Тибәт районидики тоқунуш кеңийишкә башлиди

Тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң илгири сүрүшичә, драго наһийисидин башланған наразилиқ һәрикити түнүгүндин башлап тибәтләр яшайдиған башқа наһийиләргә кеңийишкә башлиған.
Мухбиримиз әркин
2012.01.25
Tibet-besim-yuqiri-305 Һазир тибәт мәсилиси һазир наһайити сәзгүр басқучта болуп, сүрәттә, 1 - март күни, сичуәндики тибәт районида чарлаш елип бериватқан хитай қойаллиқ сақчилири.
AFP Photo

Сичүәнниң гарзе аптоном области драго (лухав) наһийисидә партлиған намайиш әтраптики наһийиләргә кеңийип, намайиш йүз бәргән районларда җиддий һаләт елан қилинған. Америка һөкүмити болса вәзийәткә инкас қайтуруп, тибәт вәзийитиниң тәрәққияти вә хитай аманлиқ күчлириниң һәрикитидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини билдүрди. Дүшәнбә күни партлиған тибәтләрниң хитайға қарши наразилиқ һәрикити түнүгүн гарзениң седа наһийисигә тутушуп, хитай аманлиқ күчлириниң йәнә намайишчиларға оқ чиқириш вәқәси йүз бәргән иди. Мәркизи лондондики әркин тибәт тәшкилати аманлиқ күчлириниң 2 тибәт намайишчини етип өлтүргәнлики, намайиш партлиған дүшәнбә күндин буян хитай аманлиқ күчлири тәрипидин өлтүрүлгән тибәт намайишчилириниң 7 гә йәткәнликини билдүргән иди. Илгири хитай аманлиқ күчлириниң драго наһийисидики намайишни бастуруп, 5 кишини етип өлтүргәнлики қәйт қилинған.

Бирақ, хитай һөкүмитиниң тибәт намайишчилирини бастуруши америка, сүргүндики тибәт тәшкилатлириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң инкасини қозғиди. Америка дөләт ишлар министирлиқи баянат елан қилип, хитай аманлиқ күчлириниң тибәт намайишчилириға оқ чиқарғанлиқидин зор әндишигә чүшкәнлики, хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң келәр айда америкиға зиярәткә кәлгәндә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойидиғанлиқини билдүрди.

Дөләт ишлар министирлиқиниң тибәт ишлар маслаштурғучиси, ярдәмчи дөләт ишлар министири мария отеро сәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики язма баянатида, хитай һөкүмитини тибәт районидики вәзийәтни кәскинләштүрүп, тибәтләрниң диний, тили вә мәдәнийәт кимликигә тәһдит селиватқан “сәлбий сиясити”ни өзгәртишкә үндигән. Шундақла йәнә, хитай даирилирини далай лама вә яки униң вәкили билән болған сөһбәтни әслигә кәлтүрүшкә чақирған.
Мария отерониң баянати елан қилиништин сәл бурун америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси америка һөкүмитиниң тибәт вәзийити һәққидики мәйданини тәкитлигән иди.

Дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси викторийә нуланд сәйшәнбә күнлүк ахбарат елан қилиш йиғинида әскәртип: биз хитайниң тибәт районидики зораванлиқ вә җиддийликниң күчийиватқанлиқи, җүмлидин аманлиқ күчлириниң намайишчиларға оқ чиқирип, бәзи кишиләрни өлтүргәнлики вә бәзиләрни яриландурғанлиқи һәққидики хәвәрләрдин җиддий әндишә қиливатимиз. Силәрму билгәндәк биз хитай һөкүмитини көп қетим өзиниң тибәт районидики вәзийәтни кәскинләштүрүп, тибәт хәлқиниң диний, тили вә мәдәнийәт кимликигә тәһдит селиватқан сәлбий сияситини өзгәртишкә чақирип кәлдуқ. Шундақла йәнә уларни далай лама вә яки униң вәкили билән иҗадий диалог елип берип, тибәт хәлқиниң қайғулирини һәқиқий мәнидә һәл қилишқа чақирип кәлдуқ, дегән.

Мәзкур вәқә хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиң келәр айда америкини зиярәт қилидиған назук пәйткә тоғра кәлгән иди. Америка дөләт ишлар министирлиқиниң тибәт вәзийити һәққидики баянати елан қилиништин бир күн бурун ақ сарай баянат елан қилип, ши җинпиңниң 14-феврал америкини зиярәт қилидиғанлиқини җакарлиған. Бу йил ши җинпиң хитайниң рәһбәрлик һоқуқини өткүзүвалидиған муһим бир йилдур. Бирақ ши җинпиңниң зиярити хитай аманлиқ күчлири тибәтләрни бастуруватқан бир пәйткә тоғра кәлгән болуп, бу бәзи кишиләрдә бундақ бир пәйттә ши җинпиңни күтүвелиш мувапиқму, дегән соални пәйда қилған.

