблигән. Буниң билән биргә бейҗиң милләтләр уневирситиитиниң 600 ға йеқин тибәт оқуғучиси намайиш елип бериш арқилиқ, 2010-йили 10-айниң 22-күни тибәт тилини қоғдаш тәшәббүсини оттуриға қойған. Әмма хитай һөкүмити 2015-йилидин бурун тибәт вә енгилис тилидин сирт, башланғуч мәктәп дәрсликлирини пүтүнләй хитай тилида нәшр қилдуридиғанлиқи һәққидә қарар бекиткән. Хитай һөкүмити йәнә, тибәт хәлқиниң тибәт тилини қоғдаш вә тибәт мәдәнийитини тәрәққий қилдуруш тәшәббусини, дөләткә қарши туруш һәрикити дәп қарилиған.

Мәзкур доклатта тибәтләрниң диний етиқад әркинлики мәсилисиниң еғирлишиватқанлиқиму тилға елинип, төвәндикидәк мәзмунлар баян қилинған:

"Дини әркинликтин мәһрум қалдурулған тибәт хәлқи, әркин диний паалийәт елип баралмиғандин сирт, сүргүндики тибәт будда рәһбириниң тәсиригә учримаслиқ тоғрисида қаттиқ бесимға дуч кәлмәктә. Хитай һөкүмити йәнә тибәтләр районидики диний органларға қарартқан башқуруш хизмитини күчәйтип, ‘вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси’ дегәнгә охшаш тәшвиқат вә сиясәтлирини җари қилдуруп, милләтләр иттипақлиқини мустәһкәмләш, җәмийәт муқимлиқини қолға кәлтүрүш шоарини җар селип, тибәтликләргә қаттиқ бесим ишләтмәктә".

Дарамсаладики тибәт демократийә вә кишилик һоқуқлирини һимайә қилиш мәркизи йәнә өз доклатида бейҗиң даирилириниң, тибәттә "тәрәққият" вә "муқимлиқ " ни қолға кәлтүрүш керәк дәп җар селип, йәрлик тибәтликләргә қилчә мәнпәәт елип кәлмәйдиған сиясәтни йолға қоюватқанлиқини көрситип, төвәндикидәк мәзмунларни илгири сүргән:

"2010‏-Йили 1-айниң 18 вә 20-күнлири 5-қетимлиқ тибәт хизмити сөһбәт йиғини бейҗиңда өткүзүлгәндә, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән 300 дин артуқ партийә, һөкүмәт вә армийә рәһбәрлири йиғинға қатнишип, сичуән, чиңхәй, гәнсу, йүннән қатарлиқ тибәт районлирини өз ичигә алған хизмәт пиланини түзүп чиққан. Болупму 10 йил ичидә районда тәрәққиятни қолға кәлтүрүш истратегийисини әмәлгә ашуруп, намрат деһқанларни һаллиқ сәвийигә йәткүзүш, районнниң хитайниң башқа җайлиридин алаһидә пәрқлиқ болуштәк вәзийитини өзгәртиш сиясити бәлгилигән.

Тибәттә йәнә бу бир йил ичидә, нәччә он миңлиған тибәт хәлқи йәр тәврәш, лай көчүш апәтлиригә учрап, һәтта һаятидин айрилған. Хитай һөкүмити сүргүндики тибәт даһийси далай ламаниң, юртиға берип өз хәлқидин һал сораш, тәсәлли бериш истикини рәт қилди, сиясәтни бир тәрәпкә қоюп, хәлқиниң аман исәнликини тилигән далай ламаниң сәмимий тәлипини рәт қилди. Хитай һөкүмити бу хил позитсийи билән һечқачан тибәт хәлқиниң вә хәлқара җәмийәтниң һөрмитигә еришәлмәйду. Әксичә тибәт хәлқиниң далай ламаға болған сөйгүсиниң күнсайин ешип беришиға йол ачиду. Хитай һөкүмити тибәт мәсилисини һәл қилишта пәқәт, далай лама билән диалог өткүзүш арқилиқла, җәмийәт муқимлиқини, тибәт хәлқи билән хитай хәлқиниң биргә инақ иттипақ өтүшини қолға кәлтүрәләйду халас."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.