Тибәт һәм моңғул зиялири: "хитайда аз санлиқ милләтләр бәхтлик дегән тәшвиқат әң чоң ялғанчилиқ"

Лхаса шәһириниң 2010-йили хитайда "пуқралар өзини әң бәхтлик һес қилидиған" 10 шәһәрниң биринчиси дәп баһаланғанлиқи хитай һәм чәтәлләрдики хитай вәзийитини көзәткүчиләр арисида инкас қозғиған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.02.10
Lhasa_montage-305.jpg Лихаса шәһиридин көрүнүшләр. 2009-Йили 25-январ.
http://en.wikipedia.org
Хитайдики тибәт аял язғучиси воесер “тибәткә нәзәр” тор бетидә мақалә елан қилип, "тибәт хәлқи хитай қошунлириниң қораллири астида яшаватиду" деди. Ички моңғулдики моңғул зиялийси алмас сирнуд әпәндиму радиомиз зияритини қобул қилип, "хитайда моңғуллар учраватқан бесим тибәт һәм уйғурларниңкидинму еғир болмақта" деди.

Хитай мәркизи хәлқ телевизийә истансиси иқтисад қанили өткән айда “мәркизи хәлқ телевизийисиниң 2010-йилдики пуқраларниң иқтисадий турмушини тәкшүрүш нәтиҗиси” ни елан қилған.

Мәлум болушичә хитай мәркизи хәлқ телевизийиси бу хил рай синаш паалийитини 5 йилдин буян елип бериватқан болуп, бу йил бу программида лхаса шәһри пуқралири хитайдики "хәлқ өзини әң бәхтлик һес қилидиған 10 шәһәрниң биринчиси" дәп баһаланған.

Хитайда яшаватқан тибәтләрниң реал һаяти һәққидә әсәр йезиш билән хәлқарада тонулған, әмма хитай һөкүмити тәрипидин сәзгүр шәхсләрдин дәп қарилип келиватқан тибәт аял язғучиси воесер “тибәткә нәзәр” журнилида бу программа һәққидә мақалә елан қилип хитай мәркизи хәлқ телевизийә истансисини "хитайдики әң чоң ялғанчи" дәп қарайдиғанлиқини баян қилиду.

Воесер мақалисидә, бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: "мән чәтәл агентлиқлириниң зияритини қобул қилғинимда, бир мухбир мәндин лхаса шәһри хитайда 'пуқралар өзини әң бәхтлик һес қилидиған шәһәр' дәп баһалинипту, сизчә шундақму? дәп сориди. Шу чағда мән чаған байрими һарписида гоя мәсхирә һәм кинайә билән ясалған аҗайип чоң бир совғатни тапшурувалғандәк туйғуға кәлдим. Андин мән бу чәтәл мухбирдин яндурупла 'әҗәба сиз биз тибәтләрниң кечә-күндүз бешимизға тәңләнгән қорал астида, бутханиға берип ибадәт қилиш әркинликимизму йоқ һаләттә яшаватқинимизни билмәмтиңиз? әҗәба сизниңчә бу хил һаят тибәт хәлқигә бәхт туйғуси берәрму?' дәп сорудум. Әмма, бирнәччә күндин кейин мәркизи хәлқ телевизийә истансисиниң бу программиси пүтүн хитайға тарқитилди. Чүнки мәркизи хәлқ телевизийә истансиси йүзи азрақму қизармастин ялғанчилиқ қиливататти."

Воесер өз көзи билән көргән тибәт вәзийитини тәсвирләп: "мән тәкшүрүш арқилиқ бу хил баһалашниң 5 йилдин буян уда давамлишиватқанлиқини билдим. Алдинқи4 йиллиқ баһалашта лхаса шәһри хитайдики 100 нәччә шәһәр ичидә уда 3 қетим 1-болуп баһалинипту, бир қетим 3-болуп баһалинипту. Мениңчә лхаса шәһри 3-болуп баһаланған бу йил бәлким 2008-йиллиқ болса керәк. Чүнки 2008-йили 3-айда лхаса шәһиридә дуняни зилзилигә салған тибәт вәқәси болди, һөкүмәт армийә һәм танкилар арқилиқ тибәтләрниң тинчлиқ билән елип барған намайишини бастурди. Мана бүгүнгә қәдәр тибәт лхаса шәһиридә 001-005 типлиқ һәм 006-007 типлиқ броневиклири лхаса кочилирида чарлаш елип бармақта. Ундақта лхасадики тибәтләр мана мушу хил броневикларға орнитилған пилимотлар вә қораллиқ әскәрләрниң назарити астида өзини хитайдики 100 нәччә шәһәр ичидә әң бәхтлик шәһәр дәп сезидикәндә?" дәп язиду.