Бирақ америкидики бәзи хитай анализчилар тибәт мәсилиси ноқул америкиниң бесими билән һәл болмайдиғанлиқи, буниң үчүн хитайниң демократийилишиши керәкликини билдүрмәктә.

Америкидики хитай вәзийәт анализчиси, профессор яңлийү әпәнди мундақ : америка җуңго билән далай ламаниң тибәт мәсилисини сөһбәт арқилиқ һәл қилишини изчил тәләп қилип кәлди. Җуңгому далай лама билән сөһбәт өткүзүшни наһайитиму халайду. У далай ламаниң вәкили 9 қетим бейҗиңни зиярәт қилди. Бирақ һәр икки тәрәп өз пикридә чиң туруп, сөһбәтниң һечқандақ әһмийити болмиди. Америкиму бу сөзләрни даим тәкитләп келиватиду. Бирақ мениңчә һазирқи әһвалда бу мәсилиниң һәл болуши мумкин әмәс. Чүнки һакимийәтни бир партийә монопол қиливалған бундақ түзүм аз санлиқ милләтниң һоқуқиға һөрмәт қилмайду. Тибәт вә уйғурларниң мәсилисини қоюп туруң, у һәтта хәнзуларниң һоқуқиғиму һөрмәт қилмайду.

Яңлийү тибәт вә уйғур мәсилисини һәл қилишниң бирдин бир йоли уларға һәқиқий аптономийә берип, уларниң әркинликигә һөрмәт қилиш икәнликини илгири сүрди.

У: бу мәсилә қандақ һәл болиду? буниң үчүн тибәткә һәқиқий аптономийә бериш керәк. Бирақ шизаң вә шинҗаңниң һазирқи аптономийиси бир шәкилвазлиқтур. Чүнки уларда парткомниң 1-секретари хәнзу. Аптоном район рәисиниң һоқуқи йоқ. Шуңа сиз бу мәсилини һәқиқий һәл қилиш нийитиңиз болса, тибәт хәлқиниң арзусиға һөрмәт қилип, уларға әркинлик беришиңиз, уларниң кишилик һоқуқиға һөрмәт қилишиңиз лазим. Шинҗаңдики миллий мәсилиниму охшашла шундақ һәл қилиш керәк. Бу райондики уйғур, қазақ қатарлиқ милләтләрниң арзусиға һөрмәт қилип, уларниң кишилик һоқуқи вә әркинликини қоғдаш, уларни һәқиқий аптономийә һоқуқидин бәһримән қилиш, дәп көрсәтти.

Америка дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси викторийә нуланд ши җинпиңниң зиярити билән тибәт вәзийитиниң мунасивитигә җаваб берип, америкиниң тибәт кишилик һоқуқ мәсилиси вә башқа мәсилиләрдики мәйданиниң хитайға наһайити аянлиқини әскәртти.

У: бизниң бу мәсилиләрдики мәйданимиз ялғуз тибәт кишилик һоқуқ мәсилисигә көңүл бөлүштила әмәс, бәлки хитайниң омуми кишилик һоқуқ мәсилисидиму һәр вақит вә һәр дәриҗидә наһайити ениқ болуп кәлди. Бизниң мәйданимиз бурун юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлириға қандақ болған болса, бу қетимму охшашла наһайити рошән, дәп тәкитлигән.

Лекин тибәт сәргәрдан һөкүмити хәлқара җәмийәтниң вәзийәткә арилишишини тәләп қилип, давамлиқ қан төкүлүшниң алдини елишқа чақирди. Дарамсалани мәркәз қилған сәргәрдан һөкүмәтниң баш министири лобсаң сангай, сәйшәнбә күни елан қилған бу һәқтики баянатида әскәртип: дуня җамаәтчилики буниңға сүкүт қилса, хитайға тибәт районидики җиддийчиликни бастуруш вә зораванлиққа тайинип һәл қилиш қобул қилиниду, дегән сигнал бериду, дегән.

Хитай һөкүмити болса седа наһийисидики намайишни бир топ лүкчәкләрниң һәрикити, дәп елан қилип, уларниң сақчи понкитиға һуҗум қилғанлиқини илгири сүргән. Һөкүмәтниң шинхуа агентлиқи арқилиқ елан қилған баянатида сақчиларниң амалсиз оқ чиқиришқа мәҗбур болғанлиқи әскәртилип, 14 сақчиниң яриланғанлиқини билдүргән. Шинхуа агентлиқи бу һәқтики хәвиридә, сақчиларниң бир “топилаңчи”ни етип өлтүргәнлики вә йәнә бир “топилаңчи”ни яриландуруп, 13кишини қолға алғанлиқини илгири сүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.