Шинхуа тор бекитидә 10-феврал бултур 2010-йили шинҗаң уйғур аптоном районидики һәр милләт аммисиниң бихәтәрлик туйғусиниң 2009-йилдикидин ашқанлиқи һәққидики бир хәвәр берилгән. Хәвәрдә 2010-йили уйғур аптоном районидики һәрқайси вилайәт наһийиләрдики сақчилар һәм әскәрләрниң "террорлуққа қаттиқ зәрбә бериш, җәмийәттики зиддийәтләрни яхши һәл қилиши нәтиҗисидә җәмийәт аманлиқини қоғдаш хизмити нәтиҗилик елип берилип, хәлқ аммисиниң бихәтәрлик туйғуси 82.38% Кә йәткәнлики" оттуриға қоюлған.

Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, уйғур ели вәзийитиму тибәт вәзийитидин анчә пәрқләнмәйдикән. Уйғур елидики шәһәр кочилиридиму хитай әскәрлириниң мәвҗутлуқи 2009-йилидин кейин техиму күчәйтилгән.

Үрүмчи шәһиридин зияритимизни қобул қилған, әмма кимликини ашкарилашни халимайдиған бирәйлән “уйғур аптоном районида пуқраларниң бихәтәрлик туйғуси ашти” дегән хәвәр һәққидә тохтилип, "2009-йили үрүмчидә йүз бәргән '5-июл үрүмчи вәқәси' дә, үрүмчигә киргән қораллиқ қисим әскәрлири шәһәр сиртиға чекингән болсиму, әмма шундин буян үрүмчи кочилириниң һәр бир доқмушида, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан районларда төттин-төттин сәп түзгән қораллиқ сақчи хадимлири коча чарлайду. Сақчи машинилири 24 саәт шәһәр ичидә тохтимай чарлаш елип бариду. Болупму, чаған мәзгилидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири елинди. Қатнаш түгүнлиридә йолучиларниң кимлик вә йүк тақилири қаттиқ тәкшүрүштин өтмәктә. Мушундақ болған икән пуқралар әлвәттә өзини бихәтәр сезиду-дә" деди.

Ундақта ички моңғулниң әһваличу? бу һәқтә ички моңғулниң тоңляо шәһиридин зияритимизни қобул қилған моңғул дохтур алмас сирнуд әпәнди, моңғуллар нөвәттә учраватқан бесиминиң тибәтләр һәм уйғурлар учраватқан бесимдинму еғир икәнликини илгири сүрди: "мениңчә биз моңғулларниң һазирқи әһвали уйғурлар һәм тибәтләрдиму еғир. Чүнки биз һазир өз земинимизда 20% кә чүшүп қелип, пүтүнләй аз санлиқ милләткә айлинип болдуқ. Моңғул чарвичилири бу йәрдики әң намрат хәлқ. яшлиримиз арисида моңғул тилида оқуғанлар пүтүнләй ишсиз. Биз моңғулларда һазир өз ана тилида сөзлишидиғанлар барғанчә аз қалмақта, һәтта көктат сетивелиш, кийим-кечәк сетивелиш қатарлиқлардиму хитай тили билмисиңиз сода қилалмайсиз. Моңғуллар арисида мәҗбури һалда хитайчә фамилә қоллиниш тәшәббус қилинмақта. Мәсилән мениңму улар тәрипидин бекитилгән фамиләм лияң әмма, мән адәттә өзүмниң моңғулчә алмас сирнуд дегән исмимни қоллинимән. Биздә һөкүмәт идарилиридә ишләйдиған моңғуллар өз-ара моңғул тилида гәп қилишсақ, бизгә 'немә үчүн хитай тилида сөзләшмәйсиләр' дәп бесим қилиду. Һазир биз моңғулларда ана тилимизда сөзлишишму гунаһ болуп қалди. Әмма, биз моңғуллар һечқачан өзимизниң моңғул икәнликимизни унтуп қалмидуқ."

Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, гәрчә хитай һөкүмити өз тәшвиқатлирида "хитайдики тибәт, уйғур, моңғул қатарлиқ милләтләр хитайда бәхтлик яшаватиду" дәп тәшвиқ қилсиму, әмма бу милләт хәлқлириниң хитайда өз һәқ һоқуқлирини тәләп қилип елип барған наразилиқ һәрикәтлири хитайниң милләтләр сияситидики тәңсиз сиясәтниң әмили нәтиҗиси болуп, хитай тәшвиқатидики бәхт һәм бихәтәрлик туйғуси әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң дуняға қиливатқан ялған тәшвиқати дәп чүшинишкә болидикән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.